• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 16 Қараша, 2017

Көкталлиқ тәшәббускар атилар

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Көкталлиқ мөтивәр атилар жигитбашлириниң әң йеқин мәсләкдашлири һәм ярдәмчилири екән. Йеқинда бу жутқа иш баби билән берип, атиларниң баш қошушиға қатнашқинимда, униңға толуқ көз йәткүздүм.  Мундақ учришиш ейиға бир қетим уюштурулуп, атилар йезидики милләтләр достлуғини техиму мустәһкәмләш, жутниң санитарлиқ тазилиғини яхшилаш, көчәт тикиш, аватлаштуруш охшаш муһим мәсилиләр әтрапида мәслиһәтлишидекән. Мону сүрәттики он атиниң һәммиси мошу жутта туғулуп өскән, әмгәктә тавланған. Һәрхил саһаларда ишләп, туғулған жутиниң иҗтимаий-ихтисадий, мәдәний һаятиға биркишилик һәссисини қошқан инсанлар. Улар: Коммунар Баратов, Мәмтимин Йүсүпов, Қурванҗан Дәвләтов, Абдуразақ Полатов, Үсүпҗан Давутов, Ғәйрәт Мусаев, Асим Анайәтов, Нурпазил һаҗим Ниязов, Абдуҗелил Миррәһимов, Нурмәһәмәт Азаматов. — Биз мөтивәрләр, мошундақ яхши бир әнъәнини қелиплаштурдуқ. Яшлиғимизму беһөддә өтмигән еди. Әнди йешимиз йәтмиштин ешип, чечимиз ақарған чеғимизда жутумизға, хәлқимизгә пайдиси бар ишларда чәттә қалмаслиққа тиришиватимиз. Ейиға бир қетим баш қошуп туримиз. Бу қетимқи баш қошушимизни қәрәллик нәширләргә муштири топлашқа беғишлидуқ. Өткән жили көкталлиқлар 100дин ошуқ «Уйғур авази» гезити билән наһийәлик «Жаркент өңірі» «Яркәнт тәвәси» гезитлириға муштири болған болсақ, бийил бу көрсәткүчләрни 200дин ашурушқа бәл бағлаватимиз, — дәйду ақсақал Абдуразақ Полатов. Көкталлиқ атиларниң бу алийҗанап ишиға пәқәт апирин ейтиштин башқа гепимиз йоқ. Панфилов наһийәси.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы