• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 09 Қараша, 2017

Һәдәмниң һекайиси

Бир мәзгилләрдә һәдәм өзи дуч кәлгән келишмәслик түпәйли толиму пәришан болуп қелип, үч һәптигичә һеч йәргә чиқмапту. Һәтта өзиниң әң йеқин дости биләнму көрүшүп, параңлашмапту. Бир күни дости келип, һәдәмгә өзи билән биллә ат минип, сәйлә қилип келиш тәкливини берипту. Һәдәм көңли тартмисиму амалсиз мақул бопту. Бир йәргә кәлгәндә дости гәп тешипту: Әву гүлләрни көрдиңизму? Көрдүм. Уларни дәссәп-чәйлисә «аһ» урарму? Яқ. Тоғра дәйсиз. Улар вайсашниң орниға өз җараһитини сақайтишқа, сағлам өсүшкә тиришиду. Кишиләр әву дәрәқ үстидики тийинларға қаритип оқ атса, улар мәңгү қорқуп жүрәрму? Яқ. Бир пәйттә икки дост деңиз бойиға келип қапту. Дости һәдәмгә йәнә соал қоюпту: Навада қара боран пәйда болса, деңиз сүйи қорқуп, кәйнигә қарап қачарму? Яқ. Ундақ болса, сиз немишкә илгири учриған зәрбә үчүн турмуштин ваз кечисиз? Һәдәмдин аңлиған бу һекайә қәлб таримни чекип өтти. Көп өтмәй һәдәмниң дости вапат болди. Шу чағда һәдәм өзиниң ғәм билән жүрүп, талай вақтини исрап қиливәткинини һис қилди. Һәқиқәтәнму немишкә илгири учриған зәрбә түпәйли турмуштин ваз кечишимиз керәк? Интернет сәһипилиридин елинди.

218 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы