• Спорт
  • 10 Тамыз, 2012

Жутдашлиримиз — Азия чемпионлири

Қарағайли йезисидики «Бирлик» спорт клубида мәшиқлиниватқан яш спортчилиримиз бүгүнки күнгә қәдәр спортниң йәкму-йәк күриши бойичә бир нәччә турнирларға қатнишип, утуқларға еришмәктә. Мәзкүр спорт клубиниң әзалири, мошу жилниң 18 — 21-март күнлири арилиғида Атырав шәһиридә өткән йәкму-йәк күрәш бойичә Қазақстан биринчилигигә қатнишип, олҗилиқ қайтқан еди. Ениғирақ ейтсақ, униңда 60 килограмм салмақ дәриҗисидә чоңлар арисида Назимҗан Әйсаров (мәшиқләндүргүчиси Тиләпҗан Сопиев) чемпион аталса, өсмүрләр арисида 55 килограмм салмақ дәриҗисидә Рустәм Әйсаев — биринчи, Җәбрайил Әхмәтов үчинчи орунни егилиди. Май ейида болса, Қарағанда шәһиридә өткән, Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мартбек Мамриевниң хатирисигә беғишланған хәлиқара турнирдин Назимҗан Әйсаров, Рустәм Әйсаев, Ринат Сетиев күмүч медаль билән қайтти. Шундақла Назимҗан Әйсаев турнирниң әң чаққан спортчиси дәп етирап қилинип, мәхсус кубок билән мукапатланди. Мошу турнирларниң нәтиҗилири бойичә, улар Қазақстанниң йәкму-йәк күриши бойичә талланма командисиниң қатариға қобул қилинди. 23 — 28-июль күнлири Таҗикстанниң Хоҗәнт шәһиридә спортниң йәкму-йәк күриши бойичә Азия чемпионати болуп өтти. Чемпионатқа Қазақстан, Таҗикстан, Өзбәкстан вә Қирғизстан җумһурийәтлириниң талланма командилири қатнашти. Тәкитләш керәкки, Қазақстан талланма командисида чоң мәшиқләндүргүчи сүпитидә, уйғур жигити Әзиз Розиевму болди. Чемпионат йәкүнлири бойичә қазақстанлиқ сәккиз спортчи ғалип чиқип, умумий командилиқ һесапта иккинчи орунни егилиди. Шуларниң ичидә, «Бирлик» спорт клубиниң әзалири Назимҗан Әйсаров чоңлар арисида, Рустәм Әйсаев өсмүрләр арисида Азия чемпиони аталди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, һәр икки спортчи өзлириниң финаллиқ учришишлирида рәқиплирини нокаут билән йеңивалди. Биз яш спортчилиримизға келәчәктиму зор утуқларни тиләп, уларни қоллап-қувәтләп, һамийлиқ қилған Қарасай наһийәлик Уйғур мәдәний мәркизигә вә жутдашлиримизға тәшәккүр изһар қилимиз.

Абдуллам РӘХМИДИНОВ.

СҮРӘТТӘ: Н.Әйсаров (солдин оңға), Ә.Розиев, Р.Әйсаев. 

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы