• Мәдәний мирас
  • 12 Қазан, 2017

Турпанда «уйқидики» мәдәнийәт ядикарлиқлири «ойғитилди»

Җим-җитлиқ һөкүм сүридиған Ярғул қедимий шәһиридә равапниң муңлуқ садаси яңриди. Гугум чүшүши билән «Ярғул кәчлик сәйлиси» паалийити башлинип, мол мәзмунлуқ оюнлар сәяһәтчиләрниң диққитини бирдин өзигә җәлип қилди. Бултудин буян Турпан шәһәрлик мәдәнийәт ядикарлиқлири идариси йолға қойған «Ярғул кәчлик сәйлиси» яшларниң сөйүмлүк паалийәтлириниң биригә айланди. Қараңғу чүшүши билән сәяһәтчиләр Ярғул қедимий шәһириниң ғәрбий қовуғидин кирип, йол бойидики кечилик чирақларниң нурида өткүзүлгән байрамни тамашә қилди. Бу йәрдә Турпандики хәлиқ талантлиридин тәркип тапқан сәнъәткарлар бир саат давамида музыка орунлаш, шеир оқуш, театрлаштурулған қоюлумларни сәһниләштүрүш вә башқиму һүнәрлирини көрситип, тамашибинларниң көңлини алди. Турпан шәһәрлик мәдәнийәт ядикарлиқлири идариси башлиғиниң тәкитлишичә, «Ярғул кәчлик сәйлиси» даирисидә «Сулайман ваң мунарисини кечиси тамашә қилиш», «Буйлуқ кәчлик сәяһити» қатарлиқ кәчлик сәяһәт түрлири йолға қоюлуп, 1000 жил «уйқида» ятқан тарихий мәдәнийәт ядикарлиқлири «ойғитилди». Мәзкүр паалийәтләргә қатнишиш җәриянида сәяһәтчиләрниңму мәдәний ядикарлиқларға болған иштияқи ашти. Ярғул қедимий шәһири Турпанниң ғәрбидики 30 метр егизликтики йеганә аралға җайлашқан. Униң төрт әтрапини дәрия жилғиси орап туриду. Қурулуш харабисиниң мәйдани тәхминән 380 миң квадрат метрни тәшкил қилиду. Йәни қоғдиниш асан, һуҗум қилмақ тәс стратегиялик әһмийәткә егә җай. «Хәннамә. Ғәрбий юрт қисми» китавида «...Алдинқи Қаңқил бәглиги Ярғулни идарә қилиш үчүн дәрия еқинини бөлүп, шәһәрни айлинип өтидиған қилип өзгәрткән. Шуңа «Ярғул» (Ярғол) дәп аталған» дәп хатириләнгән. Таң сулалисиниң Қуруқчибәг мәһкимиси дәсләп мошу йәрдә қурулған. Ярғул қедимий шәһири 2014-жили Бирләшкән Милләтләр Тәшкилати маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати тәрипидин дуния мәдәнийәт ядикарлиқлири тизимлигигә киргүзүлди.  «Тәңритағ» уйғурчә тори.

485 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы