• Достлуқ риштилири
  • 30 Қараша, 2017

Ағинәм һәққидә икки еғиз сөз

Қериндашларни йоқлаш нийитидә яки иш баби билән Челәккә берип қалсам, шәртлик рәвиштә, биллә өскән достум Пазилни йоқлимай, қайтматтим. Буниң сәвәви, биз – Уйғур вә Красноармейская кочилириниң қийилишида биллә чоң болған балилардин ялғуз Пазилла қалған еди. Ағинәмгә «гезитқа язимән» дәп қойғиним нәвақ... Пазил Кевир оғли Бақиев 1932-жили туғулған. Немишкиду, паспортида «1936-жили» дәп йезилипту. Униң атиси Кевир ака тарихий Вәтинимиздә вапат болиду. Маһинур ана дуканда хизмәт қилғачқиму, икки оғул, бир қизини атисиниң йоқлиғини билиндүрмәй, һечкимниң қолиға қаратмай өстүриду. Пазил биздин алаһидә пәриқлинәтти. Бағларға алма оғрилашқа кирмәтти, ошуқ ойниматти, ләңгә тәпмәтти. Бизни һәйран қалдуруп, еғир ташларни көтирәтти, чоңлар билән күрәшкә чүшүп, уларни йеңәтти. У спортқа көп көңүл бөлди. Һелиму ядимда, Пазилниң 1956 — 1957-жиллири яшлар арисида бокстин икки қетим Қазақстанниң чемпиони аталғиниму алаһидә диққәткә сазавәрдур. Һәрбий хизмәттә жүргәндиму күрәш бойичә алдинқи орунни бәрмигән екән. Ағинәмниң биздин пәриқлинидиған йәнә бир йери – у өз хәлқиниң тарихиға бәк қизиқатти. Китапни көп оқуйдиған. Униң өйидә В.Роборовский, Н.Пржевальский, П.Семенов-Тяьн-Шаньский вә башқиларниң китаплирини көрүшкә болатти. У мәктәптин кейин ТашГУда йеңидин ечилған хитай тили бөлүмигә оқушқа чүшмәкчи болиду. Униң мәхсити – хитай тилидин уйғур тарихиға бағлиқ мәнбәләрни үгиништин ибарәт еди. Амма у оқушқа чүшәлмәйду. Кейин КазПИниң география факультетида билим елиш пурситигә егә болиду. Билидиғиним, мәзкүр билим дәргаһида яхши оқуди. Шуниң билән биллә институтниң җәмийәтлик ишлириғиму паал қатнашти. Факультетниң парторги сүпитидә сәясий-идеологиялик ишларни тәләпләр дәриҗисидә маңғузди. Институттин кейин Пазил Бақиев өз жутиға қайтип келип, муәллим болуп ишләйду. У шундақла спортқа иштияқи бар балиларни тәрбийиләп чиқти. Пазил Бақиев шәриқшунас болалмиғини билән мәзмунлуқ һаят кәчүрди, муәллим, мәшиқләндүргүчи сүпитидә шагиртлириниң қәлбидә қалди. Рабик ИСМАЙИЛОВ.

209 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы