• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 23 Қараша, 2017

Америкилиқларниң уйғур тилиға қизиқиши байқалмақта

Америкидики тәтқиқат орунлириниң бири уйғур тилиға охшаш тилларни тәрҗимә қилиш машинисини ясап чиқишқа 14 миллион доллар мәбләғ аҗратқан. Бу ишни Колумбия университетиниң бир тәтқиқат тори өз зиммисигә алмақчи. Тәтқиқатчиларниң ейтишичә, «Тил учурлирини биртәрәп қилиши, тәрҗимә қилиш, хуласиләш» системиси дәп аталған бу тәрҗимә машиниси әхбарат васитилиридә уйғур, Оттура Африкидики хуаса қатарлиқ тиллардики язма материалларни, видео һәм аудио хәвәрлиридики сөзләрни оқалайду. Санлиқ мәлумат аналитиклири уларни тәрҗимә қилиш һәм учур мәзмуниниң инглизчә хуласисини йезип чиқиш вәзиписини атқуриду. Мутәхәссисләрниң пикричә, жуқурида қәйт қилиниватқан ишлар уйғур тилиниң стратегиялик тил екәнлигидин далаләт бериду.  www.rfa.org

143 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы