• Гезитхан пикри
  • 15 Желтоқсан, 2017

Миллитимизниң кәлгүси тәғдирини ойлайли

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» программилиқ мақалиси елан қилинғандин буян елимиздә һәрхил чарә-тәдбирләр қолға елинип, әмәлгә ашурулмақта. Демәк, көпмилләтлик Қазақстан хәлқиниң миллий вә мәнивий йеңилиниш йолида өзлириниң миллий қиммитини – тилини, тарихини мәдәнийитини, урпи-адитини, тәрәққий әткүзүшкә қаритилған йәнә бир қәдәм дәп билсәк болиду. Йеңичә пикир қилиш вә сәвийә очуқлуғи әтрапида «Уйғур авазида» бериливатқан мақалиларда қәдрийитимизни, тилимизни, урпи-адәтлиримизни сақлап қелишимизда орун елип келиватқан сәвәнликләр тоғрилиқ сөз болиду. Лекин у мақалиларға инкас билдүрүватқан һечким йоқ. «Мәнивий йеңилиниш» программиси бойичә уйғур җамаәтчилиги арисидиму илмий-әмәлий конференцияләр, муһакимә жиғинлири өткүзүлүп, уларда өтмүш тарихимиздики мәшһур намайәндилиримизниң тилимизни, тарихимизни, маарип-мәдәнийитимизни риваҗландуруш бойичә қилған әмәлий ишлирини бүгүнки әвлатқа тонуштуруш арқилиқ өсмүрләрниң туғулған йеригә, вәтинигә болған муһәббитини ойғитиш вә тәрәққий қилдуруш бойичә тәклипләрни тәвсийә қиливатиду. Лекин бәзи чарә-тәдбирләрниң әмәлгә ешишиға дегәндәк көңүл бөлүнмәй келиватиду. Җүмлидин Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Лавар йезисидики «ату» паҗиәси қурванлириниң хатирисигә орнитилған ядикарлиқни реставрация қилиш иши қолға елинған болсиму, бүгүнгә қәдәр бу иш толуқ һәл болмиди. Мошу йәрдә «Уйғур авази» гезитиниң мошу жилниң 23-ноябрь күнидики санида берилгән Азтекин Ибрагимовниң «Вижданни сатқили болиду, сетивалғили болмайду» дегән мақалиниң қолумға қәләм елишимға сәвәп болғанлиғини ейтқум келиду. Өтмүштә биз түркий хәлиқләрниң ичидә дәсләп йүксәк мәдәнийәтни йезиқ, маарип, пән, сәньәт вә мәтбуатни барлиққа кәлтүргән һәм Маһмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип, Муса Сайрамий, Әлишер Наваий, Лутфи, Абдуқадир Дамолла вә башқа бүйүк мутәпәккүр алим-шаирларни мәйданға чиқарған хәлиқ болуп туруп, миллийлигимиздин айрилип, милләт сүпитидә йоқилип кәтсәк, бүйүк әҗдатлиримизниң роһи алдида кәчүрүп болмайдиған гунаға патқан болимиз. Азтекин Ибрагимов мақалисида өз миллитиниң кәлгүси тәғдиригә қанчилик көйүнидиғанлиғини, миллитимизниң бойиға сиңип, чоңқур йилтиз тартип кәткән сәлбий илләтләр вә сәвәнликләрни кәң даиридә факт-дәлилләр билән испатлап чиққанлиғи һәрқандақ милләтпәрвәр инсанни ойландуруп, вижданини қайнитиду. Мәйли қәйәрдә яшимайли, бүгүнки дәвирдә бизниң аримизда саватсизлар йоқ. Адәмләрниң һәммиси, әң болмиғанда, оттура дәриҗидики билимгә егә. Гезит-журналларни әркин оқалайду, пикир қилалайду һәм язалайду. Қачанғичә қосақниң тойғиниға мәз болуп, оюн-тамашә, чақчаққа берилип жүрүверимиз? Немишкә миллитимизниң кәлгүси тәғдирини ойлимаймиз? Бир данишмәнниң нәқил сөзидә ейтилған «Берилсә оюн күлкә-чақчаққа, у хәлиқниң айланғини ахмаққа» дәп ейтқинидәк, оюн-тамашидин башқисини билмәйдиған һаләткә келип қалдуқму? Әлвәттә, оюн-тамашә қосақ тоқлуғидин һәм көңүл хатирҗәмлигидин болиду. Теч заманда һаят кәчүрүватқан хәлиқ немишкә өз тәғдирини ойлимайду. Тилини, тарихини, урпи-адәтлирини, рәсим-йосунлирини үгинишкә қизиқмайду? Немишкә, миллийликни сақлап қелиш үчүн җан көйдүрмәйду? Мени йәнә бир ечиндуридиған мәсилә, айрим ата-анилар рус тилини мукәммәл билмисиму, балилири һәм нәврилири билән шу тилда сөзлишиду? Немә үчүн ана тилида сөзлимәйду? Аилидә балиларға дайим уйғур тилида сөзләп бәрсәк, ана тилидики сөзләр балиниң ядида қалиду. Мошуниңға диққәт қилип, көңүл бөлүшни унтумайли. Дөләт рәһбириниң жүргүзүватқан миллий сәяситиниң әвзәлликлиридин, бизгә яритилған имканийәтләрдин пайдилинип, миллийлигимизни риваҗландуруп, тилимизни, тарихимизни, урпи-адәтлиримизни сақлап қелишқа тиришайли, қериндашлар! Қасим ИСМАЙИЛОВ, пешқәдәм устаз. Алмута шәһири.

417 рет

көрсетілді

90

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы