• Әхбаратлар еқими
  • 07 Желтоқсан, 2017

Қәсәмяд қобул қилди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Яркәнт шәһиридики 74 261 һәрбий күзәт полкиға йеңидин хизмәткә кәлгән 74 солдат қәсәмяд қобул қилди (сүрәттә).  Һәрбий хизмәткә қәдәм ташлиған солдатларни алди билән отряд командири, полковник Сәкен Сәрсенов тәбриклиди. Андин новәт қәсәмяд қобул қилиш җәрияниға берилди. Мәрасимға Панфилов наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Марат Илипов җәңчи-бәйнәлмиләлчи Мухаметқали Дәуренбеков, мәзкүр полкта буниңдин 49 жил бурун хизмәт қилған Рим Фазлыев, ата-анилар намидин Гүлмира Майынбаева тәбриклиди. Қәсәмяд қобул қилинғандин кейин жирақ-йеқиндин кәлгән ата-анилар мәзкүр һәрбий қисимдики солдатларниң ятақлирини арилап көрди вә кәчқурунлуғи шәһәргә сәяһәткә чиқти. Бу қетим биз полкқа Вәтән алдидики һәрбий борчини өтәш үчүн Алмута шәһиридин үч уйғур пәрзәндиниң кәлгәнлигидин вақип болдуқ. Панфилов наһийәси.

593 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы