• Яшлар вә вақит
  • 07 Желтоқсан, 2017

Өмлүгимизгә тил тәгмисун!

Биз, уйғурлар, әзәлдин уюшчан, тиришчан хәлиққу. Мениңчә, әйнә шу өмлүгимиз һелиму һаятимизда өз әксини тапмақта. Мәсилән, чоңларниң бешини қошуватқан нурғунлиған бирләшмә, фонд, тәшкилатларни ейтмиғанниң өзидә, яшлиримиз заман тәливигә мувапиқ, Интернетта дәсләпкиләрдин болуп, uygurlar.bіz намлиқ яшлар сайтини ечип, миллий мәдәнийитимиз билән сәнъитимизни тәрғип қилишни қолға алған еди. Улар шу торбәтлиридә һәрхил мәдәний учришишларни, спорт мусабиқилирини өткүзүш билән бирқатарда кәспий мутәхәссисләрни тәклип қилип, миллий таамларни тәйярлаш вә уйғурниң урпи-адәтлирини тонуштуруш бойичә конкурсларниму уюштурди. Тәкитләш керәкки, мана мошу уйғур яшлириниң беши қошулған мәрасимлар нәтиҗисидә көплигән уйғур аилилири қурулған еди. Буниңдин көп өтмәй, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Яшлар кеңиши тәрипидин «Дидар ғенимәт» уюшмиси қурулуп, алмутилиқ вә бишкеклиқ яшлар арисида көплигән пайдилиқ чарә-тәдбирләр өткүзүлди. Шу пәйтләрдә яшларниң бу паалийәтчанлиғиға миллитимиз арисидин чиққан атақлиқ шәхсләр жуқури баһасини бәргән. Мәзкүр уюшминиңму асасий мәхсити – мәдәнийитимизни риваҗландуруш, қериндашлиримизни ана тилимизда сөзләшкә чақириш вә җумһурийитимизниң һәртәрәплимә гүллинишигә биркишилик төһписини қошуш болғанлиқтин, яшлиримиз бу йөнилиштә бирқатар тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурди. Һазир уларниң көпчилиги таллиған кәсиплири бойичә утуқ-муваппәқийәтләр қазинип, бизни хошал қилмақта. Әнди Lazdjan Productіon кампанияси тоғрисида ейтидиған болсақ, бу бир тәшкилат әмәс, бәлки улар йеңи заманниң яш келинлиригә вақтида ярдәмгә келидиған вә сәнъәтхумар көпчиликниң көңлидин чиқидиған көрситишләр арқилиқ аммибаплиққа айланған бирнәччә иҗадий яшлардин тәркип тапқан топ еди. Уларниңму атқурған ишлири бизгә пайдиси тәгсә тәгдекин, зийини болмиди. Uygurum радиоси. Бу 24 саат онлайн режимда ана тилимизда музыка тиңшаш, өзара муназирә қилиш вә шундақла музыкиға буйрутма бериш имканийити бар радиоканал еди. Униңда жүргүзүлгән музыкилиқ хит-парадлар, мәдәний йеңилиқлар вә «Бир чинә чай үстидики сөһбәт» мавзусидики программилар тиңшиғучилар тәрипидин иллиқ қарши елинди. Интернетта болсиму ана тилимизда радиопикир вә музакирә жүргүзүш мүмкинчиллигигә егә болғинимиз көпчилигимизни хошаллиққа бөләп, бу радиоаңлитишлар программисини тәшналиқ билән күтидиған дәриҗигә йәттуқ. Мән жуқурида яшларниң бешини қошуп келиватқан бирқатар иҗадий уюшмиларни атап өттүм. Келәчәктә бу өмлүги ярашқан яшлиримизниң өз ишлирини йерим йолда тохтитип қоймайдиғанлиғиға үмүт қилимән. Әнди бүгүнки күндә заман тәләплиригә мувапиқ иш елип бериватқан яшлиримиз һәққидә ейтсам, бу йәрдә дәрһал җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигини (ҚУЯБ) тилға алған болар едим. Уларниң атқуруватқан ишлиридин хәлқимизниң рази екәнлигини сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авазидин» оқуп, биливатимиз. Ишәшлик ейталаймәнки, бүгүнки ҚУЯБ әзалири хәлқимизниң әтики зияли әһли болуп һесаплиниду. Шуңлашқа уларни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләш лазим. Мошу йәрдә яш сәнъәткарлиримизниң бешини қошуп, уларниң кәспий җәһәттин өсүп-йетилишигә һәмдәм болуп келиватқан Parvaz бирләшмисиниңму әмгигини тилға алмай мүмкин әмәс. Тәҗрибилик акилиримиз рәһбәрлик қиливатқан бирләшмә яш талант егилириниң чоң сәһниләрдә һүнәр көрситип, хәлқимизгә тонулушиғиму үлүшини қошуватиду. Шуниң билән биллә бирләшмә сәнъәт дуниясида йол қоюлуватқан камчилиқларни түзигән һалда, сәнъәткарлар билән тамашибин арисидики мунасивәтни техиму йеқинлаштуруш йолида көп күч чиқирип келиватиду. Бу, әлвәттә, пәқәт кәспийләрниң қолидин келидиған ишлар болса керәк. Ахирида ейтарим, биз, уйғур яшлирини, дайим мошундақ өм вә тәрәққийпәрвәр болсақ, тилимизму, сәнъитимизму һәргиз йоқалмайду. Муһәббәт СЕМӘТОВА.

162 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы