• Шеирлар
  • 02 Қараша, 2017

Йеңи исимлар

Ана меһри Ана меһрин охшитимән чираққа Йорутиду йолни йеқин-жирақта Һәрбир сөзи мәшъәл болуп мәңгүлүк, Мени йөләр һаятта – һәр синақта.Ана билән гөзәл дәймиз өмүрни, Ана барда ғәм басмайду көңүлни. Жүригимдин аңа тәғдим етимән, Гүлдәстә қип шеиримни-гүлүмни. Мәдәт болар дайим мениң җенимға, Жүргәй анам шуңа мәңгү йенимда. Һаят өткүнчи Үмүт отин йеқип жүрәк дилимға, Лайиқ көргән ярим, мени хилиңға. Һәҗәп ялғуз ташлап кәттиң әзизим, Йошурғидәк, ейтқин, қандақ сириң бар? Қалдим бүгүн сәвәвини чүшәнмәй Айрилғанға гаһ ишинип, ишәнмәй. Биз иккимиз түгүп қойған сөйгүниң Түгүчини ялғузлуқта йешәлмәй... Устаз Еринмәйду билим берип устазим, Тәлим алғач яңрар дилда хуш сазим. Тиришимән ақлаш үчүн үмүтин, Меһнитигә етип мәңгү мән тазим. Бәрди маңа чирақ қилип билимни, Йорутти һәм бу қараңғу дилимни. Шу устазим сақлашни һәм үгәткән, Ақ сүт билән сиңгән ана тилимни. Мени издимә... Йолуңға тәлмүрүп һеч қаралмаймән, Қешиңға әнди йенип баралмаймән, Мәнму бир чин бәхиткә интизар җан, Өмүргә икки қетим яралмаймән. Бәс, йетәр мени ярим издимигин, (Вәдигә вапасиз бир қиз демигин) Сөйгүниң отида бир өртинип көр, Тепишиң тәс һәттаки излиримдин. Сезимән жүрсәңму, яр, арамиң йоқ Сарғийип көргин сәнму сеғиништин. Маңиму асан әмәс амалим йоқ Тәғдирниң тәлкисигә беқиништин... Ана жутумға Бир күнүмму чәт қалмиған оюндин Балилиғим чиқмас һәргиз оюмдин, Пәқәт жутум өз әҗриң дәп билгинә, Яхшилиқлар байқалса гәр боюмдин. Йетәлмисәм әгәр иссиқ қойнуңға Интизар боп йоллиримға, күтисән. Сәндин алғач, жутум, қайнақ илһамни, Шеиримда мәңгү күйләп өтимән. Аидәм ӘХМӘТОВА. Һаят гөзәл билгәнгә Йол бойида күндә беқип өтимән, Йолувчиға үмүт қилған житимни. Һәҗәп аңа қатал болди бу һаят, Тәлмүрүши көйдүриду ичимни. Ғәм-әләмгә чөккән  шәһла көзини, Көргинимдә қалмиди дил төзүми. Билгүм кәлди дәрт-муңиға һисдаш боп, Дил қетида ятқан сирин, сөзини. Җүръәт қилип бардим ахир қешиға. Қандақ күлпәт чүшкәнду, дәп бешиға. Чүнки жүрәк чидимиди сәбиниң, Көздин аққан тарам-тарам йешиға. Сени мундақ сәрсан әткән қандақ дәрт? Исмиң немә? – дәп соридим әшу пәйт. Көз йешини сүртүп андин тил қатти, Анам қойған исмим мениң «Илһам» дәп. Бир жил авал көчүп келип жутумдин, Орунлаштуқ қайними көп шәһәргә. Анам мени, үмүт қилип әтәмдин Елип маңди мәктәпкә таң сәһәрдә. Әстин чиқмас, тәмшәлгәндә әндила Өтмәк үчүн қанитиға чоң йолниң Үзүвәтти иштик кәлгән машина Мени тутқан җан анамниң оң қолин. Қоли билән үзүлди зор арминим Ахирқи рәт туттум анам бармиғин. Мени мундақ сәрсан әткән, җан һәдә (Бу тәғдиргә ейтар әрзим бар мениң). Шундин буян өмүрниң чоң йолида Һеч амалсиз қалдим тәнһа-йеганә. Каж тәғдирниң күтүлмигән соғиси Әтти мана мени ғерип-беганә. Амалим йоқ кәчмишимни көрмәскә, Тәғдир салған синиғиға көнмәскә. Яшисам гәр үмүт үзмәй, ва бәлким, Ата-анам имин тапар гөр-пәстә. Көрдиңизму  дәп ишарә қилди һәм, Йол четидə олтарған бир балини. Мәндин еғир  һали униң көзи кор, Тиңшисиңиз, ечинисиз зарини. Сəп селиңа  булуңдики у қизға, Маңалмайду йоқтур униң дәрмани. Һәмра аңа әву чақлиқ орундуқ, Буму, бәлким, Алланиң бир пәрмани. Маңа салған дәрт-мәшәқәт билимән, Өмүрниң  бир атап қойған синиғи Инсан шундақ синақларда тавлинар Тохтиғичә жүриги һәм тиниғи. Шуңа мени житимду дәп ойлимаң, Яхши нийәт адәмләр бар йенимда. Бир Аллаға шүкри қилип келимән, Рази болуп атқан аппақ теңимға. Қайил қилдиң әқлиң билән, ва иним Жүригиңдә инсап, иман бар сениң. Бу һаятта жүтәрмәстин үмүтни, Йүксәк болсун қол йәткүзәр арминиң. * * * Қайғу-әләм из салсиму көңүлгә, Ашиқ болуп яшайличу өмүргә. Дилинур ӨМӘРОВА. Ана тилим Ана тилим булбул кәби сайриғин, Әждатлардин мирас қалған байлиғим. Намиң мәшһур егиз көктә парлиған, Иптихарим миллий ғурур байриғим. Ана тилим саңа чәксиз һөрмитим, Сәндин башқа гөзәл тилни көрмидим. Жүригимдә сайрап турған нур тилим, Даванларда сениң билән өрлидим. Ақ сүт билән сиңип кәткән хан тилим, Миллитимниң тумари сән шан тилим. Тарихимни бар аләмгә тонутқан, Мәғрурлинай сениң билән җан тилим. Күләйли, достлар Қени, достлар, ечилип бир күләйли, Күлкә билән қәлбимизни гүлләйли. Хошаллиқта саз-нәғмини яңритип, Нахшимизда биз достлуқни күйләйли. Тирикчилик қайнимиға маңғичә, Дидарлишип олтирайли таңғичә. Жиғилғанда садиқ достлар шатлинип, Муңдишайли көксимиз бир қанғичә. Күлкиниң көп жүрәкләргә даваси, Яңрап жүрсун дилимизда наваси. Әзиз достлар, қәдирләйли күлкини, Билгәнләргә қиммәт униң баһаси. Шөһрәт ИЛИЕВ.

621 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы