• Баш муһәррир минбири
  • 02 Қараша, 2017

Алди билән гезит оқуп, андин тәшвиқат қилған тоғра

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази»/ Һазир җай-җайларда гезит-журналларға, җүмлидин «Уйғур авазиға» муштири топлаш қизғин кетип бариду. Йәрлик һакимийәтләр билән һәмкарлиқта бизниң җанкөйәрлиримиз — җәмийәтлик ишларниң активистлири «ичиватқан чейини, йәватқан ненини қоюп», бу ишқа беши билән киришип кәтти. Муштири топлаш мәсилисигә мунасивәтлик жиғинларму өткүзүлүватиду. Мана шундақ баш қошушларниң бири йеқинда Алмута шәһириниң Алатав наһийәсидә өтүп, униңда нәқ шу миллий нәширлиримизгә муштири топлаш мәсилисиму қаралди. Мәзкүр жиғинға меһман сүпитидә тәклип қилинған җәнубий пайтәхттики Медев наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Сабит Йүсүповниң төвәндики пикри алаһидә диққәткә сазавәрдур. — Мән есимни билгәндин буян «Уйғур авазиға» йезилип келиватимән. Униңсиз һаятимни тәсәввур қилалмаймән, — дәп сөзини башлиди Сабит һаҗим. — Һәтта өткән әсирниң 80-жиллири иш баби билән жирақ Сибирьдики БАМ қурулушида ишлигән пәйтлиримдә «Коммунизм туғини» яздурувалаттуқ. Шу мәзгилдә һәптисигә үч қетим чиқидиған гезитимиз кәлгичә «көзимиз төрт» болатти. Һазирму нәқ шундақ, пәйшәнбә күни әтигәндин башлап почтальонниң йолиға қараймиз. Бу йәрдә мениң демәкчи болғиним, раст, жигитбашлиримиз муштири топлаш мәвсүми башланғанда, пут-қолини йәргә тәккүзмәй, паал һәрикәт қилиду. Һәрбир өйгә кирип, гезитқа йезиш ишини әмәлгә ашуриду. Буни һечким инкар қилалмайду. Амма әйнә шундақ җанкөйәрлиримиз ичидә өзлири муштири болмайдиғанларниң, гезитқа йезилип қойғини билән, уни оқумайдиғанларниң барлиғи ечинарлиқ. Буни байқиғиним, бәзидә кочида кетип берип, гезитлиримизниң 3-4 күндин кейинму дәрвазиларда қистуруқлуқ турғинини көримән. Бу тоғра әмәс. Улар алди билән гезит бетидә йоруқ көрүватқан мақалиларни яхшилап оқуп чиқип, андин тәшвиқат ишлири билән шуғулланғини әқилгә мувапиқ болар еди... Миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри болған акимизниң гепидә җан бар. Һәқиқәтәнму биз бирәр мәһсулатниң тәмини тетимай, сүпитини билмәй туруп, уни қандақ тәшвиқат қилишимиз мүмкин? Уни өткүзүш үчүн херидарға барлиқ әвзәлликлирини чоңқур чүшәндүрүп, көзини йәткүзгәндин кейинла, тәвсийә қилишимиз керәкку! Бүгүнки күндә хәлқимиз арисида ғәйри динға кирип кетиватқанларниң күн санап көпийиватқанлиғи һәммимизгә мәлум. Әйнә шуниң асасий сәвәплириниң бири — миссионерлар тәшвиқатиниң күчлүклүги. Улар тәрғибат-тәшвиқат ишлирини ениқ фактлар, мисаллар асасида маңғузуп, өз пикрини мейәңгә қоғушундәк қуюветишни билиду. Өз саһаси бойичә пухта билими, натиқлиқ қабилийити түпәйли аммини өзигә бирдин җәлип қиливалиду. Һә, бизгиму бу җәһәттин улардин үлгә елишимиз керәк. Йәни гезитни тәшвиқ қилғанда, униң сәһипилиридә йоруқ көрүватқан әһмийити зор, қизиқарлиқ, милләт мәнпийитигә аит мақалиларни яки улардин муһим үзүндиләрни мисалға кәлтүрүп гәп қилғандила, аммини өзимизгә җәлип қилалаймиз. Сәвийәсидә милләткә нисбәтән муһәббәт, миллий роһ туйғулирини ойғиталаймиз. Бәхиткә яриша, гезитимиз кейинки вақитларда 12 бәт болуп чиқиватиду. Журналистлиримиз билән айрим муәллиплиримиз уларниң қизиқ, мәзмунлуқ мақалилар билән толтурушқа тиришиватиду. Шуни пәхирлиниш билән ейталаймизки, нәшримиз сәһипилиридә қизиқарлиқ материаллар турақлиқ берилип келиватиду. Шуниң билән биллә гезитханлиримизниң күндилик һаятимиздики йеңилиқлар, җүмлидин Қазақстандики һәм чәт әлләрдики уйғурларниң нәпәси билән тонушуш имканийитиму бар. Шуңлашқиму, һөрмәтлик оқурмән, «Уйғур авазиға» келәр жилға муштири болушни ядиңиздин чиқирип қоймаң. Сөйүмлүк гезитиңларға муштири топлаш мәвсүми давамлишиватиду, әзиз оқурмән.

503 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы