• Дидар ғенимәт
  • 26 Қазан, 2017

Ветеран устазлар баш қошти

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/  Хелил һәмраев намидики уйғур оттура мәктиви Панфилов наһийәсидики әң чоң билим дәргаһлириниң бири болуп һесаплиниду. Мәзкүр мәктәптә узун жиллар давамида ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан устазлар аз әмәс. Шуңлашқа буниңдин он жил муқәддәм Қазақстанниң хизмәт көрсәткән муәллими Асийәм Өмәрбақиеваниң тәшәббуси билән “Пешқәдәм устазлар кеңишини” тәшкил қилған еди. Қириққа йеқин пешқәдәм устаз пат-пат өзлири оқуғучиларға билим вә тәрбийә бәргән мәктивидә болуп, яш устазларға бай тәҗрибисини үгитиштин ялиққан әмәс. Бу қетим улар жил ахириғичә атап өтүлидиған мәйрәмләр – тарихий сәнәләргә мунасивәтлик пикир-тәклиплири билән мәслиһәтлишиш үчүн жиғилди. Пешқәдәмләрниң хошаллиғида чәк йоқ. Чүнки улар «Нурлы жол» дөләт программисиға мувапиқ йеңи заманивий үлгидә селинип, пайдилинишқа берилгән ана мәктивидә болди. Уларни мәктәп мудири Зулфийәм Мәшүрова қарши елип, мәктәпниң бүгүнки нәпәси билән тонуштурди. Асийәм Өмәрбақиева, Санийәм Исрайилова, Гүли Пәрманова, Гөһәрбанум Белалова, Селимәм Бәхтиева, Шарванәм Һапизова, Иззәтқиз Сохратова, Гүли Қәмбәрова, Дилбирим Тайирова, Адаләт Әйсабақиева қатарлиқ пешқәдәм устазлар өзлириниң азду-тола соғилириниму елип кәпту. Шуниңдин кейин пешқәдәмләрниң баш қошуши шәһәрдики «Сафина» кафесида давамлашти. Улар дуниядин өткән кәсипдашлирини хатириләп, роһиға тазим қилди. Андин миллий нәширләргә муштири топлаш, кәсипдашлириниң тәвәллудлирини атап өтүш, кәлгүсидә болидиған муһим мәрасимлар һәққидә пикирләшти. Тәкитләш керәкки, у күни Асийәм Өмәрбақиева рәһбәрлигидики ветеран устазлар жумһурийәтлик «Уйғур авази» гезити билән наһийәлик «Яркәнт тәвәсигә» гезитиға дәсләпкиләрдин болуп йезилди. Панфилов наһийәси.

308 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы