• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 23 Қараша, 2017

«Хошна һәққи» неси қалмисун

Турмушумизда хошнидарчилиқниң орни бөләк. Шуңлашқиму биздә «Жирақтики туққандин, йеқиндики хошна әла», «Өй алғичә, хошна ал», «Бир хошна — бир туққан» дегәнгә охшаш һекмәтлик сөзләр, мақал-тәмсилләр моҗут. Бәзиләр, адәттә, һәр күни дегидәк хошнилири билән көрүшүп, саламлишип, һал-әһвал соришип, муңдишип туриду. Бу җәриянда бир-бириниң турмушидин, хизмитидин, аилисиниң нәпәсидин хәвәрдар болушиду. Хошаллиғи билән қайғусиға ортақлишиду. Һаҗәт болғанда тәсәлла яки мәслиһәт бериду. Әйнә шу вәҗидин алғанда, хәлқимиздә хошнидарчилиқ һәм «хошна һәққигә» аит есил адәтләр сақланған. Хошниларара пәтиләш. Һейт-айәмләрдә хошнилириниң өйлирини пәтиләшкә алаһидә көңүл бөлүниду. Кесәл йоқлаш. Хошнилириниң бирәрси ағрип-тартип қалса, соға-саламлирини тәйярлап, уларни йоқлайду һәм көңлини ясайдиған гәпләрни қилип, алий изгү- тиләклирини билдүриду. Ярдәмлишиш. Хошниларниң өйидә той-төкүн, нәзир-чирақлар яки башқиму муюмлар өткәндә, хошнилар һәммә ишни қол-қолчә пүтириштә паалийәтчанлиқ тонутиду. «Хошна ешини» сунуш. Һәрқандақ аилидә убданирақ тамақ әткәндә, униң бирәр қачисини хошниларға киргүзүш адити бар. У «хошна еши» дәп атилиду. Буниң арқилиқ улар бир-биригә болған меһир-муһәббитини ипадиләйду һәм йеқинчилиғини техиму мустәһкәмләйду. Өтнә-йерим қилиш. Бу хошнилар арисида жиңнә-сәрәңгидин тартип, пул-дунияғичә болған нәрсиләрни арийәт бериштур. Әйни әһвал бир-бирини камситқанлиқ яки артуқ көргәнлик әмәс, бәлки өзара йеқинлиқниң бәлгүсидур. Умумән, «хошна һәққи» хошнидарчилиқтики әң муһим амилларниң бири болуп, униң принциплириға һәм қаидә-тәртиплиригә әһмийәт бериш толиму зөрүрдур. Җүмлидин бу мунасивәттә баравәрликкә, сәмимийликкә етивар берилгини әвзәл.   Хәлиқ тори.

202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы