• Бизниң сөһбәт
  • 16 Қараша, 2017

Закирҗан КУЗИЕВ:  “Алтын жүрек” мукапитиға алтун жүрәклик адәмла егә болиду”

Иврайим Баратов, “Уйғур авази”/ Өткән җүмә күни Алмутидики “Ғылым ордасы” җумһурийәтлик дөләт карханисиниң Концертлар залида “Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий инженерлиқ академияси” җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмиси тәсис қилған “2017-жилниң әң яхши инженери” конкурсиниң йәкүни чиқирилип, ғалиплар ениқланди. Уларниң арисида “Универсал” ширкәтләр топиниң президенти, Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Закирҗан Кузиевму бар. Шу тәнтәнидин кейин биз Закирҗан Пирмәһәммәт оғлини тәбриклигәч, уни сөһбәткә җәлип қилдуқ (Сөһбәт өз әйни бойичә елан қилиниватиду). Закирҗан, ахирқи икки һәптә сениң үчүн һәқиқәтәнму амәтлик болди. Техи йеқиндила җумһурийәттики әң инавәтлик мукапатларниң бири — “Алтын жүреккәегә болдуң. Әнди мана йәнә бир мукапатқа сазавәр болуватисән. Мубарәк болсун! Рәхмәт. Хәвириңлар болса керәк, бийил “Алтын жүрек” хәйрихаһлиқ мукапитиға илгири-кейин болмиған дәриҗидә — 455 адәмниң намзити тәвсийә қилинди. Уни уюштурғучилар, йәни “Бауыржан” хәйрихаһлиқ фонди, “Нур Отан” партияси, “Алтын Қыран” ширкәтләр топи, “ПетроКазахстан” акционерлиқ җәмийити вә Алмута шәһириниң һакимийити 33 намзатни таллавелип, һәрбири мукапатлиқ үч орундин ибарәт 11 номинация бойичә ғалипларни ениқлиди. Мән “Жилниң сахавәтлик адими” номинацияси бойичә биринчи орунға сазавәр болдум. Қошумчә қилай, “Алтын жүрек” Мәркизий Азиядики хәйрихаһлиқ паалийәт бойичә бирдин-бир мукапат. Әгәр башқиму номинацияләрдә ғалип аталғанларниң арисида “СВК” ширкәтләр топи, “Magnum Cash & Carry”, “Kaspi Bank” АҖ охшаш башқиму алп ширкәтләр вә малийә мәркәзлириниң бар екәнлигини инавәткә алсақ, мениң җисманий шәхс сүпитим билән уларниң қатарида болушум, әлвәттә, чоң утуқ вә бу маңа йәниму чоң җавапкәрлик жүкләйду. Чүнки биз, тиҗарәт адәмлири, елимиз Президенти Нурсултан Әбиш оғли ейтқандәк, бизнесниң иҗтимаий саһа алдидики җавапкәрлигини һечқачан ядимиздин чиқармаслиғимиз керәк. Әшу җавапкәрлик, шәхсән өзәңниң мисалида, немиләрдин ибарәт? Өткәндә бир әмәлдар маңа нәқ мошу соални қойди. Ядимда қалған хәйрихаһлиқ ярдимимни бир-бирләп ейтишқа башливедим, “болди, болди, тохта” дәп орнидин дәс туруп, мени бағриға бесип, мүрәмдин қеқип кәтти. Буни саңа дәватқинимниң сәвәви, әгәр һазир мән уларни йәнә қайтилайдиған болсам, сени үгдәк бесип кетиши мүмкин. Ейтивәргин, бу қулақ яхшилиқни аңлашқа яралғанғу... Ундақ болса, тиңша, мән саңа пәқәт 2016 вә 2017-жиллардики хәйрихаһлиқ паалийитимни ейтай: Яркәнт шәһиридики мәркизий мечит қурулушиға — 186 000 000 тәңгә, Панфилов наһийәсиниң аз тәминләнгән аилилири билән накаларға — 4 600 000 тәңгә, “Накалар өйигә ярдәм” акцияси бойичә хәйрихаһлиқ ярдәм — 4 800 000 тәңгә, Көктал йезисидики мечитниң мурәккәп ремонти үчүн — 8 700 000 тәңгә, Яркәнт шәһиридә өткән волейбол бойичә турнирни уюштурушқа — 1 000 000 тәңгә, Яркәнт шәһиридики Җамбул намидики оттура мәктәпни ”“Алтын белгі” билән тамамлиған оқуғучилар билән устазларни рәғбәтләндүрүш үчүн 350 000 тәңгә... Закирҗан, болди, давамлаштурмаяқ қой. Сениң һәқиқәтәнму алтун жүрәклик адәм екәнлигиңгә һәмминиң көзи аллиқачан йәтти, дәп ойлаймән. Шундиму, гезитханлар билсун, ахирқи икки жилдики хәйрихаһлиқ паалийәткә хәшлигән мәбләғ қанчә миллион тәңгини тәшкил қилди? Икки жилда хәйрихаһлиқ паалийәткә 18 қетим қатнишиптимән вә уларға җәми 281 505 000 тәңгә (!) сәрип қиптимән. Бу паалийитиңгә мошу йәрдә чекит қояйли. Ейтмақчи, жуқурида сөз болған йәнә бир мукапатқа — “Жилниң әң яхши инженериға” — қандақ сазавәр болдуң? Сени “Әшундақ соал қойидиғу” дәп ойлавататтим. Ейтай. Биринчидин, у “җумһурийәтлик” статуси бар җәмийәтлик мукапат, йәнә келип, Миллий инженерлиқ академияниң мукапити. У мукапатқа мунасип болуш үчүн сениңдин, рәһбәр сүпитидә, ишләпчиқиришни заманивий әсвап-үскиниләр билән тәминләш, йеңи технологияләрни қоллиниш һәм шу арқилиқ мәһсулат түрини көпәйтиш вә униң сүпитини дуниявий стандартлар дәриҗисигә йәткүзүш охшаш башқиму йеңилиқларни җарий қилишқа кәспий яндишишни вә инженерлиқ маһарәтни тәләп қилиду. Демәк, мениң рәһбәрлигимдики “Универсал” ширкәтләр топиға киридиған “Яркәнт крахмал-ширнә заводи” җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи мошу вәзипиләргә толуқ җавап бериватқанлиғини вә елимизниң ихтисадий тәрәққиятиға қошуватқан һәссисиниң салмақлиқ екәнлигини, заводтики барлиқ өзгиришләрниң илим-пән билән беваситә мунасивәтлик болуватқанлиғини академиядики алим-мутәхәссисләр яхши билиду, дегән сөз. Иккинчидин, буни шиҗаәтлик әмгәккә берилгән жуқури баһа, йәни униң толуқ етирап қилинғанлиғиниң ярқин бир көрүнүши дәп билимән. Өткәндә, хаталашмисам, “Яркәнтлик деханлар амәтлик болмақтадәп мавзу қоюлған сөһбитимиздә сәнБиз деханлардин 100 000 тонна қурутулған көмүқонақ денини сетивелиш дәриҗисигә қол йәткүздуқ. Демәк, әнди бизниң пәқәт яркәнтлик деханлардинла әмәс, шундақла хошна Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәси деханлиридинму көмүқонақ денини сетивелиш мүмкинчилигимиз бардәп ейтиведиң. Һазир әһвал қандақ болуватиду? “Яркәнт крахмал-ширнә заводи” ҖЧЙға өткән жили 1,8 миллиард тәңгилик заманивий технологияни җарий қилдуқ. Нәтиҗидә илгири биз жилиға 45 000 тонна көмүқонақ денини қайта ишлигән болсақ, әнди һазир бу көрсәткүч 100 000 тоннидин ешип кәтти. Соалиңға ениқ җавап бәрсәм, әһвал мундақ: бийил яркәнтлик деханлар йетиштүргән һосулниң 90 пайизини, йәни 60 000 тонна көмүқонақ денини сетивалдуқ. Йәнә 40 000 тоннини Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң деханлиридин қобул қилдуқ. Уйғур наһийәсидә көмүқонақ өстүрүш аммивий рәвиштә қолға елинмайватиду, улардин бари-йоқи 5-6 миң тонна әтрапидила сетивалдуқ. Мүмкин, униң объектив һәм субъектив сәвәплири бардур, у тәрипи маңа намәлум вә бу тамамән башқа мавзу. Ейтмақчи, бийил Өсәк вадисида, һава райиниң қәғишлиги түпәйли, өткән жилға нисбәтән, һосул икки һәссә аз елинди. Сән сориғичә ейтиветәй, булту биз бир килограмм қурутулған көмүқонақ денини, сүпитигә қарап, 35 — 37 тәңгидин сетивалған болсақ, бийил баһа 42 — 45 тәңгә әтрапида болди. Ейтай, пәқәт яркәнтлик деханлардинла көмүқонақ сетивелиш үчүн 1,5 миллиард тәңгә сәрип қилдуқ. “Сәрип қилдуқ” дәватқинимниң сәвәви, биз бийил әтиязда деханларни қоллап-қувәтләш үчүн (уруқ, гербидцид, йеқилғу вә һаказилар) 428 миллион тәңгә несийә бәргән едуқ. Бу мәбләғ һосул жиғилип болғандин кейин, һәр икки тәрәпниң келишими билән, толуқ йепилди. Ейтқанлириңға қариғанда, яркәнтлик деханларһосулимиз қар астида қаламдекин?” дегән әндишидин қутулуптидә... Дәл шундақ. Улар мундақ әндишидин бирәтола қутулди. Бийил, саңа ейтай, биз 28-октябрь күнигә қәдәр деханларда бар һосулни түгәл сетип елип болдуқ. Қачан ундақ болған? “Һосулни нәгә өткүзимиз?” дегән әндишиму арқида қалди. Әсли шундақ болуши керәк. Дехан яз бойи төккән тәриниң бәдилигә яриша пайда елиши шәрт. Закирҗан, Дөлитимиз рәһбири бийил қазақстанлиқларға йоллиғанҚазақстанниң Үчинчи йеңилиниши: дуниявий риқабәткә қабиллиғиМәктүбидә кичик дехан егиликлирини бирләштүрүш арқилиқ кооперативларни тәшкил қилишниң лазимлиғини тәкитләп, йеза егилиги саһасида йеңи ислаһатларни елип беришниң һаятий муһим вәзипә екәнлигини алға сүргән еди. Сән беваситә йеза егилиги билән бәнт адәмләр билән ишләватқачқа, “бу мәсилә қандақ һәл болуватидудәп сориғум келиватиду. Тоғра һәм мениң үчүн яхши соал. Җавап берип көрәй. Илгири деханлар, колхоз-совхозлар тарқитилғанда, пай һесавиға 5 — 10 гектардин йәр алди. Мундақ “тәхсиматтин” яркәнтлик деханларму чәттә қалғини йоқ. Йәрлик һакимийәтниң мәлуматлири бойичә, пәқәт Панфилов наһийәсидики деханларниң 75 пайизиниң өлчүк йәрлири 10 гектардин ашмайдекән. Мундақ шараитта өз егилигини тәрәққий әткүзүш үчүн, ейтайлуқ, һөкүмәттин субсидия елиш һеч мүмкин әмәс. Чүнки, биринчидин, терилғулуқ мәйдани аз, униңдин елинған һосул несийә пулни төләш бу яқта турсун, һәтта кәткән чиқимниң орниниму япмайду. Иккинчидин, коллективлиқ егиликтә ишләп үгәнгән деханлар, шәхсий егилигини тәрәққий әткүзүшниң йолини билип кәтмәйду. Умумән, йеза егилигини тәрәққий әткүзүш үчүн, болупму Қазақстан шараитида, кооперативларни тәшкил қилиш әқилгә мувапиқ екәнлигини әмәлиятниң өзи испатлап бәрди. Шундақ екән, немә қилиш керәк? Бу соалниң җавави ениқ: кичик дехан егиликлирини бирләштүрүп, ишләпчиқириш кооперативлирини қуруш һаҗәт. Президент өз Мәктүбидә мана мошу идеяни алға сүрди. Панфилов наһийәсидә һазир қаримиғида җәми 8 000 гектар суғирилидиған терилғулуқ бар төрт кооператив тәшкил қилинди. Йәрлик һакимийәтниң, ениғирақ ейтсам, Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталовниң қоллап-қувәтлиши билән вилайәтлик бюджеттин миллионлиған тәңгә аҗритилип, әйнә шу кооперативларниң путиға туруп кетишигә зәмин болуватиду. Ениқ мисалларни кәлтүрсәм, вилайәтлик бюджет һесавиға — 450 миллион тәңгигә икки хаман селинди; пәқәт бирла “Ғоҗамбәрдиев” кооперативи тәрипидин он бәш жиллиқ қәрәлгә төвән пайиз билән 328 миллион тәңгә несийә елинип, һаҗәтлик техника сетивелинди. Бәш-он гектар йери бар кичиккинә дехан егилиги мундақ әвзәлликләргә һечқачан егә болалмайду. Шуңлашқа кооперативлар болупму йеза йеридә һавадәк һаҗәт. Йеза егилиги, җүмлидин деханчилиқниң көмүқонақ өстүрүш саһаси тәрәққий әтсә, “Яркәнт крахмал-ширнә заводиҖЧЙ үчүнму пайдилиқ демәкчисәнғу. Әлвәттә, шундақ. Заводқа керәклик хамәшия — қурутулған көмүқонақ дени. Заводниң мүмкинчилигини һесапқа алсақ, әшу хамәшияниң йетәрлик дәриҗидә болуши алаһидә муһим әһмийәткә егә. Мисал кәлтүрәй. “Яркәнт крахмал-ширнә заводида” биз әшу хамәшиядин, йәни көмүқонақ денидин он сәккиз түрлүк мәһсулат чиқираттуқ. Бийил йәнә икки линияни ишқа қошуп, мәһсулат түрини жигирмигә йәткүздуқ. Улар: ГФС (Глюкозно-фруктозный сироп) вә лимон кислотаси. Бу мәһсулатларға еһтияҗ үстүн. Чүнки ГФС 100 пайиз қәнтни алмаштуриду. Ейтип өтәй, көмүқонақ денида қәнтниң миқдари қизилчиға нисбәтән төрт һәссә ошуқ! Һазир мәһсулатимизниң 65 пайизини экспортқа чиқириватимиз. Бу, бүгүнкидәк өзара риқабәтчилик илгири-кейин болмиған дәриҗидә овҗ еливатқанда, наһайити жуқури көрсәткүч. Мән саңа мундақ бир мисални кәлтүрәй: Қазақстандики өз мәһсулатлирини чәт әлләргә сетиватқан ишләпчиқириш карханилириара мәхсус рейтинг бар. Әйнә шу рейтингта “Универсал” ширкәтләр топи турақлиқ дәсләпки онлуқниң арисида келиватиду. Ахирқи көрсәткүчләр бойичә һазир алтинчи орунда туримиз. Әгәр биз, әйнә шу рейтингниң алдинқи орунлирида турған ширкәтләр, һәтта миллий компанияләр охшаш, йәрасти байлиқлиридин пайдиланмайдиғанлиғимизни ейтсам вә пәқәт ишләпчиқириш арқилиқла әшу онлуқниң қатаридин чүшмәй келиватқан болсақ, өзәң ойлап көр, қол йәткүзгән утуқлиримизниң аз әмәс екәнлиги өзлүгидин билинип туриду. Йәнә бир мисал кәлтүрәй: һазир “Универсал” ширкәтләр топиға киридиған “Яркәнт крахмал-ширнә заводи” вә “Мишкап заводи” ҖЧЙларда җәми 1240 адәм турақлиқ иш билән бәнт. Ишчиларниң оттура айлиқ мааши 118 000 тәңгини, мутәхәссисләрниң 300 000 тәңгини тәшкил қилиду. Бу вилайәттики оттура айлиқ мааш көрсәткүчидин сезиләрлик дәриҗидә жуқури. Шундақ екән, бу заводларға ишқа кириш хаһиши барлар, мениңчә, новәттә турса керәк. Ундақла әмәс. Бирақ биз ишчи-хизмәтчиләрниң, инженер-техник хадимларниң кәспий салаһийитигә алаһидә етивар беримиз. Уларни турақлиқ түрдә қисқа курсларда оқутуватимиз. Тәҗрибә топлаш үчүн мошундақ заводлар бар әлләргә әвәтиватимиз. Биз бийилдин башлап, Яркәнттики кәспий-техникилиқ училище билән шәртнамә түздуқ. Училище курсантлири, болупму тикинчиләр билән кәпшәлигүчиләр заводумизда әмәлий тәҗрибидин өтиду. Әйнә шуларниң арисидин көзгә чүшкән 40 адәмни ишқа қобул қилимиз. Закирҗан, әнди гезитханларни Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати сүпитидики паалийитиңдин хәвәрдар қилсаң, дегән илтимасимиз бар. Мәрһәмәт. Мән мәслиһәттә Бюджет комитетиниң әзаси. Билгән вә чүшәнгән адәмгә мошуниң өзила мениң депутатлиқ паалийитимдин хәвәр алиду, дәп ойлаймән. Мән вилайәтлик мәслиһәткә Панфилов наһийәсидин депутат болуп сайландим. Сайлиғучилирим билән һәрбир сессия һарписида учришип туримән. Сениң өткәндәСайлиғучилар билән учришиш хәйрихаһлиқ акциясигә айлинип кәткәндәк тәсират қалдуриду”, дәп ейтқиниң ядимға чүшүватиду. Һәқиқәтән шундақму? Адәттә, һәрқандақ дәриҗидики депутатниң алдиға пәқәт муһтаҗи бар адәмләр келиду. Маңиму худди шундақ, бириниң пули йоқ, бириниң мағдири дегәндәк. Болупму иҗтимаий проблемилар билән мураҗиәт қилидиғанлар көпчиликни тәшкил қилиду. Шуңлашқа мән “Нур Отан” партияси Панфилов наһийәлик шөбисиниң Җәмийәтлик қобулханиси билән һәмкарлашқан һалда сайлиғучилар билән учришиш усулини йолға қойдум. Униң вақти вә қәрәли наһийәлик гезитта алдин-ала елан қилиниду. “Нур Отан” партияси Җәмийәтлик қобулханисиниң ярдими билән наһийәлик һакимийәтниң барлиқ саһалар бойичә бөлүм башлиқлирини, прокуратура вә сот органлириниң вәкиллирини шу учришишқа тәклип қилимән. Мундақ усул нәтиҗидарлиқ болуватиду. Чүнки, ейтайлуқ, бир сайлиғучи турушлуқ өй селиш үчүн участка сорап кәлсә, униңға, әлвәттә, наһийәлик яки шәһәрлик һакимийәттики мошу мәсилә билән шуғуллинидиған шәхсләр җавап бериду. Әнди “хәйрихаһлиқ акциясигә айлинип қалди” дегинимниң сәвәви, өзәң чүшиниватсаң керәк, маддий ярдәм сорап келиватқанлар нурғун. Өткәндә бир пенсионер, исим-нәсибини атимаяқла қояй, қулиғиниң начар аңлайдиғанлиғини, аңлаш аппаратини алай десә, янчуғиниң яр бәрмәйдиғанлиғини ейтип кәлди. Илтимасини шу йәрдила қанаәтләндүрдүм. У адәм “депутат Кузиев паң адәмләргә аңлаш аппаритини елип беридекән” дәп, махтанғуси кәлгән болса керәк, әтималим, һәммигә җар сапту. Чүнки маңа нәқ шундақ илтимас билән хелә нурғун адәм мураҗиәт қилди. Ундақ әң әрзән аппарат, тәхминән, 50 — 60 миң тәңгә туриду. “Саламәтлигим начар, Алмутиға берип, дохтурларға көрүнүп келәй десәм, йолумға ахча йоқ” — мундақ илтимас билән келидиғанларму бар, амал йоқ, ярдәм қолумни созимән. Өткәндә Яркәнт шәһириниң турғуни Вера Кабылкинаниң өйигә өрт кетипту. Чедирини ясап беришни өз һөддәмгә алдим. Әнди йәнә бир сайлиғучи, Зинигүл Илахунова өрүлүп кәткән өйини әслигә кәлтүрүш үчүн ярдәм сорап кәпту. “Яқ” демидим. Отун-көмүр сорап келидиғанларчу техи. Ейтивәрсәм, мисал көп, бирақ бу миннәт қиливатқиним әмәс, сән сориған үчүнла ейтиватимән. Бу сениң жуқурида сөз болған хәйрихаһлиқ паалийитиңниң бир көрүнүши болса керәк. Муһим, пәқәт жуқарқи орундикиләр һәл қилидиған иҗтимаий-ихтисадий вә мәдәний мәсилиләргә кәлгәндә, депутат сүпитидики паалийитиң қандақ болуватиду? Очуғини ейтай, тфу-тфу, һазирчә яман әмәс. Йәнә мисал кәлтүрсәм, мениң күч чиқиришим билән вилайәтлик бюджеттин Яркәнт шәһиридики Крупская намидики мәктәпниң мурәккәп ремонти үчүн 285 миллион тәңгә бөлүнди. “Жаркент-Арасан” санаторийисигә баридиған йолни ремонтлаш үчүн 112 миллион тәңгә аҗритилди. Мону бир мәсилигә алаһидә тохталғум келиватиду. Яркәнттики Җамбул намидики мәктәптә 1450 оқуғучи бар. Мана мошу мәктәп йенида мәхсус спорт комплексини селиш үчүн вилайәтлик бюджеттин 120 миллион тәңгә бөлүнүш һарписида туриду. Буни ейтиватқинимниң сәвәви, өткәндә сайлиғучилар билән учрашқанда, бу мәсилини иҗабий һәл қилишқа вәдә бәргән едим. Закирҗан, шәхсән елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән қолға елинған “100 йеңи исимлайиһисидин сениңму исим-шәрипиңни учритип қалдим. Тоғра. Алмута вилайитидин бәш адәмниң намзити көрситилди, уларниң арисида мәнму бар. Һазир Интернеттики мәхсус сайт арқилиқ умумхәлиқлиқ аваз бериш кетип бариду. Мән һазирчә униң “Бизнес” категорияси бойичә алдинқи орунларниң бирини егиләп келиватимән. Аваз бериш 18-ноябрьғичә давамлишиду. Әгәр иҗазәт болса, пурсәттин пайдилинип, гезитханлиримизни мениң намзитимни яқлап аваз беришкә чақирған болар едим. Интернеттики сайт мундақ: http://100esim.eI.kz/ru Ейтмақчи, сениң намзитиңни ким көрсәтти? Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң тәвсийәси бойичә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси көрсәтти вә уни Алмута вилайитиниң һакимийити бир еғиздин қоллап-қувәтлиди. Уларға, әлвәттә, чоң рәхмәт. Бирақ мәхсәт униңда әмәс, әмгигиңниң мунасип баһалиниватқанлиғиға рази болуп қалидекәнсән. Сән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини тилға елип қалдиң. Ейтмақчи, бу җәмийәтлик бирләшмидики паалийитиңдин шәхсән өзәң разиму? Бу йәрдә мән әң алди билән ҖУЭМниң рәиси — Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумовқа алаһидә миннәтдарлиғимни изһар қилғум келиватиду. Мән хәлқимизниң Шаһимәрдан акидәк оғлиниң елимизниң алий қанун чиқириш оргинида вәкил болуп олтарғанлиғи билән пәхирлинимән. Бу қуруқ дәвранвазлиқ сөз әмәс. Әйнә шу акимизниң тәшәббуси билән өткәндә бир топ Мәҗлис депутатлири “Яркәнт крахмал-ширнә заводида” болуп, иш җәриянлири билән әтраплиқ тонушуп кәтти. Нәтиҗидә хелидин бери һәл болмай келиватқан бәзи мәсилиләргә һөкүмәт көңүл бөлүшкә башлиди. Техи йеқиндила хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди Абдулла Розибақиевниң туғулғининиң 120 жиллиғини нишанлидуқ. Әйнә шу тәвәллудқа беғишланған тәнтәнлилик мәрасимға йәнә бир топ Мәҗлис депутатлири билән биллә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари Дархан Мыңбай қатнашти. Буму, сөз йоқ, Шаһимәрдан Үсәйин оғлиниң аброй-инавити, көп күч чиқириши түпәйли йүз бәргән вақиә дәп билимән. Ейтмақчи, йәнә шу Шаһимәрдан акиниң тәшәббуси билән А.Розибақиев тоғрилиқ китап нәшир қилинди. Униңға шәхсән өзәм 1 700 000 тәңгә ианә қилдим. У китап әшу мәрасимға кәлгәнләргә һәқсиз тарқитилди. Әнди соалиңға уттур вә ениқ җавап берәй: мән, башқилар охшаш, миллий мәдәнийитимизниң бүгүнки тәрәққиятида муһим орун тәәллуқ болған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң паалийитигә сирттин қарап, тамашибин ретидә болушни әмәс, бәлки униң қазинида қайнашни өзәмниң инсаний борчум дәп билимән. Һазир ҖУЭМниң башқарма әзаси сүпитидә униң паалийитигә қоюқ арилишип келиватимән. Закирҗан, һәрқандақ инсанниң, болупму саңа охшаш чоң ишләпчиқириш карханисиниң рәһбириниң, һаятта йол көрсәткүчи мәслиһәтчиси, бир сөз билән ейтсам, устази болиду. Шундақ екән, бу әснада сән кимни биринчи болуп тилға алған болаттиң? Һеч ойлимайла акам Дилмуратни көз алдимға кәлтүримән. Униң ишләпчиқиришни уюштуруш, базар ихтисадиниң пәқәт нәзәрийәвий тәрипигила әмәс, бәлки әмәлий җәриянлириға чоңқур чөкүши, коллективни ахирқи нәтиҗиләргә қол йәткүзүшкә дәвәт қилиши, тәләпчанлиғи маңа чоң мәктәп болди. Акам мениң үчүн мәңгү өчмәй йенип туридиған мәшъәлдур. Сөһбитимизниң ахирида шәхсий һаятиңға мунасивәтлик бирнәччә соал қояй. Илтимас, қисқа вә ениқ җавап бәрсәң: әгәр һаятиңда бирәр қийинчилиқ пәйда болса, алди билән кимгә ишинисән? Өзәмгә, андин акам Дилмуратқа. Һаятиңдики йеңилиқни дәсләп ким аңлайду? Хуш хәвәрни ейтидиған адәмлирим нурғун. Әнди мени хошал қилидиған йеңилиқни, әлвәттә, алди билән акам Дилмурат аңлайду. Сени “хәп” дегүзүп жүргән нәрсиләр барму? Әлвәттә, бар. Униңсиз һаят-тирикчилик болмайду. Һазир қайси китапни оқуватисән? Өзәм нәшир қилишқа һамийлиқ қилған китапларни. Улар нурғунму? Хелә бар. Мәсилән? Ейтсам, у китапларниң муәллиплири мени дақақ қиливатиду, дәп ойлап қелиши мүмкин. “Уйғур авазини” оқамсән? У немә дегиниң? Әлвәттә, оқуймән. Гезитимизға келәр жил үчүн муштири болдуңму? Өзәмнила әмәс, заводумиз коллективидики барлиқ уйғурларни, өзәм Алмута вилайәтлик мәслиһәткә депутат болуп сайланған сайлам участкисидики тәминати начар сайлиғучиларни, җәми 500 (!) адәмни “Уйғур авази” гезитиға келәр жил үчүн толуқ бир жилға яздуруп қойдум. Буму сениң хәйрихаһлиқ паалийитиңниң һәртәрәплимә екәнлигини көрситип турса керәк. Саңа бу ярдимиң үчүн редакция намидин рәхмәт ейтимиз. Мениң азду-тола утуқлиримни турақлиқ тәрғип қиливатқан сөйүмлүк “Уйғур авази” гезитиға мениңму ейтар миннәтдарлиғим чәксиздур. Очуқ вә сәмимий сөһбитиң үчүн рәхмәт. Илаһим, ишиң дайим мошундақ утуқлуқ болсун!

572 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы