• Концерт
  • 10 Қараша, 2017

Ақ йол саңа, Илшат!

  Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Өткән йәкшәнбә күни Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт Уйғур академиялик музыкилиқ-комедия театрида нахшичи-гөдәк һәм уссулчи Илшат Аршалимниң «Бова-мома» намлиқ йәккә концерти болуп өтти. Илшат техи мәктәп оқуғучиси болсиму, аз вақит ичидә өз мухлислирини тепип үлгәргән сәнъәткар. Шуңлашқа униң дәсләпки концертиға синипдашлири билән дост-бурадәрлиридин ташқири, тамашибинларму хелила көп кәпту. Өзиниң таланти билән җумһурийәт даирисидә өткән бирқатар чоң-чоң байқаш-көрүкләрниң ғалиби аталған Илшат концертини «Астана» намлиқ қазақчә нахшиси билән башлиди. Андин кейин яш нахшичи икки саатқа созулған концерт давамида тамашибинларға йеқимлиқ нахшилар билән әвришим уссулларни тәғдим қилиш арқилиқ уларниң алқишиға сазавәр болалиди. Чүнки униң сәһнидә өзини әркин тутуши вә һәрбир нахшиға мас кийиниши билән һәрикәтлиригә қайил болған диққәтчан тамашибин уни дайим гүлдирас чаваклар билән иллиқ қарши елип турди. Униң пәқәт уйғурчә нахшилар биләнла чәкләнмәй, һәрхил тилларда вә заманивий һәм ретро нахшиларни иҗра қилишиму көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурди. Шуңлашқа айрим тамашибинлар Илшатниң һәрбир нахша-уссулидин кейин униңға гүлдәстиләрни тутуп, соғилирини берип турди. Алмута шәһири А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси Илшат Аршалимниң йәккә концерти уни қоллап-қувәтләп кәлгән достлириниң йеқимлиқ нахшилири вә уссуллири билән техиму қизиқарлиқ өтти. Мәсилән, хәлқимизниң еһтирамиға сазавәр болуп, җумһурийәтлик «Салам, Астана» вә «Күншуақ» көрүклириниң Баш мукапитиниң саһиби «Баһар» уссул ансамбли, хәлиқ таланти Адаләт Һошурова вә Илшатниң Ратмир, Давутҗан вә Камиләм исимлиқ достлири өзлириниң таланти билән концертниң утуқлуқ өтүшигә салмақлиқ һәссисини қошти. Буниңдин ташқири, арилиқта «Made іn гимназия» Хушхойлар вә тапқурлар командисиниң әзалири икки-үч сәһнә көрүнүшлири арқилиқ тамашибинларни күлкигә ғәриқ қилипму үлгәрди. Бир еғиз сөз билән ейтқанда, кичик болушиға қаримай, бойидики талантини ата-ана, бова-момилири вә устазлириниң ярдими арқилиқ пәрвиш қилишни билгән яш талант егисиниң дәсләпки концерти утуқлуқ болди. Уни өткүзүштә яр-йөләк болған барлиқ инсанларға Илшат концерт давамида өз миннәтдарлиғини билдүрсә, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов бүгүнки концерттин алаһидә бәһирләнгәнлигини тәкитләп, мундақ деди: – Шәхсән мән Илшатни көптин бери яхши билимән. Униң келәчәктә мошу биз турған муқәддәс сәһнидә нахша ейтип, даңлиқ иҗрачилардин болуп йетилишигә тиләкдашлиқ билдүримән. Мән бу йәрдә Илшатниң дәсләпки устази — «Азия Плюс» продюссерлиқ мәркизиниң рәһбири Сәһәрдин Йүсүповқа рәхмәт дегүм келиду. Чүнки у Илшат охшаш нурғунлиған яш сәнъәткарлиримизни чоң сәһниләргә елип чиқип, уларниң талантини намайиш қилип, көпчиликкә тонуштурушта аянмай тәр төкүватиду. Андин сөз новитини алған гимназияниң музыка пәниниң муәллими Надийәм Рембақиева, «Баһар» уссул ансамблиниң рәһбири Баһар Зординова вә ата-анилар комитетиниң рәиси Зоһра Мөрдинова Илшатқа иллиқ тиләклирини ейтип, атиған соғилирини тапшурди. Мошу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш лазимки, Зоһра һәдиниң нәвриси Сәйярә Илшат билән биллә бәш яштин бери җүп болуп, уссул билән шуғуллинидекән. Шуңлашқа «нәвримиз ана тилида билим алсун һәм уйғурниң миллий уссули билән шуғуллансун» дегән нийәттә улар Сәйярини шәһәрниң у қетидики «Қайрат» мәһәллисидин гимназиягә қатнитип оқутуветипту. Зоһра һәдә бу һәққидә ейтқинида, тамашибинлар алқишини гүлдирас чаваклар билән билдүрди. Шундақла Илшатниң момиси Ризвангүл Аршалимму нәврисиниң сәнъәт дуниясидики дәсләпки қәдиминиң утуқлуқ болуши үчүн яр-йөләк болған барлиқ инсанларға миннәтдарлиғини изһар қилғач, миннәтдарлиқ сүпитидә хатирә соғиларни тапшурди.

296 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы