• Дин вә җәмийәт
  • 15 Желтоқсан, 2017

«Қуръан Кәримниң» әхлақий дәвәтлири вә иҗтимаий тәшәббуслири

ИСЛАМ ВӘ ИМАН/ Йәтмиш жилдин ошуқ һөкүм сүргән коммунистик һакимийәт дәвридә «Дин — әпийүн» дегән сәпсата билән кишиләрни зәһәрләп, уларни роботлар сияқи етиқатсиз, пәқәтла коммунистик идеологиягә чоқунидиған мәхлуқларға айландурушқа тиришти. Лекин диний етиқати күчлүк, «Қуръан Кәримдин» савати бар кишиләр коммунистларниң ундақ бемәна тәрғибатиға етивар қилмай, намизини өтәп, розисини тутуп, бүйүк «Қуръан Кәримдә» бәлгүләнгән мусулманларниң әмәл қилишиға тегишлик қаидә-йосунлириға қәтъий әмәл қилип яшиди. Лекин коммунистик һакимийәт һөкүм сүргән жиллири яшиған кишиләрниң көп қисми Ислам дининиң һәқиқий маһийитидин бехәвәр өсүп йетилди. 1991-жили қудрәтлик Кеңәш Иттипақи парчилинип, Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин кейин, умумән, динларға нисбәтән болған көзқараш тамамән өзгәрди. Мана мошу мустәқиллик жиллири Қазақстанда миңлиған мечитлар, чирколар, ибадәтханилар қәд көтәрди, диний затларни тәрбийиләйдиған, уларға тоғра билим беридиған мәдрисиләр, һәрхил алий оқуш орунлири ечилди. Әгәр биз «Қуръан Кәримни» диққәт билән оқуп чиқидиған болсақ, Қуръанниң назил болуши дунияда адаләт орнитиш екәнлигини чүшинимиз. «Қуръан Кәримдики» мөмүн мусулманларға мураҗиәт қилинған әхлақий дәвәтләр вә бүйүк Алла бәлгүлигән шәриәт қаидә-йосунлириниң һәммиси кишиләрни пәқәтла адаләткә, яхшилиққа, тоғра йолда меңишқа дәвәт қилидиғанлиғини, яманлиқтин, яман йолда меңиштин һимайә қилидиғанлиғини көрүвелиш тәс әмәс. «Қуръан Кәримниң» сүрилиридә кишиләрниң һәқиқий бәхит-саадәткә еришиши үчүн Аллаға иман кәлтүрүшкә, изгү ишларни қилишқа буйруйдиғанлиғини яққал көримиз. «Қуръан Кәримдә» бу һәқтә мундақ дейилиду: «Иман ейтқан вә яхши әмәлләрни қилғанлар – кишини пәқәт күчи йетидиған ишқила тәклип қилимиз – әйнә шуларниң әһли җәннәттур, улар җәннәттә һәмишә қалиду» («Қуръан Кәрим», 7-сүрә «Әираф», 42-айәт). Йәнә шуни алаһидә тәкитләймизки, Қуръанда дәвәт қилинған айәтләр Алланиң мәхсити болуп, у муқәддәстур. Шуниң үчүн «Қуръан Кәримдә»: «Инсанлар адаләтни бәрпа қилсун дәп, китапни, қанунни чүшәрдуқ» дейилиду (57-сүрә, «Һәдид», 25-айәтниң бир қисми). Йәнә мундақ дейилиду: «Сәдиқә бәргүчи әрләргә, сәдиқә бәргүчи аялларға вә Аллаға қәрзий һәсәнә бәргүчиләргә (йәни Алланиң разилиғини тиләп, кәмбәғәлләргә сәдиқә бәргүчиләр, яхшилиқ йоллириға хошаллиқ билән пул-мал сәрип қилғучиларға) һәссиләп (совап) берилиду, уларға зор мукапат (йәни җәннәт) берилиду» («Қуръан Кәрим», 57-сүрә «Һәдид», 18-айәт). Мана бу айәтләрдин биз Алланиң инсанниң адаләтни бәрпа қилиши үчүн «Қуръанни» чүшәргәнлигини, униңдики адаләт қанунлиридин бәһирлиниш керәклигини, шундақла намрат-йоқсулларға ярдәм қолини сунуш, изгү ишларға хошаллиқ билән пул-мал сәрип қилғучиларға һәссиләп зор мукапат берилидиғанлиғи тоғрилиқ хәвәр тапимиз. Һазир турмуш-тирикчилиги яхши, милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр, аңлиқ тиҗарәтчилиримизниң бәзи ихтисадий әһвали начар аилиләргә маддий ярдәм бериватқанлиғи, пенсионерларниң гезит-журналларға муштири болушиға ярдәм қолини сунуватқанлиғи, бәзи еғир ағриқларниң чәт әлләрдә давалиниш хираҗитини үстигә елип, кишиләрниң чәксиз миннәтдарлиғиға сазавәр болуватқанлиғиниң шаһитлири болуватимиз. Мана бу бүйүк Алла йолида қилинған һәқиқий сәдиқә болуп һесаплиниду. «Қуръан Кәримдә» бирқатар иҗтимаий тәшәббуслар, мусулманларниң өз ичидикиләргә, мусулман әмәсләргә нисбәтән тутушқа тегишлик мәвқәлири оттуриға қоюлған. Мәсилән, динға етиқат қилип-қилмаслиқни яки қайси динға етиқат қилишни һәрким өзи таллайду, башқиларни “Сән мону динға етиқат қилишиң керәк”, дәп теңишқа болмайду. Шуниң үчүн «Қуръан Кәримдә»: «Динда (униңға киришкә) зорлаш йоқтур...» (2-сүрә «Бәқәрә», 256-айәтниң бир қисми). “Динға етиқат қилишни мәҗбурлап теңишқа болмайду” дегәнлик шуниңдин ибарәтки, бир киши йәнә бир кишини мәлум динға киришкә мәҗбурлап қизиқтурушиға, уни қорқутуп зорлишиға, йәни бир кишини өзи етиқат қиливатқан диндин тандурушиға һәргиз болмайду. Биз һазир кейинки вақитларда пәйда болған динларниң биригә киришни наһайити устилиқ, маһарәт билән тәшвиқат қилип, жүргән қаракөзлиримизни пат-патла учритип қалимиз. Әйнә шундақ тәшвиқат дәвәтчиләрниң бири, алий мәлуматлиқ мутәхәссис кейинки жилларда өзи өтүп кәткән дини тоғрилиқ нурғун вәз оқуп, бу динниң һаятта туғулидиған барлиқ қийинчилиқларни йеңишкә қадир екәнлиги һәққидә көп сөзләп аварә болди. Мән ислам дининиң қанунлирида өз динидин ваз кәчкәнләрни «мунапиқ» дәп әйипләйдиғанлиғини ейтип, униңға рәддийә бәрдим. Һәрбир адәмниң әқил-һоши билән ақ-қарини пәриқләндүрүш ихтидари бар. «Қуръан Кәримдә» диний дәвәт елип бериш вәзиписи жүкләнгән Муһәммәд Әләйһиссаламға назил қилинған бир сүридә мундақ дейилгән: «(Һәй Муһәммәд! Сени бутларға чоқунушқа үндигүчи куффарларға) ейтқинки, «Һәй, капирлар! Силәр чоқунуватқан бутларға мән чоқунмаймән. Силәрму мән ибадәт қиливатқан Аллаға ибадәт қилмайсиләр. Силәр чоқунған бутларға мениң чоқунғиним йоқ. Силәрниңму мән ибадәт қилған Аллаға ибадәт қилғиниңлар йоқ. Силәрниң диниңлар өзәңлар үчүн, мениң динимму өзәм үчүн» (109-сүрә «Кафирун», 1 – 6-айәтләр). Бу кишилик һаятимизда һәртүрлүк һадисиләрниң гувачиси болимиз. Бәзи адәмләр өз бурадәрлири билән болған муамилидә бир иш һәққидә вәдә бериду, лекин мәлум сәвәпләр түпәйли бәргән вәдисини орунлашни унтуп қалиду. Мана мошу мәсилә тоғрилиқ «Қуръан Кәримдә» мундақ дәп тәкитләнгән: «Силәр әһидә түзүшкәнлириңларда, Алланиң әһидигә вапа қилиқлар, қәсимиңларни (Алланиң намини тилға елип) пухтилиғандин кейин бузмаңлар. Чүнки силәр Аллани гувачи қилдиңлар. Шүбһисизки, Алла қилмишиңларни билип туриду» (16-сүрә «Нәһл», 91-айәт). «Әһдигә вапа қилиңлар, (қиямәт күни) әһдә үстидә (йәни әһдигә вапа қилған-қилмиғанлиқ үстидә), әлвәттә, соал-сорақ қилинисиләр (17-сүрә «Бәни Исраил» (Исра), 34-айәтниң бир қисми). «Қуръан Кәримдә» кишиләрниң бәргән әһдигә вапа қилмаслиқ, қәсәм ичип бәргән вәдисидин йенивелиш қилмиши қаттиқ қарилиниду: «Пасиқлар Алла вәдә алғандин кейин бәргән вәдисини бузиду. Алла улашқа буйриған шәйини үзүп қойиду (йәни силә-рәһим қилмайду), йәр йүзидә бузуқчилиқ қилиду: әйнә шулар зиян тартқучилардур» (2-сүрә «Бәқәрә», 27-айәт). «Аллаға бәргән вәдисини мустәһкәмлигәндин кейин бузғанлар, Алланиң силә-рәһим қилиштин ибарәт әмрини тутмиғанлар, йәр йүзидә бузуқчилиқ қилғанлар – әйнә шулар ләнәткә дучар болиду вә (уларниң ахирәтлиги яман болиду)» (13-сүрә «Рәид», 25-айәт). Һә, иҗтимаий алақида бәргән вәдигә вапа қилиш, кишиләр арисида бир-биригә сәмимий муамилә қилиш көзлигән мәхсәтниң капалитидур. Әнди шәхсий мәнпийәтни көзләп сахтилиқ қилиш, қуруқ вәдини берип алдаш, келишилгән келишимгә хилаплиқ қилиш, гепидин тенивелиш әң қәбиһ, рәзил қилмиш болуп һесаплиниду. Әнди бәргән вәдисигә сәмимийлик билән әмәл қилған кишиләр «Қуръан Кәримдә» мундақ мәдһийиләнгән: «Мөмүнләр ичидә (русулилла билән ғазатқа чиққанда сабатлиқ болуп шеһит болғанға қәдәр дадиллиқ билән җәң қилиш тоғрилиқ) Аллаға бәргән әһдини ишқа ашурған нурғун кишиләр бар. Уларниң бәзиси (әһдигә вапа қилип) шеһит болди, бәзиси (шеһит болушни) күтмәктә. Улар (пәрвәрдигариға бәргән әһдини) һәргиз өзгәрткини йоқ. Алла растчилларға растчиллиғи үчүн (ахирәттә әң яхши) мукапат бериду. Мунапиқларни (әһдини бузғучи мунапиқларни мунапиқ петичә бу дуниядин кәткүзүп) әгәр халиса азаплайду, йә уларни тәвбигә мувапиқ қилиду, Алла һәқиқәтән (бәндилиригә) наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһривандур» (33-сүрә «Әһзап», 23-24-айәтләр). Бәргән вәдисигә сәмимийлик билән вапа қилиш мөмүн мусулманларда болушқа тегишлик гөзәл әдәп-әхлақниң ярқин бир ипадиси болуп һесаплиниду. Муқәддәс «Қуръан Кәрим» һәрқандақ һаләттә адил-адаләт билән иш қилишни, бир мәсилә үстидә гувалиқ беришкә тоғра кәлгәндә, чоқум адил болушни, һәтта иш өзигә мунасивәтлик яки ата-анисиниң, йеқин туққанлириниң пайда-зийиниға тақилидиған тәғдирдиму адил болушта чиң турушни тәкитләйду. Шундақла бирәр иш тоғрилиқ гувалиқ беришкә тоғра кәлгәндә, мәсилигә мунасивәтлик кишини бай-кәмбәғәллигигә қаримай адил, һечкимгә ян басмай гувалиқ қилишни алаһидә тәшәббус қилиду. Бу һәқтә муқәддәс «Қуръан Кәримдә» мундақ дейилиду: «Һәй, мөмүнләр! Худалиқ үчүн гувалиқ бериштә, өзәңларниң яки ата-анаңларниң яки туққанлириңларниң зийиниға гувалиқ беришкә тоғра кәлгән тәдғирдиму, адаләтни бәрпа қилишқа тиришиңлар, (гувалиқ берилгүчи) бай болса (униңға риайә қилмастин), яки пеқир болса (униңға ич ағримастин) һаман адил гува болуңлар, Алла силәрдин уларға йеқиндур (йәни уларниң мәнпийитиниң немидә болидиғанлиғини убдан билиду, нәпси-хаһишиңларға әгишип (һәқиқәттин) бурулуп кәтмәңлар. Әгәр тилиңларни толғисаңлар (йәни гувалиқтики фактни бурмилисаңлар) яки гувалиқтин баш тартсаңлар, мундақ әһвалда Алла һәқиқәтән силәрниң қилмишиңлардин хәвәрдар болуп турғучидур» (4-сүрә «Ниса», 135-айәт). Әгәр бирәр сәвәп билән мөмүн мусулманлар оттурисида җедәл-маҗра туғулуп қалған тәғдирдә, Қуръан айәтлиридә бу икки тәрәп арисидики ихтилапни адиллиқ билән биртәрәп қилип, уларни яхши-хоп қилип қоюш тәшәббус қилинған. «Қуръан Кәримдә» бу һәқтә мундақ дейилгән: «Әгәр мөмүнләрдин икки груһ урушуп қалса, уларниң арисини түзәп қоюңлар. Әгәр уларниң бири иккинчисигә тәҗавуз қилса, тәҗавуз қилғучи таки Алланиң һөкмигә қайтқанға қәдәр (йәни тәҗавузини тохтатқанға қәдәр) униң билән урушиңлар. Әгәр улар (Алланиң әмригә) қайтса, уларниң арисини (һечбир тәрәпкә ян басмастин) адиллиқ билән түзәп қоюңлар, (һәммә ишта) адил болуңлар, Алла һәқиқәтән адилларни дост тутиду». «Мөмүнләр һәқиқий (динда) қериндашлардур. (Урушуп қалса) қериндашлириңларниң арисини түзәңлар, рәһмәткә еришишиңлар үчүн Алладин қорқуңлар» (49-сүрә «Һуҗурат», 9-10-айәтләр). «Қуръан Кәримдә» кишиләрниң сода-сетиқ ишлиридиму наһайити адил болушни, таразини тоғра тутушни, таразида кам бериш охшаш сахта-алдамчилиқ ишлири билән шуғулланмаслиқ һәққидә алаһидә тәкитлиниду. Һазир базарларда бәзи һарам нийәтлик сетиқчилар һәрхил һейлә-микирләрни ишлитип, таразида кам берип, херидарни алдаш һадисилирини учритип туримиз. Һә, «Қуръан Кәримдә» мундақ усулда адәм алдашни наһайити еғир гуна дәп һесаплайду. Бу һәқтә мундақ айәтләр бар: «Силәр (башқиларға ашлиқ қатарлиқ нәрсиләрни) өлчәп бәргәндә, толуқ өлчәңлар вә тоғра таразида тартип бериңлар, мундақ қилиш (силәргә дунияда) яхшидур. Ахиритиңлар үчүн техиму убдандур» (17-сүрә «Бәни Исраил» (Исра), 35-айәт). «Өлчәмни толтуруп бериңлар, кам бәргүчиләрдин болмаңлар. (Нәрсиләрни) тоғра таразида тартиңлар, кишиләргә нәрсилирини (йәни қайси йол билән болмисун, кишиләрниң һәқлирини) кам бәрмәңлар, йәр йүзидә бузғунчилиқ қилип питнә-пасат тәрмәңлар» (26-сүрә «Шуәра», 181,182,183-айәтләр). «Қуръан Кәримдә» житим-йесирларниң, тул аялларниң һәққини йәвалмаслиқ тоғрилиқму айәтләр бар. Мәсилән: «(Һәй Муһәммәд!) Сәндин аяллар тоғрисида пәтива сорайду, ейтқинки, улар тоғрисида Алла силәргә пәтива бериду. Қуръанда силәргә тилавәт қилинидиған (аялларниң мирасиға аит) айәтләрму пәтива бериду. Шундақ житимлар тоғрисида пәтива беридуки, уларниң тәйин қилинған мирасини бәрмәйсиләр, (уларниң мираси қолумиздин чиқип кетип қалиду дәп) уларни әргә бәрмәйсиләр (йәни мундақ қилмаслиғиңларға пәтива бериду), бозәк қилинған балиларниң (һәққини беришиңлар) вә житимларға һәққаний болушиңлар һәққидә пәтива бериду (җаһилийәт дәвридики әрәпләр кичик балиларға вә аялларға мирас бәрмәтти, Алла буни мәнъий қилип, уларниң мирастики несивисини беришни буйриди). Аялларға, житимларға қандақла яхшилиқ қилсаңлар, шүбһисизки, Алла уни билип туриду (йәни шуниңға асасән Алла силәрни мукапатлайду)» (4-сүрә, «Ниса», 127-айәт). «Житимниң мелини таки у балағәткә йәткәнгә қәдәр униңға әң пайдилиқ усулда тәсәруп қилиңлар...» (6-сүрә «Әнъам», 152-айәтниң бир қисми). «Житимларни балағәткә йәткәнгә қәдәр синап туруңлар, уларда маллирини башқуралайдиған һаләтни байқисаңлар, уларға мал-мүлкини тапшуруп бериңлар; уларниң чоң болуп қелишидин қорқуп, мал-мүлкини бузуп-чечип йәвалмаңлар (житимға вәси болғанлардин) кимки бай екән, (вәси болғанлиқ һәққи үчүн) житимниң мал-мүлкини йейиштин өзини сақлисун, (силәрдин) кимки йоқсул екән, у (өз әмгигиниң һәққи үчүн) мувапиқ рәвиштә йесун, улар (йәни балағәткә йәткән житимларниң) мал-мүлкини тапшуруп беридиған чағда башқиларни гува қилип қоюңлар, Алла һесап елишқа йетәрликтур» (4-сүрә «Ниса», 6-айәт). Мана бу айәтләрдин биз муқәддәс «Қуръан Кәримниң» кишиләрни адиллиққа, адаләткә, житим-йесир, тул хотунларниң һәққини бәзи ачкөз, нәпси яман уруқ-туққанлириниң йәвалмаслиғиға дәвәт қилиду. Муқәддәс «Қуръан кәримдә» кишиләрниң өзара муамилисидә, бирәр мәсилини һәл қилишта у яки бу тәрәпкә еғип кәтмәслик, оттура һал йол тутуш тоғрилиқ тәкитлиниду. Көплигән айәтләрдә һәрқандақ ишта һәддидин ешип кәтмәслик, муаммани лайиғида биртәрәп қилишла ишниң көңүлдикидәк болидиғанлиғи тәкитләнгән. Мәсилән, бир мәрасимға пул-мал чиқим қилишқа тоғра кәлгәндә, бепәрвалиқ билән махтинип, өзини коза-козаң, сөләтвазлиқ қилишқиму, қол илкидә бар болсиму бехиллиқ қилип, бәк қисивелишқиму болмайдиғанлиғи, бәлки оттура һал иш қилиш тоғрилиқ тәвсийә қилинған: «Улар (йәни Алла яхши көридиған бәндиләр) хираҗәт қилғанда, исрапчилиқму қилмайду, бехиллиқму қилмайду, оттура һал хираҗәт қилиду» (25-сүрә «Фурқан, 67-айәт). «Қуръан Кәримдә» бәзи йемәкликләр үстидә сөз болуп, өзи өлүп қалған һайванниң гөши, қан, чошқа гөши, Алланиң намини атап туруп боғузланмиған һайванниң гөши вә һарақ қатарлиқ йемәкликләр һарам қилинған; йәр йүзидики истимал қилишқа болидиған кәң даиридики мол йемәкликләр турғанда, Алла тәрипидин һарам қилинған нәрсиләрниң даирисини һәрким өз билгиничә көпәйтивалмаслиқ, чәклимини һәддидин ашурувәтмәслик һәққидә мундақ дейилгән: «Һәй, мөмүнләр!» Алла силәргә һалал қилған пак нәрсиләрни (тәрки дуния болуш йүзисидин өзәңларға) һарам қилмаңлар. (Алла бәлгүләп бәргән) чәктин ашмаңлар, Алла чәктин ашқучиларни һәқиқәтән дост тутмайду. Алла силәргә ризиқ қилип бәргән һалал, пак нәрсиләрдин йәңлар, силәр иман ейтқан Аллаға тәқвадарлиқ қилиңлар» (5-сүрә «Маидә», 87-88-айәтләр). «Қуръан Кәримдә» дүшмәнгә қарши қилинған урушта тәҗавузчи дүшмәнни батурлуқ билән йоқитиш, вәтән үчүн җанпидалиқ билән уруш рәғбәтләндүрүлүп, әнди ғәлибә қазинип, уруш тохтиғандин кейин йәнә һәддидин ешип кетишниң әқилгә мувапиқ әмәслиги алаһидә уқтурулиду: «Силәргә уруш ачқан адәмләргә қарши Алла йолида җиһад қилиңлар, тәҗавуз қилмаңлар, тәҗавуз қилғучиларни Алла һәқиқәтән дост тутмайду... Әгәр улар урушни тохтатса (силәрму уруштин қол жиғиңлар), Алла (тәвбә қилғучиларға) һәқиқәтән мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһривандур... Әгәр улар урушни тохтатса, зулум қилғучилардин башқиларға дүшмәнлик қилишқа болмайду» (2-сүрә «Бәқәрә», 190, 192, 193-айәтләр). Умумән ейтқанда, һәрқандақ бир ишни һәддидин ашуруветиш «Қуръан Кәримдә» чәкләнгәнлигини көрүвелиш тәс әмәс. Көплигән айәтләрдә «Тәҗавуз қилғучиларни Алла һәқиқәтән дост тутмайду» дегән җүмлә учрайду. Әнди һазир дунияда «биз һәқиқий мусулманлар, Алла йолида җиһад қиливатимиз» дәп миңлиған бегуна адәмләрниң қирғин болушиға сәвәпчи болуватқанларниң җинаий һәрикәтлири ислам дининиң абройини чүшириштин башқа нәрсә әмәс. Террорчилар ислам динини чүмпәрдә қилип, «Алла йолида җиһад қиливатимиз» дәп өзлириниң мудһиш, әң рәзил җинайәтлирини ниқаплашқа урунмақта. Муқәддәс «Қуръан Кәрим» вә һәдис кишиләргә диний тәлимат бериш билән биллә, шундақла мөмүн мусулманларға йүксәк әдәп-әхлақ пәзилитини дәвәт қилип, инсанни тоғра йолда меңишқа үндәйду. «Қуръан Кәримни» диққәт билән оқуп чиққан адәм униң һәқиқий рәвиштә “Билим ғәзниси” екәнлигигә толуқ көз йәткүзиду. Ядикар САБИТОВ.

170 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы