• 1-декабрь — Тунҗа Президент күни
  • 30 Қараша, 2017

Унтулмас дәқиқиләр

Бүгүн биз Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти күни рәссамлар Азат Һекимбәк вә Әхмәтҗан Әһәтниң Дөләт рәһбири билән болған учришишлиридин алған тәсиратлири билән ортақлишишни тоғра көрдуқ. Бәхтишат СОПИЕВУйғур авази»/Азат ҺЕКИМБӘГ, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, коллекционер: Мән Нурсултан Назарбаев билән бүгүнгә қәдәр җәми алтә қетим учришиптимән. Икки қетим мени рәсмий қобул қилди. Әлвәттә, Президент билән болған учришишларниң һәрбири мениң хатирәмдә сақлақлиқ. Бу һәққидә китапму йезиватимән. Болупму униң билән болған дәсләпки учришишни унтуш әсла мүмкин әмәс. 1991-жил. Нурсултан Әбиш оғли Қазақстан Җумһурийитиниң Президентлиғиға намзат. Алмутидики «Достлуқ өйидә» униң намзитини қоллап-қувәтләш бойичә җәмийәтлик топ қурулди. Униң тәркивигә һәрхил милләтләрдин тәркип тапқан ондин ошуқ адәм кирдуқ. Шу вақитта аримизда йәттә адәмгә сөз берилди. Уларниң арисида илгәрки «Коммунизм туғи», һазирқи «Уйғур авази» гезитиниң сабиқ баш муһәррири Йолдаш Азаматов иккимиз бар. Йолдаш Абдуқадир оғли гезитниң ихтисадий мәсилиси һәққидә пикир қозғиди. Мән болсам, уйғурларға миллий мирасгаһниң һаҗәт екәнлиги һәққидә ейттим. Нурсултан Әбиш оғли һәрбиримизниң пикрини йезип олтарди. У мениң миллий мирасгаһ һәққидики пикримни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ейтип, ушбу мәсилини Эрик Асанбаевқа тапшурди. Нурсултан Назарбаевниң жирақни көзләйдиған дана Рәһбәр болидиғанлиғиға мән шу вақиттила көз йәткүзгән едим. У «өтмүшсиз келәчәк йоқ» дәп тәкитлигән еди. Әнди ойлисам, Мана һазирқи «Мәдени мұра» программисиниң һули шу пәйтләрдә селинишқа башлиған екән. Кейинирәк Президент билән икки жилдин кейин дөләт вә җәмийәт әрбаби Олжас Сулейменов иккимиз уюштурған хәлиқара конгресста учраштим. Шу вақитта Президентни шәхсән өзәм күтүвалған едим. Конгресс пүткәндин кейин у Олжас Сүлейменовқа мәзкүр чарә-тәдбирниң уюштуруш ишлириниң көңүлдикидәк болғанлиғи һәққидә өзиниң пикрини билдүрди. Һелиму ядимда, Олжас Сүлейменов Президентқа: «уюштуруш ишлириниң һәммисини мениң орунбасарим Азекең әмәлгә ашурди», дегән еди. Дөләт рәһбири мениң қолумни елип: «Ярайсән, мән сениң ейтқанлириңни унтуғиним йоқ» деди. Мән өзәмни бәхитлик адәм, дәп һесаплаймән. Чүнки мениң қазақстанлиқлар үчүн қилған азду-тола әмгигим жуқури баһалинип, Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң Пәрмани билән ІІ дәриҗилик «Барыс» ордени билән мукапатландим. Әхмәтжан ӘҺӘТ, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, рәссам: Бу тарихий вақиә 2003-жили Алмутидики әң мәнзирилик җайларниң бири — Көктөбе дәм елиш орнида йүз бәрди. У вақитта шәһәр һакими Иманғали Тасмағамбетов. Биз, ончә рәссам, һакимниң тапшурмиси билән Көктөбегә көтирилип, дөңниң үстидин Алмутиниң көрүнүшини сизишқа кириштуқ. Шу йәрдә бизгә хәвәр қилғинидәк, у күни мурәккәп ремонттин өткән Көктөбе дәм елиш орниниң ечилиш мәрасими болуп, униңға Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев иштрак қилидекән. Һаятимда әндишиләр көп болса керәк, амма у күни қандақ тәшвишләнгинимни тил билән ейтип йәткүзгүсиз. Қисқиси, биз мой қәлимимиз билән Алмута мәнзирисини мойқәләм билән сизишқа қизғин киришип кәттуқ. Көп өтмәй «Президент кәлди» дегән хәвәр тарқиди. Президент рәссамларниң йениға келип, һәрбиримизниң әмгигини диққәт билән қарап чиқти. Мениң йенимға келип, сүритимгә бир қарапла: «Яхши сизипсән, маңа яқти» деди. Кейин биз һәммимиз униң әтрапиға жиғилдуқ. Дөләт рәһбири бизгә елимиздә йүз бериватқан сәясий йеңилиқлар һәққидә 2-3 минут сөзләп бәрди. Милләт Лидерини телевизордин көргән башқа, қол елишип көрүшкән тамамән башқичә екән. Униң әқил-параситигә, данишмәнлигигә, натиқлиқ нутқиға дайим қайил болуп жүрәттим. Шу қетим уни өз көзүм билән көрүп, гәплирини өз қулиғим билән аңлидим. Президент шу арилиқта чақчақ қилипму үлгәрди. Гәпара бизниң сақаллиримизғиму «тегишти». Аримизда бир яширақ рәссамниң сақилини ақ арилап қалған екән, Нурсултан Әбиш оғли маңа қарап: «Сән сақилиңни бояйсәнғу дәймән, ақ кирмәптиғу» деди. Һәммимиз күлүштуқ. У күни биз, рәссамлар, Президентқа соғилиримизни тапшурдуқ. Мән униңға көплигән әмгәклирим орун алған китавимни тәғдим қилдим. Әйнә шу учришиш мениң ядимда мәңгү сақлинип қалди.

480 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы