• Әхбаратлар еқими
  • 05 Қаңтар, 2018

Йөләкчи акилар бармекин

ТҮГИМӘС ОЙЛАР/ Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Оңайла әстин чиқип кетидиған адәмләр нурғун. Чиқмайдиғанлар униңдинму көп. Көрүп, униң кимлигини әсләлмәйдиған адәмләрму хелә бар. Әнди бир көргәндә оңайла ичәкишип кетидиғанларму пат-пат учришиду. Ейтмақчи болғиним, өткән әсирниң 80 — 90-жиллири иҗадийәт йолиға тәмтиләп қәдәм басқан бизгә охшаш яшларға тоғра йол-йоруқ көрситип, өзлириниң баһалиқ мәслиһитини берип турған бир түркүм инавәтлик акилиримиз бар еди. Улар немә десә, ейтқанлири биз үчүн қанун еди. Тапшуруқлири булҗутмай орунлинидиған. Бизни дайим “қамчилап” туратти. Издәтти. Сирдишип-муңдишатти. Азду-көпту қол йәткүзгән утуқлиримизға ортақлишишни билидиған. Көрнәклик язғучи Турған Тохтәмов, талантлиқ шаир Һезим Бәхниязов, салаһийәтлик алимлар Ғоҗәхмәт Сәдвақасов, Туғлуқҗан Талипов, Шеривахун Баратов, Махмут Абдурахманов, Давут Исиев, Коммунар Талипов, Әнвәр Һаҗиев, тонулған журналистлар Турдахун Нәзәров, Ғәйнидин Сәдвақасов, Азат Қурбанов әйнә шулар җүмлисидин. Бу меһри дәрия инсанларниң һәрбирини һаятниң бир-бир мәктиви десәңму әрзийду. Әпсус, мошундақ шатлиғиңни тәң бөлүшүп, ғәм-қайғуңға ортақлишидиған ғәмхорчи акилар һазир йоқниң орнида. Кәйнидин әгәшкән яшларға тоғра йөнилиш берип, басқан қәдимигә тоғра һәм сәмимий баһа бериш, ағилиқ ғәмхорлуқ көрситиш сезимлири барғансири йоқилип кетиватқандәк. “Һечқандақ йеқинчилиғи яки туққанчилиқ бәлгүси йоқ ят бирсини бағриға бесип, өзидин кейинки йетилип келиватқан яш әвлатни қериндаш-қаяшидин кам көрмәйдиған, һаятта йол тапалмай, гаңгирап қалған яшларға тоғра йол көрситип, ибрәт-инавәт үлгисини көрситишни билгән ярқин зиялилар һазирқи күндә немишкә азийип бариду?” дәйсәндә, йәнә ойға чөмисән. Демисиму, әслидә, бүгүнкидәк паравән заманда адәмләрдики меһир-муһәббәт, иззәт-һөрмәт сезимлири бурунқидинму күчийиши керәк едиғу?! Мошу хилдики кишигә арам бәрмәйдиған соалларға җавап издигән пәйтләрдә, жуқурида исим-шәрипи тилға елинған инавәтлик акиларниң ярқин симаси бирдин көз алдиңда намайән болиду. Ойлайсән, һазирқи кәйнимиздә йетилип келиватқан яшларниң әйнә шундақ йөләнгидәк акилири бармекин?..

578 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы