• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 16 Қараша, 2017

Җанкөйәрлиримизниң паалийәтчанлиғи ашмақта

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Өткән җүмә күни Алмута шәһиридики «Султанқорған» җәмийәтлик бирләшмисиниң кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти. Униңға Жетису вә Түрксиб наһийәсидики мәһәллиләрниң жигитбашлири, ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири қатнашти. Баш қошушни «Султанқорған» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Низамдун Гәраев киришмә сөз билән ечип, бир жил давамида әмәлгә ашурулған ишларниң һесавитини бәрди. Шуниңдин кейин жутниң ички мәсилилири вә мунтәзим рәвиштә «Уйғур авази», «Азия бүгүн» гезитлириға һәм «Интизар» журналиға муштири болушни тәминләш охшаш бирқатар мәсилиләр қаралди. Баш қошушта сөз новитини алған Султанқорған мәһәллисиниң баш жигитбеши Ғәйрәт Мәмәтәлиев, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Маһинур Исрайилова, Султанқорған мәһәллисиниң жигитбеши Юнус Әршидинов, Түрксиб наһийәлик өзини-өзи башқуруш комитети рәисиниң орунбасари Һосманҗан Обулов вә башқилар күн тәртивидики мәсилиләр әтрапида өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Баш қошушқа қатнашқан мәһәллә жигитбашлири билән ханим-қизларниң зиммисигә жүкләнгән жутдарчилиқ ишлириниң нурғунлиғиға қаримай, миллий гезитлиримиз тәғдиригә бепәрва қаримайдиғанлиғи бизни қайил қилди. Тәкитләш лазимки, әйнә шулар сунуқ тийин алмисиму, һечкимдин пул тәләп қилмай, жутдарчилиқ ишлирини рәткә кәлтүрүп келиватиду. Бу ишлардин ташқири, улар гезитлиримизниң аһали арисида көпләп тарилишида, Уйғур театриға тамашибинларни җәлип қилишта, мәктәплиримизгә бала топлашта паалийәтчанлиқ көрситип кәлмәктә. Әлвәттә, уларға ейтар миннәтдарлиғимиз чәксиз. Хәлқимиздә «Әл қәдрини билмәйду, әл ичидә болмиғанлар», дегән мақал бар. Шуңлашқа амал болса, һәрбир жут әһли өзлири сайлиған жигитбашлири билән ханим-қизлар кеңиши рәислириниң бу хилдики миннәтсиз меһнитини мунасип баһалап, өз йолида рәғбәтләндүрүп туруши керәк. Чүнки улар жутдашлириниң һәр ян чечилип-питирап кәтмишини, өмлүк билән бирликниң техиму мустәһкәмлинишини тәминләп, әл-жут ғемини қилип, миллитигә меһир бағлап келиватқан һәқиқий жут җанкөйәрлиридур... Ахирида тәшкилий мәсилә қарилип, жигитбеши Юнус Әршидинов бир еғиздин Жетису наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп сайланди.

472 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы