• Галерея
  • 25 Желтоқсан, 2017

Иҗадийәттин шипа тапқан рәссам

 Адәттә, ханим-қизларға сәнъәттә өз йолини тепиш қийин һәм мүшкүл. Чүнки аилидә иҗадийәтни чоңқур чүшинип, униңға қол-қанат болғанларниң ярдими арқилиқла у сәнъәтчи болалайду. Гульфайрус Исмайилова вә Евгений Сидоркин иккиси Казақстанниң атақлиқ рәссамлиридин. Улар рәссамчилиқ йолини биллә үгинип, биллә яшиған. Сидоркин бу дуниядин яш кәтти. Еғир ағриқта ятқан Евгений Гульфайрусқа «Мән бу дуниядин өткәндин кейин һечкимгә турмушқа чиқмиғин. У сени рәнҗитип қоюши мүмкин. Әгәр зерикип, мән билән муңдашқиң кәлсә, ишханамдики автопортретим билән муңдаш. У йәрдә мениң роһимму болиду» дегән екән. 2010-жили «Занғар» сода мәркизидә уюштурулған Орхон галереясидә өзбәкстанлиқ атақлиқ рәссам Зоһра Бекбулатова (Надираниң чоң аниси) билән Надира Йүсүповани маңа нахшичи Сәһәрдин тонуштурған еди. Сәһәрдин билән Надира иккиси Сәмәрқәнт Дөләт институтиниң сәнъәт факультетида биллә оқуған екән. Шу жиллири Сәһәрдин Надираниң еғир роһий чүшкүнлүккә учриғанлиғини ейтип, мениңдин ярдәм сорап илтимас қилди. Мән иккиләнмәйла униң чоң аниси Зоһра Бекболатова ясиған Сәмәрқәнтниң кона имарәтлири орунлашқан архаикилик гөзәл әгирмаш кочиларни сизиш вә шу кона кочиларда әҗайип бир лирика, муң һәм философияниң бар екәнлиги һәм шуниңдики мәдәнийәт арқилиқла сәнъәттә ғалибийәт қазинишқа болидиғанлиғи тоғрисида ейтип бәрдим. Надира шу жиллири майбояқ билән натюрморт, лирикилик кона чирайлиқ кочиларни сизишқа башлиди. Мән униңға һәрқачан майбояқ колоритини көпирәк пайдилинип, қийин рәң елиш керәклиги вә композицияни техиму чоңқур үгинип, рәсимни өтмүш реаллиғиға охшитиш лазимлиғи тоғрилиқ мәслиһәтлиримни берип турдум. Пәйдин-пәй иҗадийәт беғида тинмай әмгәк қиливатқан Надира роһий ағриқ һәққидә унтуп, униң үзидә һәрқачан хошаллиқлар пәйда болуватқанлиғини байқидим. Шу хошаллиқлар нәтиҗисидә сизилған иҗадий әмгәкләр 2012-жили Уйғур театри бенасидики «Дуния арт» галереясидә шәхсий көргәзмиләргә қоюлуп, яхши инкасларға егә болди. Һәтта униң сүрәтлири галереяләрдә сетилипму турди. Мошу йәрдә униң йолдиши Сәһәрдинниң беваситә қоллап-қувәтлиши түпәйли Надираниң иҗадийитиниң ронақ тапқанлиғини тәкитлигүм келиду. Демәк, икки иҗадийәт адиминиң яш пәйтидә ойлиған ойлири вә арманлири бүгүнки күндә узун жиллиқ издинишләр арқилиқ әмәлгә ашмақта. Буниңға йеқинда Алмутидики “Достлуқ өйидә” җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән дәсләпки қетим өткүзүлгән «Ханим-қизлар меһнитини улуқла» намлиқ форумда алаһидә мукапатқа егә болғанлиғи яхши испат болалайду. Иҗадийәттин шипа тапқан Надира Йүсүпованиң келәчәктә бизни йәниму йеңи-йеңи әмгәкләр билән хошал қилидиғанлиғиға ишәнчим камил. Әхмәт ӘҺӘТ, рәссам, ҖУЭМ йенидики Рәссамлар кеңишиниң рәиси.

347 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы