• Әнҗуман
  • 19 Қазан, 2017

Алим тәвәллудиға  Беғишланди

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Өткән һәптидә Р.Сулейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң уюштурушида мәзкүр илмий дәргаһниң тәркивидики Уйғуршунаслиқ мәркизиниң башлиғи, тарих пәнлириниң доктори, профессор Рисаләт Кәримованиң 65 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған «Қазақстан вә Мәркизий Азияниң тарихи билән мәдәнийити бойичә шәрқийтүркстанлиқ мәнбәләр (XIX — XX әсирләр)» мавзусида илмий әнҗуман болуп өтти. Униңға алимлар, тәтқиқатчилар, язғучилар, журналистлар вә жәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти. Әнҗуманни Шәриқшунаслиқ институтиниң мудири, Қазақстан Җумһурийити Миллий пәнләр академиясиниң мухбир-әзаси, филология пәнлириниң доктори, профессор Әбсаттар Дербисәли киришмә сөз билән ечип, тәвәллуд егисини тәбриклиди. Дәсләпкиләрдин болуп сөз новитини алған Уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори, профессор Абләһәт Камалов Рисаләт Кәримованиң илмий паалийитигә тәпсилий тохталди. Әнҗуман давамида сөзгә чиққан Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашири, «Инайәт» ассоциациясиниң мәмурийәт ишлири һәм малийә мәсилилири бойичә рәһбири Надира Өмәрова, «Туран» университетиниң доценти, философия пәнлириниң намзити Сәйярә Калпетхожаева, филология пәнлириниң доктори Нағима Сағындықова, тарих пәнлириниң доктори Шайзада Тохтабаева, М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори Алимжан Тиливалди, Абай намидики ҚазМПУниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Шаирәм Баратова, Уйғуршунаслиқ мәркизи Әдәбият вә тилшунаслиқ бөлүминиң башлиғи, филология пәнлириниң намзити, доцент Гүлбәһрәм Молотова, АҚШ Гарвард университетиниң докторанти Джошуа Фриман вә башқилар уйғуршунас алимниң қолға кәлтүргән утуқлири һәққидә әтраплиқ ейтип өтти. Ахирида Рисаләт Һосман қизи сөз елип, мәзкүр әнҗуманни уюштурған Шәриқшунаслиқ институтиниң рәһбәрлигигә вә Уйғуршунаслиқ мәркизиниң хадимлири билән жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға миннәтдарлиғини билдүрди. Пленарлиқ мәҗлистин кейин әнҗуман қатнашқучилири секцияләргә бөлүнүп, «Қазақстан вә Мәркизий Азияниң тарихи билән мәдәнийити бойичә шәрқийтүркстанлиқ мәнбәләр (ХІХ – ХХ әсирләр)» мавзуси әтрапида әмәлгә ашурулуватқан паалийәтләрни муһакимә қилди.

285 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы