• Дин вә җәмийәт
  • 02 Қараша, 2017

Динниң пәний тәрипи һәққидә унтумайли

Ейтсаң, тилиң көйиду.../ Мениң төвәндики язмишлирим ойдин чиқирилған әмәс. Һәқиқәтәнму, өз көзүм билән көргән, қулиғимда аңлиған вақиәләр. Роза һейти аяқлишиши билән шәһәрниң қақ оттурисида туридиған ағинәм Достлуқ мәһәллисидики бир кафеға нәзиргә тәклип қилди. «Чақирған йәрдин қалма, чақирмиған йәргә барма» дегинидәк, вақтида йетип бардим. Саат иккигә чақириведи, кафе болғачқиму, һәммә меһманлар кечикмәй, толуқ жиғилипту. «Жут-җамаәт хелә тәртипкә кирип қапта. Вақтида кәлсә болидекәнғу?» дәп ойлидим өзәмниңму кечикмигинимгә рази болуп. Бирақ нәзир немишкиду башланмайватиду. Немә болди? Бу соални мәнму өйниң егисини тапалмиғачқа, аялиға қойдум. «Нәзирләр көп болғачқиму, Қуръан оқуйдиған имам мәсилиси чатақ болуп қалди. Йолдишим имам издәп, һазир мечитқа кәтти» деди. «Һой, өзәңларниң туруватқан мәлисидә имам-қарилар йоқмеди? Бар болса, биллә елипла кәлсәңлар боптекән» дейиштуқ. Гепим түгә-түгимәйла, бешиға сәллә, үстигә ақ чапан кийгән егиз бойлуқ, сақаллири қирилған яш жигит пәйда болди. Ишиктин кирипла олтарғанлар билән егилип саламлашқан имам жуқуридики чоңлар олтарған үстәлгә келип орунлашти. Дәстиханда немә йоқкинтаң! Қеза-қарта, тоху гөшлирини демигәнниң өзидә ағинәм барини төкүпту. Яз болғачқа, мевиләрниң түр-түри үстәлгә қоюлған. Имам қуръан тилавәт қилғандин кейин житқа еғиз тәккәч, үзүмдин бир-иккисини терип, еғизиға салди. Гөш, қеза-қартиға қарапму қоймиди. «Һә, имам йәнә бир нәзирдә болған екәндә. Қосиғи тоқ охшимамду?» дегән ой бешимдин өтти. Арилиқта суюқаш кәлтүрүлди. Һәммимиз ичиватимиз. Қараймән, имам ара апқурни аста, һечкимгә чандурмай, чәткә иштирип қойди. Андин микрофонни қолиға елип: «Рухсәт болса, мән силәргә бираз вәз-несиһәт оқай, бир қулиғиңлар мәндә болсун» дегәч, бақилиқ болғанлар үчүн Қуръан Кәрим сүрилириниң маһийити, Пәйғәмбәрләр һаятиға мунасивәтлик Ислам тарихидин адәмни өзигә мәптун қилидиған қизиқарлиқ вақиәләр һәққидә сөзләшкә башлиди. Бир-бири билән хелидин бери көрүшмигәнләр гәп-сөзгә чүшүп кәтти. Микрофондин чиқиватқан имамниң авази уларниң үнини бесип кетиватқачқиму, гайилири терикип, нәгә, нәзиргә кәлгинини унтуп: «Мону немә дәйдуй? Гәпни гәпкә қошмай қойдиғу» дегүчиләрму чиқти. Арилиқта хамсәй билән полу кәлтүрүлди. Имам гепини тохтитип, һәр иккисигә еғиз тәгдидә, сиңчайни кәйнидин сүмирип, бизниң йәп болушимизни күтүп олтарди. Ваң-чуң, тарақ-туруқлар тохтиғини йоқ. Әгәр мошу тапта риясәтчи билән музыка болған болса, нәзирниң тойдин һеч айримчилиғи болмайдиғини ениқ еди. Йәйдиғанни йәп, аяллар пакетларни толтуруп болуши билән имам йәнә вәз-несиһәт қилди. Гәпара нәзирниң житим-йесирларниң һәққи екәнлигини әскә салди. Роһларға бизниң дуалиримизниң керәклигини әслитип өтти. Кейин узақ дуа қилди. Дәсләп һәрбир олтарғанларниң бақилиқ болған қериндашлириниң у дунияда бейиштин орун елишини, өсүватқан яшлиримизниң билимлик болушини, заманимизниң теч, мусулман әһлиниң қол тутушуп инақ жүрүшини тилиди. Кәйнидин йәнила қисқа Қуръан Кәрим сүрилирини бақилиқ болған әрвалар роһлириға беғишлиди. Нәзирдин чиқип, өйлиримизгә тарқаштуқ. Алдимиздики биринчи светофордила бир аял билән икки бала алиқанлирини йейип, сәдиқә сорап жүргинини көрдуқ... Кейинки һәптидә йәнә бир нәзиргә бардуқ. Бу нәзирдиму дәстихан шундақла бай йейилған. Бу қетимқи имам Қуръан Кәрим сүрилирини чирайлиқ, узақ оқуди. Кейин үстәл үстидики барлиқ таамларға еғиз тегип, йәп көрди. Кәйнидин қисқила дуа қилдидә, олтарғанларға аялларниң әткәнчейи барлиғини хәвәр қилип, әрләрни әгәштүрүп чиқип кәтти... Мән бу икки вақиәни немишкә тәпсилий йезиватимән? Очуғини ейтай, Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң Баш муфти чиқарған пәтваси (қанун-қарари) һәққидә илгири аңлимиған екәнмән. Бу пәтва һәққидә һечким еғиз ачмиған. Шуңлашқиму уни йезишни тоғра көрдүм. Бәлким, аңлимиған, гезиттин оқумиғанлар болса, хәвәрдар болсун, совавиға қалармиз. «Мусибәт болған өйдә үч күнгичә қазан қайнитиш, киргән-чиққанға тамақ сунуш һәм өй егилиригә еғирчилиқ селиш қәтъий мәнъий қилинсун. Мәрһумниң йәттиси вә қирқида йейилған дәстиханда исрапчилиққа йол қоюлмисун. Ушбу нәзирләр лайиғида өткүзүлүп, униңда көпчиликкә пәқәт чай, полу вә хамсәй тартилидиған болсун. Нәзир той болмиғанлиқтин, униңда мәрһумни махтап-мәдһийиләп сөзләш тохтитилсун, У бидъәт болуп санилиду. Униң орниға жиғилған җамаәтниң Алла йолида ейтилған әмир-мәрүпни тиңшиғини соваптур. Жут-җамаәт жиғилған муюмларда Қуръандин қисқа сүриләр оқулсун. Рамзан ейида күндүзи нәзир өткүзүп, көпчиликни тамақландуруш мәнъий қилинсун. Мәйитни тавутқа селип қоюп, митинг-жиғин өткүзүш мәнъий қилинсун. Қәбирстанда мәйитниң бешиға пәқәт мәрһумниң исми вә анисиниң (анисиниң исми билән йезилишиниң сәвәви, туғулғанда атисиниң исми билән әзән чақирилиду. Әнди вапат болғанда, йәни ләһәткә қоюлушниң алдида мәйитни Ана йәр өз қойниға алғанлиқтин, анисиниң исми атилип, дәпин қилиниду) вә туғулған һәм вапат болған ай-жили, күнила йезилидиған болсун. Мәрһумниң бешиға қоюлған қиммәт баһалиқ ташлар тирикләргиму, өлүкләргиму пайдиси болмиғанлиқтин, бу исрапчилиқму мәнъий қилинсун. Униңға сәрип қилинған пуллар муһтаҗларға, житим-йесирларға сәдиқә ретидә берилгини соваптур». Пәтвани оқуш җәриянида жуқурида мән қатнашқан нәзирләрдики вақиәләр көз алдимдин бир-бирләп өтүшкә башлиди. Алдиңқи имаминиң таамларниң һәммисигила әмәс, гайилириға еғиз тегишиниң сәвәвини әндила чүшәндим. Әрвалар роһиға атап қуръан беғишлишиниң, тирикләргә берилгән дуасиниң мәзмунини ойлиғач, апирин әйлидим. Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң Баш муфти чиқарған пәтвасиға алдиңқи имамниң риайә қилғинидин бәк рази болдум. Бу — биринчи имамниң бүгүнки паравән турмушумизда тутқан йоли. Раст, униңму қосиғи, иштийи бар, йегүси келидиғанду. Лекин у көпчиликниң алдида өзини тутти. Мән шуни байқидим. Ислам қаидилирини яхши билгәчкә, гунани өз бойниға елишни халимиди, тайлиқ. «Ейтсаң тилиң көйиду, ейтмисаң дилиң...» демәкчи, әнди миллити гайи имам-қарилиримизниң Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң Баш муфти чиқарған пәтвалиридин хәвәрсиз екәнлиги аччиқ һәқиқәт. Әгәр биз гезиттин, Интернеттин мошундақ хәвәрләрни аңлап, өзимизни өзимиз түзимисәк, бизни ким түзәйду? Ақни ақ, қарини қара дәйли. Йеңи чиққан бу пәтваниң биринчи пунктиға көпи қошулмайдиғини ениқ. Уни бүгүнки һаятимиз көрсәтмәктә. Ундақ дейиштики сәвәп, өлүм болған өйгә жирақ-йеқиндин көплигән қериндашлири келиши сөзсиз. Бүгүнки тәл-төкүз заманимизда һәрбиримизниң уруқ-туққинидин тонушлиримизниң җиқлиғини йошуралмаймиз. Аллаға миң қатлиқ шүкри, һазир йол үстидики ашхана, кафеларда қосиғини тойғузупла келиду. Мундақ әһвалда холум-хошнилар тамақ әкириду. Гайида мусибәт болған өйдә қошумчә қазан қайнатқан аилиләр учришиду. Адимигәрчилик, инсапчилиқ турғидин елип қариғанда гәп йоқ. Һәр һалда хошнимизға яндашқинимиз тоғримекин. Әнди пәтваниң иккинчи, исрапчилиққа мунасивәтлик ейтилған пунктиға етивар берип, һаятимизда қоллансақ, урпи-адитимизгә қошсақ артуқ болмамдекин? Мошу мавзуға йезилған гезиттики бир мақалини оқуш җәриянида мән йәнә бир нәрсигә қизиқип қалдим. Имам мундақ дәп йезипту. «...Қаримларниң «Қуръан Кәримниң» айәтлиригә асаслинип ейтқан пикирлирини көпчилигимиз етиварға алғинимиз йоқ. Болупму, униңға аялларниң әмәл қилмайватқининиң гувачиси болуватимиз. Раст, ислам тарихида биринчи болуп аял киши ислам диниға киргән һәм Алла тааланиң дәвәт қилиши билән намаз өтигән. Имам Бухариға һәдис ядлатқанму аял киши, йәни аниси. Демәк, аял-аниларниң җәмийәттики роли һәрқачан үстүн болған. Әгәр анилар түзәлсә, пүткүл үммәт түзүлиду». Тоғра, аял — һәқиқәтәнму өйниң гүли, бәрикити. Уларсиз һалимиз мүшкүл. Ислам диниға биринчи болуп киргән, намаз өтигән, имам Бухариға һәдисләрни ядлатқан аял екәнлигини аңлап, уларға болған һөрмитим техиму ашти. Бүгүнки күнлүктә иман йолини таллиған көплигән яшлиримизни көрүп, байқаватимиз, һәр күни мечитқа бериватиду, гайилири җүмә намизидин қалмай қатнишиватиду. Бу алқишлайдиған ишларниң бири. Әнди Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң Баш муфти чиқарған жуқуридики пәтвасини улар аңлимиши мүмкин әмәс. Той-төкүн, нәзир-чирақларда әшу йеңилиқларни ейтип, «нәзир», «сәдиқә» сөзлириниң өз алдиға чүшәнчиси барлиғини, у сөзләрниң урпи-адәт қатариға кирмәйдиғанлиғини дост-яран, хошниларға чүшәндүрсә, соваплиқ иш болмасмеди? Дили пак, қәлби дәрия, амма ислам қаидилиридин хәвири болмиған талай инсанларни наһәқтин-наһәқ гунаға петип қелишидин сақлап қалатти... Авут МӘСИМОВ, язғучи.

451 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы