• Гезитхан пикри
  • 26 Қазан, 2017

Анилар һәр  ишқа қадир

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Муштири топлаш мәвсүмини Алмута шәһириниң Түрксиб вә Жетису наһийәсидики уйғур ханим-қизлири бийилму тәшкиллик билән башлиди. Йеқинда «Абухан» кафесида мәзкүр наһийәләр ханим-қизлириниң иштраки билән өткүзгән «дүгләк үстәлму» йәнила мошу муһим кампаниягә беғишланди. — Ана тилимизда йоруқ көрүватқан гезит-журналлиримизға муштири топлаш охшаш муһим ишқа алаһидә диққәт бөлүшимиз керәк, — деди «дүгләк үстәлдә» дәсләп сөз новитини алған «Султанқорған» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Низамдун Гәраев. Баш қошушқа қатнашқан Түрксиб наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Нурдөләт Мурадилов, Алмута шәһәрлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Исрайилова жиғилғанлардин бу мәсилигә зор җавапкәрлик билән қарашни илтимас қилди. «Һәрбир уйғур аилисидә уйғур тилида чиқиватқан гезит-журналлиримиз болуши тегиш», деди натиқлар. «Промкомбинат» мәһәллиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Санийәм Бавдинова өз нутқини мундақ башлиди: «Уйғур авази» гезитиниң һаятимизда тутқан орни бөләкчә. Һөкүмәтниң қоллап-қувәтлиши билән йоруқ көрүватқан, муһими, ана тилимиздики гезитимизни биз оқумисақ, ким оқуйду? Демәк, униңға һәрбир уйғур аилиси йезилиши лазим. Биз, жутниң хизмитини қиливатқан ханим-қизлар, өз мәһәллилиримиздә тәшвиқат-чүшәндүрүш ишлирини җанландуруп, муштири топлаш ишиға йеқиндин ярдәмдә болушимиз керәк». Мәзкүр баш қошушта өз пикирлирини изһар қилған Түрксиб наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нурбүви Пазилова, Казнорощ мәһәллиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлбәһрәм Һүсәнова, Чинар мәһәллиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нураләхан Һевуллаева вә башқиму мәһәллиләрниң ханим-қизлири жилдиқидәк «Уйғур авази» гезитиға муштири топлашқа бар күч-ғәйритини салидиғанлиғини изһар қилишти. Диққәткә сазавәр нәрсә, Жетису наһийәси бойичә —  750, Түрксиб наһийәси бойичә 653 данә «Уйғур авази» гезити тарайду. Жиғин давамида паалийәтчан ханим- қизлар бийил һәр икки наһийәдә һәрбир уйғур аилисиниң «Уйғур авази» гезитини елишини тәминләйдиғанлиғини вә муштирилар санини 1000ға йәткүзүшкә өзлириниң барлиқ күч-қувитини сәрип қилидиғанлиғини ейтти. Бизму ханим-қизларниң вәдисидә туридиғанлиғиға ишәнчә һасил қилимиз. Чүнки паалийәтчан анилар һәр ишқа қадир. «Уйғур авази» киоскида сетиламду? Бу мән яхши билидиған, астида гүр-гүр гүкирәйдиған икки машиниси, шәһәрниң қақ оттурисида икки өйи бар акимизниң гепи. Униң бу гепини аңлап, қаттиқ рәнҗидим. Ундақ болғини, әшу байвәччә акимиз үч миң тәңгисини қийип, ана тилимизда нәшир қилиниватқан «Уйғур авази» гезитиға өзи йезилипла қалмай, қол илкидә бар болғандин кейин, гезитқа йезилишқа мүмкинчилиги йоқ бәш-он аилигә һамийлиқ қилип қойса, нур үстигә нур болар еди. Шәхсән мән, қериндашлирим билән биллә, житим өстуқ. У заманларда «Коммунизм туғи» гезитини (һазирқи «Уйғур авази») алидиған аилиләр нурғун еди. Бизниң гезитқа йезилишқа мүмкинчилигимиз йоқ болғачқа, гезитқа йезилған тонуш-билишләрдин сорап оқуп, андин өйигә апирип берәттуқ. Демәкчи болғиним, һазирму гезитқа муштири болушқа имканийити йоқ аилиләр бар. Шуларға ярдәм қолумизни сунайли. Һәрбиримиз әшундақ қоли қисқа аилиләргә соға сүпитидә «Уйғур авазини» яздуруп бәрсәк, чоң соваплиқ иш қилған болар едуқ. Ахирида дәйдиғиним, миллитимизниң авази вә әйниги һесапланған һәм сиз билән бизниң авазимизни дунияға таритиватқан сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авазиға» бир кишидәк йезилайли. Өз авазини өзи аңлимиған адәмниң паңлардин һеч пәрқи йоқ дәп ойлаймән. Биз әйнә шу паңлар тизимиға кирип қалмайли, қериндашлар. Гүлминәм ТОХТАЕВА. Уйғур наһийәси.

274 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы