• Спорт
  • 05 Қаңтар, 2018

Уйғур жигити биринчи орунда

Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази”/ Йеңи жил һарписида, йәни 20-21-декабрь күнлири Москвада спорт гимнастикисидин икки дүркүн олимпиада вә дуния чемпиони М.Воронинниң Кубоги үчүн хәлиқара турнир өтти. Униңға дунияниң 28 дөлитидин 200 спортчи қатнашти. Уларниң арисида Олимпиада вә дуния чемпионатлириниң ғалиплири болди. Қазақстан командиси тәркивидә уйғур жигити Нариман Қурбанов һүнәр көрсәтти. Тәкитләш лазимки, Нариман Қурбанов ноябрьда Монреальда өткән дуния чемпионатида «атта» мутлақ йеңи, техника җәһәттин қийин элементни орунлиди. Бу элемент гимнастикида әң алий һесаплинидиған «Е» топиға киргүзүлди вә униңға уни дәсләпки қетим орунлиған Нариман Қурбановниң (THE KURBANOV) нами берилгән еди. Мәзкүр хәлиқара турнирдиму Нариман утуқлуқ һүнәр көрсәтти. У әң күчлүк рәқиви һесапланған, Рио Олимпиадисида күмүч медаль йеңивалған россиялик Никита Нагорныйдин озуп чиқип, биринчи орунни йеңивалди. Нариман шундақла хәлиқара дәриҗидики спорт маһири нормативини орунлиди. Һазир Нариман Қурбанов бийил өтидиған Азия оюнлириға тәйярлиниватиду. Яш спортчиниң бу мусабиқидиму чоң утуқларға йетидиғанлиғиға үмүт қилимиз.

232 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы