• Баш муһәррир минбири
  • 12 Қазан, 2017

Бала тәрбийисигә йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлүватимизму?

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази»/ Буниңдин икки ай илгири җәмийәтлик ишларниң активисти, миллитимиз җанкөйәри болған бир қериндишимиз аләмдин өткән йеқинлириға атап нәзир бәрди. «Чоңлар – иззәттә, яшлар – хизмәттә» демәкчи, ақсақаллиримиз билән миллитимиз «қаймақлири» төрдә олтирип, бешиға бадам допа кийип, қолиға яғлиқ бағлавалған яшлиримиз қолини көксигә қоюп: «Йәңлар, елиңлар» дәп иллиқ тәбәссүми билән пут-қоли йәргә тәгмәй хизмәт қилди. Бу, әлвәттә, хурсән боларлиқ әһвал. «Яшлиримизниң һәммиси мошундақ тилимизни, урпи-адәтлиримизни сақлап, қәдирләп өтсә қандақ яхши! Пәрзәнтлиримиз мошулардин үлгә алса болидекән» дейиштуқ бир-биримизгә. Әпсус, бу хошаллиғимиз узаққа созулмиди. Йенимизға қолиға чөгүн тутқан, қисқа кәкә сақили бар, 20 — 25 яшлар чамисидики жигит келип, чинилиримизгә лиқ толтуруп чай қуюшқа башлиди. Шу чағда аримиздики ақсақалларниң бири: «Балам, уйғурниң урпи-адити бойичә, пиялини сол қолға елип, чайни аз миқдарда қуйиду. Буниңдин кейин ядиңда болсун, җуму» дегән гәпни қилди. Бу несиһәт һелиқи жигиткә яқмиғачқа, у: «Чем сто раз подойти сюда, лучше один раз полной налью. За то реже буду ходить к вам» дәп қопаллиқ билән җавап бәрди. Бу сөзләрдин нарази болған зиялилиримизниң бири униңға: «Укам, бу қилиғиң тәрбийә көргән адәмгә лайиқ әмәс. Униң үстигә бу йәрдә пәқәт миллитимиз вәкиллири олтарғандин кейин, уйғурчә сөзлисәң болмамду», дәп җиддий тәнқит ейтти. Һелиқи жигит акимизға бурулуп: «Я не люблю уйгурский язык, и буду говорить только на русском и арабском!» дәп қуйруғини хада қилди вә йенимизға қайтип кәлмиди. Бизгә башқа жигит хизмәт көрситишкә башлиди... Һәрқандақ әлниң, милләтниң келәчиги яшларниң қолида. Униң қандақ мәмликәт, қандақ хәлиқ болуп шәкиллиниши әйнә шу келәчәк егилириниң әқил-параситигә, билим-сәвийәсигә, милләтпәрвәрлик һәм вәтәнпәрвәрлик роһиға бағлиқ. Әгәр биз үмүт қилған әвлат вәкили милләтни, вәтәнни сөйүш бу яқта турсун, ана тилида сөзләшни номус көрсә, әтики күнимиз немә болмақ? Жуқуридики әһвалдин кейин әшу жигитниң аилиси һәққидә ойлидим. У бу минәзини өйидиму көрситәмду? Ата-аниси оғлиниң мошундақ әһвалға чүшүп қалғинидин хәвәрдардиму? Яки улар оғлиниң мечитқа берип, намаз оқуп  жүргинигила хошалму? Пәрзәндиниң кәкә сақал қоювелиш сәвәви уларни ойландурмамдекин?.. Қисқиси, хиялимдин тохсән түрлүк соаллар өтти. Амма уларниң һечқайсиға җавап тапалмидим. Қәдирлик ата-анилар! Бүгүнки заманниң нәқәдәр мурәккәплишиватқинини, адәмләрдә меһир-шәпқәт, инсап-һөрмәтниң йоқилип кетиватқинини, болупму яшлар билән өсмүрләр арисида яқа тутқузидиған ишларниң болуватқанлиғини аңлап-көрүп жүримизғу! Пул-дуния тапқинимизға, һашамәтлик өй турғузуп, қиммәт баһалиқ машинида жүргинимизгә хуш болуп яки дуч кәлгән проблемилиримизниң қайнимидин чиқалмай, қаймуқуп жүрүп, пәрзәнтлиримиз тәрбийиси һәққидә унтуп қалмайли. Мәйли оғул, мәйли қиз болсун, уларниң нәдә жүргәнлигини, кимләр билән арилишиватқанлиғини, қандақ иш билән бәнт екәнлигини җиддий назарәткә алғинимиз әвзәл. Әксичә әһвалда, «Намаз оқуп жүриду» дегән қизимизниң ғәйри диний еқимға кирип кетиши, «спорт билән шуғуллиниватиду» дегән оғлумизниң җинаий топ тәркивидә натоғра йолда меңиши еһтималдин жирақ әмәс. Мавзуға мунасивәтлик һәзил – Чоң апа, шәһәрдики оғлуңиз айлап-жиллап кәлмәтти. Кейинки вақитларда уни өйдила көридиған болдумғу. – Балам илгири «рэкет» дегән бәк еғир хизмәттә болғачқа, кечә-күндүз өй көрмәтти. Һазир, худаға миң қатлиқ шүкри, «косяк» дегән ишқа киривелип, өйдин чиқмайла, кәйпә сүридиған болди.

224 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы