• Шеирлар
  • 23 Қараша, 2017

Һезим Бәхниязов намидики конкурсқа

Жүрəк билəн сөһбəт Жүригим ялғузлуқтин өртинисəн, Һаятниң көрмəй һели көпини сəн. Ялғузлуқ бир Аллаға ярашқанғу, Яшиғин арман қилип төпини сəн.  Төккинə, дəрдиң болса вариғимға, Қəлимим шипа болсун ағриғиңға. Шу дəрткə дуч кəлмисун пак муһəббəт, Бошатқин сөйгəн ярға — амриғиңға. Өтмəйсəн жүригим сəн тəнһа, ялғуз, Қониду бешиңға бир йоруқ юлтуз. Нахшиси қош жүрәкниң яңриғанда, Кетиду сәндин шунда ғериплиқ күз.   Язмаймəн, достлар, шеир əмəк үчүн   (Абай Қунанбаевниң шу намлиқ шеириға хитап) Язмаймəн, достлар, шеир əмəк үчүн, Нам жиғип, ойда арман тəрмəк үчүн. Һаятни, һəқиқəтни күйлəп өтүп, Язимəн əлгə һөзүр бəрмəк үчүн. Язмаймəн, достлар, шеир əмəк үчүн, «Шаир у» дегəн намға йəтмəк үчүн. Язимəн әл ғемини тәң бөлүшүп, Хəлқимни бир пəс хошал əтмəк үчүн. Язмаймəн, достлар, шеир əмəк үчүн, Һаятта мəнсəп билəн өтмəк үчүн. Язимəн үмүтини ақлап əлниң, Әвлатқа из қалдуруп кəтмəк үчүн.   Бу жилму өтти... Бу жилму өтти сөйүнүш билән, Һаятқа ашиқ көйүнүш билән. Утуққа бәзән йәткиниң билән, Өттиғу бәзән өкүнүш билән. Бу жилму өтти арманлиқ билән, Яхшилиқ билән, яманлиқ билән. Бәзиләр кәтти бақи сәпәргә, Қалғанлар өттуқ аманлиқ билән. Бәзини жүрдүқ көтириш билән, Һә, бәзиләрни чүшириш билән. ...Илаһим достлар, келәси жили, Өтсекән бирәр өзгириш билән.   Бир қизға...   Көзбояшқу күндə хушхой болушуң, Көзлириңдə талай яшлар йошурун. Билиниду муң жиғилған кирпиктин, Жүрəктиму қалмиғандəк бош орун. Һəр тамчидə йүздин ғəм бар туманлиқ, Жанариңни əсир қилған жудалиқ. Ишинимəн тилиң ялған ейтса гəр, Лекин көзүң баян қилар нида лиқ.   Бу жилму өтти...   Бу жилму өтти сөйүнүш билән, Һаятқа ашиқ көйүнүш билән. Утуққа бәзән йәткиниң билән, Өттиғу бәзән өкүнүш билән. Бу жилму өтти арманлиқ билән, Яхшилиқ билән, яманлиқ билән. Бәзиләр кәтти бақи сәпәргә, Қалғанлар өттуқ аманлиқ билән. Бәзини жүрдүқ көтириш билән, Һә бәзиләрни чүшириш билән. ...Илайим достлар, келәси жили, Өтсекән бирәр өзгириш билән.     Тил тәгдиму жутумизға   Шум өлүмни билмәй кичик чеғимизда, Ғәмсиз өттуқ, ойнап hойла-беғимизда. Тил тәккәндәк, көз тәккәндәк, әй, жутдашлар, Нечүн өлүм көпәймәктә йезимизда? Атилардин айрилғанлар қанчә бүгүн, Анилардин айрилғанлар қанчә бүгүн. Әй, шәпқәтсиз, қара тәғдир, оғри тәғдир, Жутдашларниң көңли толмас   анчә бүгүн. Изгү-таза болғач бизниң нийитимиз, Жүрмәктимиз жут ичини бейитип биз. Бовақларниң туғулушиниң орниға хәп, Қәбирләргә толмақтидур бейитимиз. Балилиғим Бал дәврим, балилиғим – қалиғичим, Әскә еп, шеиримға қачилидим. Йүзүмни күлкә орап турсимичу, Ақиду сеғиништа тамчилирим. Бал дәврим, балилиғим – қалиғичим, Қойнуңда қалди ойнап-қачқанлирим. Дәсләпки сезим билән муһәббәттин, Қизларға сирлиримни ачқанлирим... Бал дәврим, балилиғим – қалиғичим, Шохлуғум үчүн талай қамчилидиң. Беғида хошнимизниң путум сунған Жиқилип дәриғидин аличиниң. Бал дәврим, балилиғим – қалиғичим, Ейтқинә, оюн кәби «Қач-қачмедиң?» Туюқсиз өтүп кәттиң жиллар қоғлап, Һаятниң билмәптимән қисқилиғин. Яз пәслиниң ахирқи түни Яз пәслиниң ахирқи түни, Вәйран болған бәхтимгә охшаш. Булут қаплап көкниң йүзини, Төкүлмәктә жудалиқтин яш. Яз пәслиниң ахирқи түни, Ай көрүнәр сөрүн һәм ғува. Мениң қәлбим өзәңгә һисдаш, Һә, сән мениң дәрдимгә гува. Яз пәслиниң ахирқи түни, Мөкүнүпту юлтузлар һәжәп. Башқа қонған тәләй юлтузум, Асминимдин көчкәндәк әбәт. Яз пәслиниң ахирқи түни, Шамал һувлар бөридәк әйнә. Тәбиәтниң язмиши шундақ, Иккимизгә күн келәр йәнә. Мәктәптики муһәббәт Мәктәптила техи сени яқтураттим, Көзүм ташлап, көңлүңдикин ақтураттим. Әтигәнлиги йолумиз бир  болғачқа, яр, Сени көрүш үчүн күндә вақ тураттим. Уйилиштин башлиялмай гәпни тәстә, Бир сөз демәй маңғинимиз һели әстә. Синипиңниң алдидинму өтәттим мән, Көз қиримдин саңа беқип тәнәпуста. Чүштин кейин қайтқанда биз  өйгә қарап, Бир дәқиқини қалаттим мән  ениқ байқап: Кирпигиңниң астидинла билиндүрмәй, Назиң билән қояттиңғу үнсиз қарап. «Өй ишиниң» банисида китап елип, Ишигиңдә учришаттуқ хали қелип. Сиримизни йәткүзәттуқ әшу кәчтә Жүрәкләргә муһәббәтниң ишқин селип. Дедуқ: «әбәт өчмәйду бу жүрәктә от, Учришимиз оқушларни тамамлап боп». ...Устаз болуп кәлдим бүгүн  шу мәктәпкә Бирақ, җеним, техи өзәң  күткинчә йоқ. Қизимға ишарә Түнүгүнүм – оюн, Бүгүнүм – күрәш, Әтәмни пәқәт тәхмин қилимән. Тиниғим қачан тохтар бәлгүсиз, Өлмәйду амма бәхтим билимән... Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

559 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы