• Мәнавият
  • 30 Қараша, 2017

Оқуғучилар мирасгаһни зиярәт қилди

 Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисидики Ө.Муһәммәдий намидики оттура мәктәпниң уйғур синипи оқуғучилири Ишиктә шәһиридики «Алтун адәм» мирасгаһини зиярәт қилди. Улар бу йәрдә «Алтун адәмниң» тепилиш тарихи вә шундақла шу дәвирдики алтун буюмлар һәм қача-қомучлар билән тонушти. Оқуғучилар мирасгаһтики узун тарихқа егә болған экспонатларни көрүп, өзлиригә пайдилиқ нурғунлиған мәлуматларни алди. Шундақла бу күни мирасгаһқа биздин башқа өзгә милләт вәкиллириму кәлгән екән. Зиярәт давамида устазлар оқуғучиларға Қазақстан тарихи вә елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси һәққидә чүшәнчә бәрди вә ушбу чарә-тәдбирләрниң шу мақалә даирисидә уюштурулуватқанлиғини алаһидә тәкитлиди. Бу күни оқуғучилар өзлирини қизиқтурған соалларға җавап елип, өйлиригә үстүн кәйпиятта қайтти. Майя ЗӘЙНАВДИНОВА, Ө.Муһәммәдий намидики Ават оттура  мәктивиниң муәллими.

336 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы