• Йеңилиқлар
  • 16 Қараша, 2017

Аләмшумул мәсилиләр Астана клубида муһакимә қилинди

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев пайтәхттә өтүватқан Астана клубиниң үчинчи мәҗлисигә қатнашти. «Чоң Евразия-2027: зиддийәт яки һәмкарлиқ» намлиқ хәлиқара башқошуш икки күнгә созулди. Мәҗлистә сөз сөзлигән Н.Назарбаев Астана клубиниң региондики чоң мәйдан екәнлигини вә дайим өткүр мәсилиләрни муһакимә қилишқа, әһмийәтлик қарарларни қобул қилишқа шараит яритиватқанлиғини тәкитлиди. Президент экспертларниң жиғинлирида очуқ бәс-муназирә болидиғанлиғиға,  Евразия қитъәсидики мәсилиләрниң нәтиҗидарлиқ муһакимә қилинидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. «Аләмшумул мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бүгүнки таңдики һәммимизгә йетишмәйватқан бирлик, иттипақлиқ вә толерантлиқни елип келишкә интилимиз. Қазақстанлиқ дипломатия диалогқа, мурассәгә, өзара нәтиҗидар һәмкарлиқ чүшәнчисигә асасланған. Мошуниң һәммиси Сирия мәсилиси бойичә течлиқпәрвәр һәрикәтлиримиздин, ядролуқ қуралға қарши тәшәббуслиримиздин, күн тәртивидики мәдәнийәт, цивилизация вә иҗтимаий-ихтисадий мәсилиләрдики йолумиздин ениқ байқилиду. Қазақстан – БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң турақлиқ әмәс әзаси. 2018-жилниң январь ейида дөлитимиз Кеңәшкә рәислик қилиду. Шуниңға мунасивәтлик дунияда болуватқан җиддий мәсилиләрни диққәт нәзәримиздә тутимиз», деди Дөләт рәһбири. Н.Назарбаев дуниядики өзгиришләрниң сәлбий тәрәпкә йол алғанлиғини көрсәтти. Униң пикричә, дуниявий тәрәққиятниң йеңи архитектуриси чоңқур геосәясий, ихтисадий вә һәм Шәриқ билән Ғәрипниң идеологиялик чегариси бузулуватқан пәйттә қелиплишиватиду. «Сәясий тәқипләш, намратчилиқ, билим вә саламәтликни сақлаш саһалири шараитиниң төвәнлиши, дөләт тәрәққиятидики һаят дәриҗисиниң кәскин өзгириши, хәлиқара терроризм вә экстремизмниң қелиплишиға тәсир қилмақта. Регионлуқ вә хәлиқара бехәтәрликкә беғишланған һазирқи система кона мәсилиләрни һәл қилип, йеңи көрүнүшләрниң пәйда болушиға тосалғу болалмайватиду», деди Дөләт рәһбири. Президент мәзкүр көрүнүшкә сәвәп болуватқан бирнәччә мәсилини көрсәтти. Биринчидин, бүгүнки таңда дунияда ихтисадий вә технологиялик кәңликтә қелиплашқан әһвал җиддий. Н.Назарбаев риқабәткә чүшүватқан ихтисадий мәркәзләрниң әтрапида чоң блокларниң шәкиллиниши нәтиҗисидә аләмшумул йеңи сода тәртиви қелиплишип, у Дуниявий сода тәшкилатиниң ролиниң төвәнлишишигә, протекцианизмниң күчийишигә елип келишиниң еһтималдин жирақ әмәслигини тәкитлиди. «Сәясий қисимни байрақ қилип, ихтисадий мәхсәттики санкциялик урушлар хәлиқара сода билән адил риқабәткә ховуп пәйда қиливатиду», деди Президент. (Иккинчидин, әһвалниң мошундақ җиддийлишиши кейинки онжиллиқта дунияниң җай-җайлирида қураллиқ топларниң пәйда болуп, тоқунушларниң көпийишигә елип кәлди. Дөләт рәһбири тоқунушларниң күчийишини қураллинишқа қайтидин сүръәт бериш билән бағлаштурмақта. «Дуниявий қисимниң өсүши қурал-яраққа еһтияҗни ашурди. Булту һәрбий чиқим йәнә өсүп, 1,7 триллион долларға яки дуниявий ички умумий мәһсулатниң 2,2 пайизини тәшкил қилди. АҚШ һәрбий чиқимини – 611 миллиард долларғичә, Хитай – 215 миллиард долларғичә, Россия – 69 миллиард долларғичә, Һиндстан – 56 миллиард долларғичә көпәйтти. Мошуниң һәммиси тәкитләнгән дөләтләрдики миллий киримниң көп қисми. Һәрбий чиқимларниң көпийиши – бехәтәр дунияға ховупла әмәс, ихтисадий вә адәм капиталини тәрәққият әһмийити вә дунияда течлиқ орнитишқа мүмкинчилик бәрмәйдиған нәтиҗисиз һәрикәт», деди Н.Назарбаев. Президент ядролуқ қуралниң зийини тоғрилиқму ейтип өтти. Униң пикричә, Корея қолтуғидики зиддийәт пүткүл дунияни тәшвишләндүрүватиду. Бу мәсилидә чоң дөләтләр арисидики ядролуқ қурални қисқартиш вә ракетиға қарши мудапиә мәсилилиридә умумий шәртнамә йоқ. Н.Назарбаев 2016-жили елан қилған өзиниң «Дуния. ХХІ әсир» манифестида ядролуқ қурални тарқатмаслиқ бойичә өзиниң шәхсий пикрини билдүргәнлигини тәкитлиди. Президент Қазақстанниң дунияда дәсләпки қетим өз әрки билән ядролуқ қуралдин баш тартқан дөләт екәнлигини қәйт қилди. Шундақла чарәк әсирдин ошуқ вақит атом бомбисини тарқатмаслиқ идеясини вә антиядролуқ һәрикәтни турақлиқ қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ейтти. Н.Назарбаев хәлиқара терроризм мәсилисигиму кәң тохталди. Дөләт рәһбириниң пикричә, һазир хәлиқара терроризм даириси кәңийип, униң чегариси йоқ. «Һазир дунияниң һәрқандақ нуқтиси – террористларни нишаниға айлиниши еһтимал. Үчинчи миңжиллиқ башланғандин бери террорлуқ һәрикәтләрдә вапат болғанларниң сани 10 һәссә ашти. 2016-жили 104 дөләттә террорлуқ һәрикәтләр йүз бәргән, йәни бу дунияниң йеримиға баравәр. Шуларниң географияси билән даирисини һесапқа алсақ, һазирқи дуния шәртлик рәвиштә үчинчи дунияйүзлүк уруш һәм террорға қарши күрәш билән бәтму-бәт келиватиду», деди Президент. Дөләт рәһбири кейинки вақитларда террорлуқ һәрикәтләрниң аста-аста тәрәққий әткән дөләтләр тәрәпкә өткәнлигини тәкитлиди. Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилати дөләтлири үчүн 2015-жил қийин жил болди. Президент кәлтүргән мәлуматларға асаслансақ, икки жил бурун дуниядики терроризм вақиәлириниң сани 700дин ашса, ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилати тәркивидики дөләтләр 21 қетим террорчиларниң объектиға айланған. «Ислам динини чүмпәрдә қиливалған еқимлар өзлириниң тәсир қилиш даирисини кәңәйтип, нурғунлиған дөләтләрниң территориялиригә күч билән кириватиду. Зиддийәтниң пәйда болушиға қаримастин, чоң дөләтләр Йеқин Шәриқтә ИГИЛ билән күрәшниң һәрикәтлирини уйғунлаштурушқа шараит яратти. Шундиму уҗуқтурулуватқан террорчилар башқа регионларда қайта баш көтириши мүмкин екәнлигини чүшинишимиз керәк. Бу – барлиқ Евразия үчүн чоң синақ», деди Дөләт рәһбири. Йәнә бир чоң мәсилә сүпитидә Н.Назарбаев аләмшумул миграция мәсилисини тәкитлиди. Президентниң пикричә, дуниядики назарәтсиз миграция тәшвишләндүридиған әһвалға айланди. Униң сәвәвини Дөләт рәһбири намратчилиқ вә регионлардики урушлар билән чүшәндүрди. «Миграция җәрияни түп-асастин қайта тәһлил қилишни тәләп қилиду. Инсанийәт тарихида мошундақ демографиялик тәңсизлик илгири-кейин болмиған. Мәсилән, тәрәққий әткән дөләтләрдә хәлиқниң сани 1 миллиард әтрапида болса, тәрәққий етиватқан әлләрдә аһали сани 6,5 миллиардқа йәткән. Кейинки 25 жилда хәлиқара миграция 2 һәссә өсүп, уларниң сани 250 миллион адәмгә йәтти. Хәлиқара валюта фондиниң мәлуматлири бойичә, тәрәққий әткән дөләтләрдики миграция үлүши 5 пайиздин 10 пайизға ашқан. Тәхминән, шуларниң 66 миллионға йеқини қачақлар яки қанунсиз көчүп кәлгәнләр», деди Дөләт рәһбири. Президент қанунсиз миграцияниң иҗтимаий тоқунушларға, җинайәт вә ишсизлиқниң көпийишигә елип келидиғанлиғини тәкитлиди. Йеқин Шәриқ вә Африкидики қачақлар Европида иҗтимаий-сәясий боһранни пәйда қилип, сәлбий пикирни көпәйтти. Н.Назарбаевниң пикричә, Түркия, Иордания вә Ливан охшаш бирқатар дөләтләр қачақларни асраш үчүн ички умумий мәһсулатниң 1,5 — 3 пайизини хәшлимәктә. Президент дунияни тәшвишләндүрүватқан йәнә бир мәсилә сүпитидә, тәбиий ресурсларниң тапчиллиғини атап көрсәтти. Болупму таза суниң йетишмәслигигә кәң тохталди. «Инсан һаяти үчүн керәк ресурсларниң чәклик болушиға лайиқ диққәт бөлүнмәйватиду. Биринчи новәттә, ичимлик суниң йетишмәслиги дөләтләрара зиддийәтләргә елип келиду. Су ресурслириниң тапчиллиғи Һиндстан билән Пакстан мунасивәтлирини җиддийлаштурди. Мошундақ әһвалниң Йеқин Шәриқ вә Мәркизий Азиядә пәйда болушиниң еһтималиму жуқури. Дунияда хәлиқ саниниң ешишиға мунасивәтлик айрим регионларда озуқ-түлүк боһрини орнап, етизлиқ мәйданлири қисқирап, топиниң мәһсулдарлиғи төвәнләватиду», деди Дөләт рәһбири. Президент алдимиздики 40 жил ичидә дунияниң ашлиққа беғишланған етиз мәйданлирини 2 һәссигә күчәйтиш мәсилисигә җиддий киришидиғанлиғини ейтти. Шуниңға мунасивәтлик, Қазақстан йеза егилиги мәһсулатлирини ишләп чиқарғучи дөләт сүпитидә мәзкүр саһаға алаһидә көңүл бөлүшиниң муһимлиғини тәкитлиди. Н.Назарбаев ишәнчә боһрини бойичиму өз пикрини билдүрди. Евразия дуниявий сәясәт вә ихтисатта йетәкчи орунға егә, шуңлашқа өзара мунасивәтләрниң иҗабий тәҗрибисини қелиплаштурушниң әһмийити зор. Президент қедимий Ипәк йоли бойидики «Бир бәлбағ, бир йол» лайиһиси йеңи геоихтисадий парадигмини қелиплаштуруп, күчийиватқан боһранға җавап болғанлиғини тәкитлиди. «2017-жилниң тоққуз ейида Евразия ихтисадий иттипақиға әза дөләтләр арисидики товар айлиними 3 һәссигә өсти. Һазир Азия, Европа вә Шималий Америкидики инвестициялик һәм инновациялик мүмкинчиликкә егә чоң дөләтләр арисидики зич мунасивәтләрниң әһмийити зор. Иттипаққа түрлүк форматтики дөләтләр қошулуватиду. Иран, Мисир, Һиндстан, Исраил вә Шималий Корея билән сода-сетиққа беғишланған әркин зона қуруш тоғрилиқ музакириләр жүргүзүлүватиду. Умумән, әлликкә йеқин дөләт иттипаққа қизиқиш билән қаримақта», деди Н.Назарбаев. Президент тәкитләнгән мәсилиләрни һәл қилиш үчүн Евразия қитъәси бехәтәрлик, ихтисадий өсүм вә диалог саһасидики бириктүргүчи күн тәртивини тәвсийә қилалайдиғанлиғини ейтти. Н.Назарбаев «Бир бәлбағ, бир йол» Евразиялик ихтисадий иттипақ, Шанхай һәмкарлиқ тәшкилатиниң ихтисадий әлчиси намлиқ тәшәббусларни, «Нұрлы жол» программисини вә башқиму лайиһиләрни әмәлгә ашурушниң Евразия қитъәсиниң йеңи геоихтисадий обризини яритишқа имканийәт яритидиғанлиғини тәкитлиди. Мәҗлискә рәислик қилған Сенат рәиси Қасым-Жомарт Тоқаев мәзкүр чарә-тәдбирниң дуниядики җәриянлар билән Евразиягә тәсир қилидиған муһим мәсилиләр бойичә қарарларни издәйдиғанлиғини билдүрди. «Бүгүнки форумға Түркияниң сабиқ рәһбири Абдулла Гүл, Словенияниң сабиқ президенти Данило Тюрк, Чехияниң сабиқ президенти Вацлав Клаус, тонулған җәмийәт вә дөләт әрбаплири, дунияниң атақлиқ экспертлири, тонулған сәясәтшунаслар вә дипломатлар қатнишиватиду. Бүгүнки жиғин дуниядики җәриянларни тәһлил қилишқа, шуниң ичидә Евразияниң күн тәртивини муһакимә қилишқа яхши имканийәт яритиду», деди Сенат рәиси. Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Дөләт рәһбири фондиниң иҗраий рәһбири Қанат Жумабаевниң ейтишичә, Астана клуби даирисидики Евразияниң чоң муһим мәсилилири билән униң келәчиги бойичә экспертлиқ тәһлилләр — Дөләт рәһбири Н.Назарбаев дайим тәшвиқ қилидиған очуқ вә тәң мунасивәтләргә асасланған дуниявий сәясий диалогни күчәйтишкә қошулған үлүш болуп һесаплиниду. Клуб әзалири кәлгүси онжиллиқта қитъәниң тәрәққият йөнилишини бәлгүләйдиған асасий җәриянларни муһакимә қилди. Жиғинға 27 дөләттин 60тин ошуқ сәясий әрбап, алимлар вә экспертлар кәлди. Астана клубиниң жиғини «Chat-ham house» қаидиси бойичә өткүзүлди.

1074 рет

көрсетілді

77

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы