- Әхбаратлар еқими
- 05 Қаңтар, 2018
Миллийлик билән безәлгән календарь
Йеқинда «Уйғурларниң миллий Ассоциацияси» җәмийәтлик бирләшмиси, жилдиқи әнъәнә бойичә, уйғур хәлқиниң миллий урпи-адәтлири асасида безәлгән 2018-жилниң календарини нәшир қилди. Мошундақ календарь үч жил мабайнида җәмийәтлик ишларниң активисти Наиләм Һәмраеваниң тәшәббуси билән йоруқ көрүп келиватиду. Өткән жилниң календари уйғур хәлқиниң дурданиси болған “Он икки муқамиға” аит материаллар билән безәлгән болса, бу жили пәйдин-пәй унтулуп кетиватқан хәлқимизниң қолһүнәрвәнчилигигә бағлиқ рәсимләр вә әхбаратларға алаһидә көңүл бөлүнди.
Маһарәт ИМИРОВА.
539 рет
көрсетілді0
пікір