• Тарихий шәхсләр
  • 05 Қазан, 2017

Бизниң аилә

Нинеләм РОЗИБАҚИЕВА Дөләт вә җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң туғулғининиң 120 жиллиғиға даир Бийил уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң туғулғиниға 120 жил толуватиду. Әйнә шуниңға мунасивәтлик әдипниң қизи Нинеләм Розибақиеваниң 2015-жили нәшир қилинған «Әслимиләр» намлиқ китавидин үзүндә бериватимиз. Мениң дадам Абдулла Розибақиев Алмута вилайити Челәк наһийәси Кейиквай йезисида 1897-жили 31-октябрь күни дунияға кәлгән. Дадам әслимилиридә өзиниң туғулған йерини ениқ көрсәтмәйду, пәқәт «Алмута әтрапидики уйғур йезисида туғулдум» дәп ейтиду. Бовам Һидайәтниң, апамниң, уруқ-туққанлиримизниң сөзлиридин билидиғиним шуки, дадам Алмута йенидики Таштиқара йезисида туғулған екән. Униң аписи мошу йәргә тойға кәлгинидә бошинип қелип, бала вә яш туғутлуқ аял өзигә кәлгичә мошу йәрдә туруп қелишқа мәҗбур болиду. Униң дадиси Кейиквайда муәллим болған һәм улар ХХ әсирниң бешиғичә мошу йезида турған екән. Абдулла үч яшқа киргәндә аниси өлүп кәткәчкә, уни дадисиниң бала көрмигән чоң аяли бақиду. 1909-жили Верный шәһиридә яшаватқан Әхмәт бовам чирайлиқ, амма мүҗәзи чос йәнә бир аялға өйлиниду. Униңдин Патәмбүви вә Абдуқейим исимлиқ икки бала көриду. У аял өгәй балиси Абдуллаға наһайити қопал мунасивәт қилишқа башлайду. Шуңлашқа у кичик дадиси Һидайәтниң өйидә туридиған болиду. Өйләнгәндин кейин бирәтола шуларниң өйигә беривалиду. Шундақ қилип, Һидайәт униң һәм кичик дадиси һәм қейинатиси болуп қалиду. Мениң ата-анам болса, бир-биригә җийән еди. Рус тилини яхши билидиған Елиәквәр кичик дадам Абдуллани рус приход мәктивигә оқушқа киргизиду. Бу мәктәпни у 1914-жили тамамлайду. Абдулланиң шәхс сүпитидә шәкиллинишидә вә өсүшидә Елиәквәр чоң роль ойнайду. У Абдуллаға китапни қәдирләшни үгитиду, дуния вә Шәриқ әдәбиятиниң әң илғар әсәрлирини тонуштуриду. Абдулла Рус приход мәктивини тамамлиғандин кейин бухгалтерлиқ курсини пүтирип, шәһәрлик банкта ишләшкә башлайду. 1915-жили өйлиниду. Аилимиз чоңлириниң ейтип беришичә, мәлум дәриҗидә ака-ука болған Әхмәт билән Һидайәт балилирини өйләп қойиду. Апам 1915-жили татар аяллар мәктивини (гимназия) тамамлайду. У кичигидинла билимгә хуштар вә қабилийәтлик болған еди. Бу җәһәттин апам билән дадам иккиси охшап кетидиған. Мениң билишимчә, Әхмәтниң ахирқи аялиниң туққанлири икки ака-укиниң қарариға қарши болған еди. Сәвәви, өзлириниң чирайлиқ һесапланған бир қизини униңға турмушқа бәрмәкчи болған. Әйнә шу аял, апамниң ейтип беришичә, жигирминчи жиллири бизниң өйгә келип тураттекән. Кейинирәк турмушқа чиқип, Шинҗаңға көчүп кетиду. Мән уни 1954-жили көрдүм. Адәттики қариқумчақ аял. Бирақ әйнә шу аялниң уруқ-туққанлири билән иккинчи, һәтта үчинчи әвлатта мунасивәтлиримиз соғ, қоюқ әмәс. Бүгүнки әвлатлиримиз, һәтта шу мунасивәтләрниң маһийитини чүшәнмисиму бир-бири билән арилашмайду. 1914-жили Елиәквәр кичик дадимиз Абдуллани Павел Виноградов билән тонуштуриду. Бу адәм инқилавий көзқарашлири үчүн Санкт-Петербургтин сүргүн қилинип, Или дегән йезида муәллим болуп ишләвататти. Нәқ мошу учришиш Абдулланиң инқилавий паалийәткә келишигә түрткә болиду. Униң инқилавий, дөләт, журналистикилиқ вә тилшунаслиқ паалийити һәққидә нурғун йезилди. Шуңлашқа уларға тохталмай, өзәмниң әслимилиримни йезишни тоғра көрдүм. 1920-жили Д.Фурмановниң тәвсийәси билән А.Розибақиев Яркәнт шәһириниң һәрбий комиссари болуп тайинлиниду. У йәрдә Пәрғанә вадисида басмичиларға қарши күрәш үчүн «Таранчи (уйғур) атлиқ полкини» тәшкил қилиду. Полк командири болуп Музәппәр Яруллабеков, һәрбий комиссар болуп Абдулла Розибақиев тайинлиниду. Амма дадам ағрип қалидудә, униң орниға Исмайил Тайиров кетиду. Турар Рысқулов Абдуллани Ташкәнткә чақиртивалиду. Бу йәрдә у Түркстан Җумһурийитиниң мәркизий комитетида аз милләтләр бөлүмини башқуриду вә «Қәшқәр-җоңғар ишчилириниң инқилавий иттипақиға» рәһбәрлик қилиду. Көп өтмәй Ораз Жандосов Түркстан Җумһурийити партия мәркизий комитетиниң Түркбюросиға: «Қурултайниң қарариға бенаән, вилайәтлик комитетниң, вилайәтлик иҗракомниң, кәмбәғәлләрниң вилайәтлик бюросиниң әзаси болуп сайланған мәркизий комитет әзаси вә җоңғар ишчилириниң инқилавий иттипақиниң мәсъул кативи А.Розибақиевни Алмутиға келишини тәләп қилимиз. Йәттисуда қелиплашқан җиддий әһвалға мунасивәтлик наһайити һаҗәт» дегән телеграммини йоллайду. Шундақ қилип, у Алмутиға қайтип келип, Қазақстан һөкүмитидә җавапкәр лавазимларда ишләйду. 2002-жили Алмута вилайәтлик архивиниң әдәбият вә сәнъәт бөлүминиң рәһбири Альмира Ажиғайканова билән сөһбәтләшкинимдә, у Йәттисуниң вә Алмута шәһириниң архивлирида 1917 — 1932-жиллар материаллирини тәтқиқ қилғанлиғини ейтқан еди. Шу материалларға асаслинип, у шу вақитта А.Розибақиевсиз һечбир мәсилә һәл қилинмиғанлиғини тәкитлигән. Дадамниң достлири арисидин Магаза Масанчи яхши есимда капту. У киши һәр кәлгинидә, бурутлири билән мени ғидиқлап әркилитидиған. Шундақла Ораз Исаевму ядимда. Бир күни Қурманғазы вә Фурманов кочилириниң қийилишидики өйүмизгә кәлгинидә, у киши мени егиз көтиривалди. Мән шу чағда ишик касигигә бешимни урувалимәнму дәп бәк қорқуп кәткән едим. Мән дадамдин кичик айрилдим. Шуңлашқа мениң әслимилирим әйнә шу балилиқ һис-туйғулирим илкидә сақланған. Улар мениң қәлбимдә чоңқур из қалдурди. Дадам тоғрилиқ әң дәсләпки әслимилирим 20-жилларға тоғра келиду. Биз у вақитта Қазақстанниң пайтәхти — Қизилордида тураттуқ. Мән кичик едим. Шуңлашқа дадамға мунасивәтлик пәқәт айрим вақиәләрла ядимда қапту. Бәзидә дадам достлири билән бизниң өйдә чүшлүк тамақ ичидиған. Улар үстәлгә мени чиқирип қоятти. Уларға шеир яки нахша ейтип берәттим. «Концертим» тамамлиниши биләнла апам ашханиға елип кетидиған. Бәзидә дадамниң ағинилири: «Нелечка, биз билән тамақ ичмәмсән?» дәп сорайдиған. Мән болсам (апамниң ейтишичә): «Яқ. Биз ишчиларғу, тамақни ашханида ичимиз» дәттимкән. Улар бу гепимни аңлиғанда күлүп кетәтти, дадам болса, мәз болуп қалатти. Апамниң ейтишичә, дадам әтигәнликлири мени өзи кийиндүрүп бағчиға апираттекән. Дадам балиларни наһайити яхши көрәтти. Вақтиниң қислиғиға қаримай, бизгә көпирәк көңүл бөлүшкә тиришидиған. У бизни шәхс сүпитидә һөрмәт қилатти. Буни биз кейин чоң болғанда сөһбәтләрара чүшәндуқ. Униңға, Москвадин маңа, он бир яшлиқ қизиға, язған хети дәлил болалайду. Дадам Москвада Хәлиқара Ленин мәктивидә аспирант, кейин Мәркизий Комитет йенидики милләтләр илмий-тәтқиқат институти мудириниң пән бойичә орунбасари, марксизм классиклириниң әмгәклирини СССР хәлиқлири тилиға тәрҗимә қилидиған муһәррирләр курсиниң рәһбири болуп ишлиди. Мән шу хәтни дадамниң ялдамиси сүпитидә 60 жилдин буян сақлап келиватимән. Хәтниң түп-нусхиси Қазақстан Җумһурийитиниң мәркизий дөләт мирасгаһида сақлиниватиду. Дадамға иш бабида яки мәслиһәт сорап нурғун кишиләр келәтти. Уларниң арисида чачлири ақарған чоң кишиләрму болидиған. Униң шулар билән болған сөһбәтлири маңа бәк тәсир қилидиған. Әлвәттә, у вақитта һечнәрсә чүшәнмәттим, амма дадамниң сөзлиридин тәсирләндим. Мениңдә адәмләргә яхшилиқ қилиш хаһиши пәйда болидиған. Дадамму бизни шуниңға үгитәтти. Дадам бәдиий әдәбиятни яхши көрәтти. Йеңи чиққан китапларни издәп оқатти. Апамниң ейтишичә, М.Шолоховниң 20-жилларниң ахири 30-жиллар бешида чиққан «Теч Дон» китавини қисқа вақит ичидә оқуп чиқип, апамға тәвсийә қилған екән. Сәясий тәқип қурванлири ақланғандин кейинки жилларда қолумға дадамниң инқилаптин кейин рус тилида язған қолязмилири (мақалилири) чүшти. Оқуш җәриянида уларниң бәдиий стилиға вә саватлиқлиғиға һәйран қалдим. Чүнки дадам у вақитта пәқәт Верныйдики 4 синиплиқ мәктәпни тамамлиған еди. У шундақла қазақ тилиниму мукәммәл биләтти. 20-жиллири йоруқ көргән «Тілші» гезитиниң муһәррири Сара Есова: «Абдулла бизгә мақалилирини әкелип, әгәр хаталар болса, җөндәветиңлар дәйдиған. Амма униң мақалилиридин хата тапалматтуқ», дәп әсләйду. Дадам китап оқушни бизгиму сиңдүрүшкә тиришатти. Дайим бизниң қандақ китап оқуватқанлиғимизға алаһидә көңүл бөләтти. Мениңдин сәккиз яш чоң Әнвәр акамға мәхсус программа билән китап оқушни мәслиһәт қилатти. Мән у вақитта (һәммә балилар охшаш) дуния хәлиқлириниң чөчәклирини оқушни яхши көрәттим. Москвада ишләватқан пәйтидә у маңа бирнәччә китап, шуларниң ичидә «Япон хәлиқ чөчәклирини» әвәтип бәрди. Мән шундақла А.Пушкинниң чөчәклирини, К.Чуковскийниң, С.Маршакниң шеирлирини қизиқип оқаттим һәм ядлавалаттим. Дадам мениң чөчәкләргә қизиқишимни яқтуратти. Сәвәви, һәрқандақ чөчәк балиларниң бойиға адиллиқни, меһриванлиқни, яхшилиққа болған ишәнчини сиңдүриду әмәсму. Дадам наһайити меһриван адәм еди. Уни яхши билидиғанлар буни һәммиси тәкитләйдиған. Мениң хатирәмдә у мәңгүгә меһриван, юмшақ, әқиллик адәм сүпитидә қалди. Әшу бир күн задила ядимдин чиқмайду. У күни биз — апам, дадам, Әнвәр вә мән — «Алмута» ресторанида тамақлинип, ремонт қилиниватқан өйни көрүп қайттуқ. Дадам балконға орунлашти. Әнвәр иккимиз болса, ата-анимизниң каривитидә сөһбәтлишип яттуқ. Апам сатрашханиға кәткән еди. Мән акамдин: «Асмандин жуқури йәнә немә бар?» дәп соридим. У болса: «Күн, юлтузлар, ай бар» дәп җавап бәрди. Мән буларниң һәммисини биләттим, амма улардинму жуқури немә бар екәнлиги мени қизиқтуратти. Һазир ойлисам, биз наһайити саддә едуқкән. Бүгүнки таңда уларни һәтта мәктәпкә бармиған балиларму билиду. Туюқсизла бизниң сөһбитимиз үзүлди... Бизниң ишикни бирлири қаттиқ урушқа башлиди. Икки адәм кирип, қизил гуванамә көрситип, бизниң өйни тинтишқа башлиди. Кәчму кирип қалған еди. Улар дадамға жиғилип меңишқа буйруқ бәрди. Дадам чиқип кетип берип, мениң пешанәмдин сөйүп: «Әқиллик бол, қизим!», деди... Әйнә шу 1937-жилниң 29-июни мениң ядимда мәңгүгә қалди. Биз бу күни аилимиз билән тағдики дәм елиш өйигә кетишимиз керәк еди. Бизни машиниму күтүп туратти... Дадамни ахирқи қетим мән Виноградов вә Дзержинский кочилириниң қийилишидики НКВД бенасида болған учришишимизда көрдүм. Дадам һерип қалғандәк билинди маңа. Апам дадамниң симида бәлбағниң йоқ екәнлигини тәкитлиди. Дадам шу пәйттә өлүмгә мәһкүм қилинғанлар камерисида болған екән. Кейин мениң қолумға дадамниң шу пәйттә чүширилгән бир сүрити тәгди. 80-жиллири дадам билән бир камерида ятқан қери адәмниң һекайисини аңлидим. Униң ейтишичә, камериниң темида қан билән: «Бу йәрдә болмиған һечқачан билмәйду, бу йәрдә болған һечқачан унтумайду» дәп йезилған екән. Төвинидә «Розибақиев» дәп имза чекилипту. Уруш жиллири бизниң өйүмизгә натонуш рус киши келип, өзиниң Печора дәриясиниң бойидики лагерьдин кәлгәнлигини һәм һазир шу яққа қайтип кетип барғанлиғини ейтти. Шундақла дадамға иссиқ кийим-кечәкләрни вә хәт-чәк йезип беришни илтимас қилди. Биз қолумиздин кәлгиничә сориғанлирини шу кишигә тапшурдуқ. Мән хәт йезип, уни тамака арисиға селип қойдум. Кейинирәк, йәни 60-жиллири мәлум болғинидәк, бу сәясәтниң ялған услублири болған екән. Чүнки дадамға он жил бизгә хәт йезиш һоқуқи мәһрум қилинип сотланған дегән әхбарат бәргән еди. 1957-жили «хәлиқ дүшмәнлирини» ақлаш җәрияни башланди. Апам Москваға нурғун мураҗиәтләрни язди. Шуниңдин кейин СССР Алий Сотиниң һәрбий коллегиясидин ениқлима кәлди. Униңда Абдулла Розибақиевниң паалийитидә «Җинайәтниң болмиғанлиғи түпәйли вапатидин кейин ақланди» дәп йезилған еди. Шу жили күздә (31-октябрь күни дадам 60 яшқа кирәтти), униң инқилапчи-большевик сүпитидә паалийити һәққидә гезит-журналларда мақалиләр йезилишқа башлиди. Кейинирәк (1967 — 1977-жж.) Розибақиев намидики кочида орунлашқан мәктәпләрдә учришишлар өткүзүлди. Уларға Х.Амиров, Д.Пригородова, Ж.Арыстанов, С.Жүсүпбеков, К.Хасанов охшаш ветеран коммунистлар қатнашти. Әйнә шундақ учришишларниң биридә мән Йәттисуда кеңәш һөкүмитини орнитишниң паал иштракчиси Рудольф Маречек билән тонуштум. Бу тонушлуғимиз узақ жиллар давам қилди. Униң ейтип беришичә, Абдулла Розибақиевқа партиягә кириш үчүн тәвсийәнамини өзи бәргән екән (Мениң билишимчә, мундақ тәвсийәнамини дадамға П.Виноградовму бәргән). Р.Маречек дадамниң тәвәллудиға беғишланған учришишларда Верный шәһиридә инқилап жиллири йүз бәргән вақиәләр һәққидә сөзләп берәтти. Шундақла Ораз Жандосовқа партиягә кириш үчүн А.Розибақиевниң тәвсийәнамә бәргәнлигиниму алаһидә тәкитләйдиған. 1989-жили мениң дадамниң тәғдири вә у сүргүн қилинған һәм дәпин қилинған җайи тоғрилиқ билиш һәққидә язған әризәм Москваға әвәтилди. Бирақ Москвадикиләрниң җававида бу мәлуматлар Қазақстан дөләт бехәтәрлиги комитетида бар екәнлиги тәкитләнди. Мениң Москва шәһириниң Краснопресненск наһийәсиниң ЗАГС бөлүмигә язған әризилиримниң җававида Абдулла Розибақиевниң 1938-жили 3-март күни етилғанлиғи тоғрилиқ ениқлима бар. Шундақ қилип, пәқәт 1991- жили дадамниң тәғдири һәққидә мәлумат елишқа муйәссәр болдум. 1992-жили Абдумеҗит акам иккимиз Қазақстан дөләт бехәтәрлиги комитетиниң рәисигә мураҗиәт қилдуқ һәм дәсләпки қетим дадамниң төрт томлуқ «иши» барлиғидин хәвәрдар болдуқ. Бизгә пәқәт үч томнила қолумизға бәрди. Улардики нурғун бәтләр чаплаветилгән еди. Бу һөҗҗәтләрни қолумизға тапшурған яш аялниң ейтишичә, униң сәвәви, айрим адәмләрниң язған төһмәтлирини оқувалмаслиғимиз үчүн қилинған екән. Уларниң ойичә, биз өч елишимиз мүмкинмиш. Бу, әлвәттә, әқилгә сиғмайдиған чүшәнчә еди. Қолумизға чүшкән һөҗҗәтләрни оқуш бизгә наһайити қийин болди. Икки томда дадам өз қоли билән язған, йәни өзини инглиз вә япон шпиони дәп «иқрар» қилғанлиғи вә инқилапқа қарши паалийәт жүргүзгәнлиги тоғрилиқ һөҗҗәтләрни көрдуқ. Дадамниң һөснихети чирайлиқ болидиған. Әнди һөҗҗәтләрдики йезиқлар болса, униңға охшиматти. Бу «иқрарларниң» күчлүк қисим тәсиридин йезилғанлиғини сезивелиш тәс әмәс еди. Мән дәсләпки һөҗҗәтни оқупла, жиғлашқа башлидим. Ядимға атақлиқ режиссер Мейерхольд бешидин өткүзгән қийин-қистақлар чүшти. У тоғрилиқ «Советская культура» журналида йезилған еди. Адил вә ақ көңүл дадам әйнә шундақ ялған «иқрарни» йезиш үчүн қандақ қийин-қистақларни бешидин өткүзгәнду? Шу ялған, әқилгә сиғмайдиған «һөҗҗәтләрни» оқуғандин кейин мән ағрип қалдим... Нә чарә? Бу пәқәт бизниң аилиниңла паҗиәси әмәс, миллионлиған адәмләрниң паҗиәси. Хошал қилидиғини, дадамниң исми җумһурийәттә әмәлгә ашурулидиған мәйрәмлик чарә-тәдбирләрдә тилға елинип туридиған болди. А.Розибақиевниң 90 жиллиқ тәвәллуди һарписида Абдумеҗит акам китап йезишни қолға алди. Мәркизий вә вилайәтлик дөләт архивлирида дадамниң паалийити тоғрилиқ материалларни топлиди. Мәнму бу ишқа йеқиндин арилаштим. Шу пәйттә Абдумеҗит акамға һаҗәт болған, дадам тәрипидин уйғур тили вә әдәбияти мәсилилири бойичә йезилған мақалилар йоруқ көргән «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң айрим санлирини тепиш мүмкин болмиди. Шуңлашқа мән Салтыков-Щедрин намидики Ленинград китапханисиға илтимас йоллап, мүмкин болса, шу гезитлардики А.Розибақиевниң мақалилириниң көчәрмисини әвәтип беришини соридим. Бирақ улар уйғур тилида чиққан гезитниң ениқ вақтини көрситип беришни тәләп қилишти. Әпсус, биз уни қилалмидуқ. Китапхана бизгә А.Розибақиевниң рус тилида «Степь» гезитида бесилған мақалилирини әвәтип бәрди. Биз 1917 —1932-жиллар арилиғидики Йәттису өлкисиниң вә Алмута шәһириниң тарихини тәтқиқ қилғинимизда, нурғунлиған қизиқ материалларни таптуқ. Униңдин ташқири ениқлиғинимиз, шу жиллири А.Розибақиев вә О.Жандосов охшаш лавазимларни егилигән екән, бир-бирини иш бабида алмаштурупму тураттекән. Апамниң ейтишичә, улар йеқин ағинә болуп, аилилири билән арилашаттекән. 1987-жили 31-октябоь күни Лермонтов намидики театрда А.Розибақиевниң 90 жиллиғиға мунасивәтлик тәнтәнилик кәч өтти. Униң паалийити һәққидә докладни вилайәтлик партия комитетиниң биринчи кативи М.Мендыбаев оқуди. Бу тәнтәнә аммивий әхбарат васитилиридә кәң йорутулди. Докладчи өз нутқида А.Розибақиев ишлигән шәһәрләрдә кочиларға униң нами берилгәнлиги тоғрилиқ тәкитләп өтти. Қошумчә мәлуматларни елиш үчүн мән Қизилорда вә Павлодар шәһәрлиригә хәтләрни әвәттим. Әпсус, шәһәр мәмурийити бу йәрләрдә ундақ кочиларниң йоқ екәнлигини хәвәр қилди. Тәвәллуд һарписида “Қазақстан” телевидениесидә яхши көрситиш тәйярланди. Униңда дадам билән биллә ишлигән, уни яхши билидиған С.Есова вә Д.Пригородова қатнишип, өзлириниң иллиқ әслимилирини ейтип бәрди. 1990-жилларниң башлирида Талғир наһийәсидики Жаңалық йезисиниң әтрапида қәбирстанлиқ тепилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрләр тарқилишқа башлиди. Тәхминләр бойичә, нәқ мошу җайда тәқипләш жиллири һөкүмәт әзалири етилип ташланған екән. 1996-жилдин башлап бу йәргә тәқипкә учриғанларниң аилисини, уруқ-туққанлирини тәклип қилиш башланди. Бу ишлар билән академик М.Қозыбаев башқурған «Адилет» бирләшмиси шуғулланди. Биз һәр жили мошу йәргә келип, митингларға қатнишип турдуқ. 1997-жил Президент тәрипидин аммивий тәқипләшләр қурванлирини хатириләш жили дәп елан қилинди. 31-май — хатирә күни болуп бәлгүләнди. Нәқ шу жили Абдулла Розибақиевниң 100 жиллиқ тәвәллуди нишанланди. Мән 1996-жили февральда «Адилет» бирләшмисиниң рәисигә хәт йоллап, А.Розибақиевниң 100 жиллиғи һарписида «Хатирә кечини» өткүзүш, Абдумеҗит Розибақиевниң китавини нәшир қилиш илтимасини бәрдим. М.Қозыбаев мени қоллап-қувәтләп, тәвәллудни җумһурийәт дәриҗисидә өткүзүшкә вәдә қилди. 1997-жили май ейида вилайәтлик һакимийәт мәмурийитидин телефон қилип, А.Розибақиевниң 100 жиллиғи нишанлинидиғанлиғи, шуниңға мунасивәтлик Уйғур, Челәк, Әмгәкчиқазақ наһийәлири вә Яркәнт шәһириниң һакимийәтлиригә хәтләр әвәтилгәнлиги һәққидә әхбарат бәрди. Шуниңдин кейин мән Президент мәмурийити билән хәвәрләшкинимдә, уларму М.Әвезов, Л.Мирзоян вә А.Розибақиевларниң 100 жиллиғи нишанлинидиғанлиғини тәкитләшти. Биз, Абдумеҗит ака иккимиз, М.Қозыбаевтин тәнтәнилик кәчтә доклад оқуп беришини өтүндуқ. У илтимасимизни рәт қилмиди. Октябрь ейиниң бешида болса, Қазақстан Җумһурийити Миллий пәнләр академиясиниң тарих институти бизгә телефон қилип, материалларни вә фотосүрәтләрни тәйярлап беришимизни илтимас қилди. Биз барлиқ материалларни тәйярлидуқ. Амма шуниңдин кейин иш тохтап қалди. Мән М.Қозыбаевқа йәнә бир қетим йолуқтум. Амма у: «Жуқуридин социализмни қурушқа қатнашқанларға алаһидә көңүл бөлүшни тохтитиш буйруғи» кәлгәнлигини ейтти. Наһайити хапа болдум. Хошал қилғини, шу вақиттики җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Рабик Исмайиловниң уюштуруши түпәйли Абдулла Розибақиевниң 100 жиллиғиға беғишланған чарә-тәдбирләр өтти. Р.Исмайилов бу ишқа наһийә һакимлирини, уйғур тилидики аммивий әхбарат васитилирини җәлип қилалиди. Алмута шәһириниң һакими В.Храпуновтин тәнтәнилик кәчни өткүзүш үчүн «Целинный» кинотеатрини алди. Бу тәнтәнилик кәчтә Р.Исмайилов уйғур тилида доклад оқуди. Униңдин кейин М.Қозыбаев, тарихчи-алим Қ.Нурпейисов вә башқилар сөз сөзлиди. Кәч наһайити яхши өтти. Уйғур театриниң артистлири өз һүнәрлири билән жиғилғанларни қайил қилди. Шу күни кинотеатр фойесида Абдумеҗит Розибақиевниң «Хәлқим үчүн көйиду жүрәк» дегән китави оқурмәнләр билән үз көрүшти. Мәзкүр китапта 1918 — 1930-жиллар арилиғида А.Розибақиев язған асасий мақалилар орун алған еди. Әтиси, йәни 1-ноябрь күни, АХБК сарийи алдида «Уйғур мәдәнийәт күнлири» уюштурулди. Бу йәрдиму уйғурлар өзлириниң мәдәнийитини, сәнъитини намайиш қилди. А.Розибақиевқа беғишланған митингму өтти. Бу чарә-тәдбирләр «Уйғур авази» гезитида тәпсилий йорутулди. Әпсус, башқа аммивий әхбарат васитилиридә бирму мақалә елан қилинмиди. Кейинирәк «Уйғур авази» гезитида филология пәнлириниң доктори Туғлуқҗан Талиповниң көләмлик мақалиси йоруқ көрди. Алим өз мақалисида пәқәт Қазақстандила әмәс, шундақла Мәркизий Азиядә тонулған дөләт әрбабиниң тәвәллудлуқ чарә-тәдбирлиригә һөкүмәт әзалириниң қатнашмиғанлиғини әпсуслиниш билән тәкитлиди. Хошал қилидиғини, Абдулла Розибақиевни хәлиқ мәңгү ядида сақлайду. Ундақ дейишимниң сәвәви, 1961-жили дадамниң жутдашлири – кейиквайлиқлар колхоз башқармиси идарисиниң алдиға ядикарлиқ орнитип, чоң тәнтәнилик чарә-тәдбирни уюштурған. Униңға шаир-язғучилар, алимлар, журналистлар қатнашқан. Кейинирәк кейиквайлиқлар Тәшкәнсу йезисиға көчүп кәткәндин кейин ядикарлиқни әкелип, йезилиқ һакимийәт алдиға орнатти. Һазир А.Розибақиевниң бюстлири униң нами билән аталған мәктәпләрдә, йәни Панфилов наһийәсиниң Пәнҗим йезисида, Челәктә орнитилған. Уйғур наһийәсидә, Чонҗа йезисиниң төвинидә, А.Розибақиев намидики совхоз тәшкил қилинди. Шу йәрдики мәктәпкиму А.Розибақиевниң нами берилди. Униң нами билән Чонҗида, Челәктә, Ават йезисида кочилар аталған. Алмутидики әң чоң кочиларниң биригә А.Розибақиевниң нами берилгән. Униң бюсти шундақла шәһәрниң мәркизидә орунлашқан көрнәклик дөләт әрбаплириниң қатарида туриду. Дадамниң 100 жиллиқ тәвәллуди А.Розибақиев намидиики 153-мәктәп-гимназиядиму кәң нишанланди. Әйнә шундақ тәнтәнә Челәк йезисидики мәктәптиму өтти. Уларға биз, Абдумеҗит акам иккимиз, қатнаштуқ. Мәктәп оқуғучилири концертларни көрсәтти, инқилапчилар һаятидин сәһниләштүрүлгән қоюлумларни намайиш қилди. Шуларниң арисида маңа дадамни қамаққа елиш пәйти тоғрилиқ қоюлум наһайити чоң тәсир қилди. Абдулла Розибақиевниң 105 жиллиқ тәвәллуди һарписида архивлар вә һөҗҗәтләрни рәтләш комитетиниң қарари қобул қилинди. Униңда җумһурийәттики барлиқ архивларға дадамниң паалийити һәққидә һөҗҗәтләрни топлаш һәққидә ейтилди. Бу һөҗҗәтләрни китап қилип чиқиришму мәхсәт қилинди. Улар мениң билән хәвәрлишип, аилимизниң вилайәтлик архивта сақлиниватқан материаллирини пайдилинишқа рухсәт сориди һәм мошу ишқа уйғур алимлирини тәклип қилишимни өтүнди. Мән алимлар Коммунар Талиповни вә Рабик Исмайиловни тәвсийә қилдим. Бу ишқа шундақла тарихчи алим Гегель Исқақовму җәлип қилинди. Топни мәркизий дөләт архивиниң мудири Болат Жанаев башқурди. Униң ейтқинидәк, биз барлиқ материалларни 2002-жили 10-мартқичә Астанаға тәйярлап беришимиз керәк болди. Әпсус, бу ишму кейинирәк тохтап қалди. Пәқәт 2003-жили Б.Жанаевқа телефон қилғинимда, у топламни нәшир қилиш 2004-жилға қалдурулғанлиғини ейтти. Бәхиткә қарши, топлам та бүгүнки күнгичә йоруқ көрмиди һәм униң тәғдири маңа намәлум. 2001-жили 28-август күни Алмутидики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә униң бюстини ечиш тәнтәниси өтти. Тәнтәнигә уйғур зиялилири, җамаәтчилик вәкиллири, җумһурийәтлик сәясий тәқипләр қурванлири ассоциациясиниң рәиси Б.Мустафин, бизниң уруқ-туққанлиримиз, Әвезов наһийәлик һакимийәтниң вәкиллири қатнашти. Бу ишта мәктәп мудири Шавкәт Өмәровниң паалийитини алаһидә тәкитләш лазим. Униң тәшәббуси билән мәктәптә А.Розибақиевниң мирасгаһи ечилди. Мошу мирасгаһқа мән 1957-жилдин башлап топлиған дадам тоғрилиқ материалларни тапшурдум. Әйнә шундақ материалларни Пәнҗим, Баһар, Челәк йезилиридики мәктәпләргиму әвәтип бәрдим. Дадамниң 105 жиллиғиға беғишланған тәнтәнилик чарә-тәдбирләр Алмутидики А.Розибақиев намидики кочида орунлашқан 38-мәктәптә уюштурулди. Мошу сәнә һарписида Қазақстан Җумһурийити Миллий пәнләр академиясиниң тарих институтиниң аспиранти Гульмира Нурматова өзиниң А.Розибақиевниң иҗтимаий-сәясий вә дөләт әрбаби сүпитидики паалийити тоғрилиқ язған диссертациясини утуқлуқ һимайә қилди. Өткүзүлгән чарә-тәдбирләр һәққидә «Уйғур авази», «Егемен Қазақстан», «Казахстанская правда», «Огни Алатау» вә «Заң» гезитлирида көләмлик мақалилар берилди. Шундақла бу жили А.Розибақиевниң паалийитигә беғишланған илмий-әмәлий конференцияму уюштурулди. Мән өткүзүлгән барлиқ чарә-тәдбирләрдин қанаәт һасил қилдим. Демәк, елимизниң шәкиллиниши вә тәрәққиятиға төһпә қошқан дадамниң исми мәңгү өчмәйду. (Давами бар). Розибақиев айлиғи өткүзүлиду Мошу күнләрдә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисида алға сүрүлгән вәзипиләр даирисидә уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң туғулғининиң 120 жиллиғиға беғишланған кәң даирилик чарә-тәдбирләр өткүзүлмәктә. Җүмлидин мошу жилниң 30-октябрь күни Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә «Мени яд әтсә, демәк, мениң исмим әл қәлбидә» мавзусида І регионаллиқ «Розибақиев оқушлири» өткүзүлиду. «Розибақиев оқушлирида» «А.Розибақиевниң Қазақстанниң дөләт сүпитидә шәкиллинишигә һәм униң илим-пән вә мәдәнийәт саһалириниң тәрәққий етишигә қошқан төһписи, «Дияримниң тарихий мәдәний мираси», «Диярим тарихида из қалдурған инсан» мавзулирида илмий әмгәкләр конкурси, «А.Розибақиев — сәясий әрбап» мавзусида бәс-муназирә, «А.Розибақиевниң Қазақстан тарихидики роли вә орни» мавзусида эсселар, муәллимләрниң методикилиқ ишлири вә оқуғучиларниң әдәбий оқушлири бойичә мусабиқиләр өткүзүлиду. Жуқурида қәйт қилинған мусабиқә-конкурсларға қатнишиш истигини билдүргән муәллимләр билән 5 — 11-синип оқуғучилири илтимаслири билән әмгәклирини мошу жилниң 25-октябриғичә rozіbakіev-chteіya@maіl.ru электрон почтисиға әвәтиши лазим. Қошумчә мәлуматларни мәктәп-гимназия сайтидин вә 8-775-410-02-78 телефони арқилиқ елишқа болиду.

923 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы