• Замандаш
  • 05 Қаңтар, 2018

“Өткән өмрүмгә өкүнмәймән”

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Йеқинда Яркәнт гуманитарлиқ техникилиқ колледжида өткән бир мәрасимға қатнишип қалдим. Униңға наһийәдики һәрхил саһаларда ишләп, һазир һөрмәтлик дәм елишта жүргән пешқәдәмләр тәклип қилинипту. Уларниң арисида пешқәдәм устаз, һаятиниң мәлум қисмини мәтбуат саһасиға беғишлиған Хетип ака Малибаевму бар. Мәрасимдин кейин дайим хушхой жүридиған Хетип акини шагиртлири қоршавалди. Униң гепи түгәр әмәс, өп-чөрисидикиләрму тиңшап зерикмәйватиду. У күни мән униң билән саламлишипла үлгәрдим. Байиқи шагиртлириниң бири устазиниң йеқинда 80 яшқа толғанлиғини ейтти. Мән һеч иккиләнмәйла Хетип ака билән учришишни көңлүмгә пүктүм вә көп өтмәй униң билән сөһбәтлишиш пурситигә егә болдум. Мени униң рәпиқиси Гүли һәдә хуш чирай қарши елип, Хетип акиниң гезит-журналларни оқуватқанлиғини ейтип, өйгә башлиди. Сәксәнгә киргән мөтивәр уйғур вә қазақ тиллирида нәшир қилиниватқан җумһурийәтлик, вилайәтлик, наһийәлик гезитларни яздуруп алидекәндә, уни толуқ оқуп чиқмиғичә көңли имин тапмайдекән. Шундақ болушиму тәбиий, чүнки у һаятини мәлум қисминии журналистика саһасиға беғишлап, Уйғур наһийәлик «Или вадиси» вә Панфилов наһийәлик «Яркәнт тәвәси» гезитлирида мухбир, бөлүм башлиғи, муһәррирниң орунбасари болуп ишлигәнлигидин хәвирим бар еди. Хетип акиниң теги-тәкти довунлуқ. Атиси Малибай колхоз фермисида мал баққучи, аниси Патәм сеғинчи болуп ишлигән. Улар он бала сөйгән болсиму, пәрзәнтлири кәйни-кәйнидин чачирап, пәқәт төртила қатарға қошулиду. Хетип ака әйнә шу аилиниң тоққузинчи пәрзәнди. Балилиқ дәври уруш жиллириға тоғра кәлгәнликтин, у сүйиги қатмай туруп, турмушниң көп қийинчилиқлирини баштин кәчүриду. Бәш яшқа киргәндә атиси вапат болуп, аписи вә акиси Асимниң ғәмхорлуғида болди. Уруш түгәп, тоққуз яшқа киргәндила Довундики мәктәпкә кирип оқуш мүмкинчилигигә егә болди. Хетипниң билимгә болған хуштарлиғини байқап жүргән акиси уни Яркәнттики педучилищеға елип келиду. У жиллири әлачилар емтиһансиз қобул қилинғачқа, Хетип үчүн студентлиқ дәвир башлиниду. — 1957-жили педучилищениму қизил дипломға тамамлидим. Шу жилила йәнә шу қериндишимниң мәслиһитигә бола, билимимни синап көрүш үчүн һөҗҗәтлиримни алий оқуш орниға тапшурдум. Тәлийим болуп, КазПИға оқушқа қобул қилиндим. Хошаллиғимниң чеки болсунму? Йәнә шу акам билән йәңгәм қол-қанат болуп оқутувататти, тосаттин акам туюқсиз вапат болди. Акамниң йәттә нәзирини өткүзүп, һөҗҗәтлиримни елип қайтмақчи болуп, Алмутиға кәлдим, мени курсдаш ағинилирим күтүвалғини һелиму есимда. Амма йәңгәм кәйнимдин берип, оқушумни давамлаштурушумни кәскин тәләп қилди, райимдин қайтурди.       Уқсам, бу акамниң вәсийити екән. Әйнә шу ғәмхорлуқниң арқисида мән алий билим елиш мүмкинчилигигә егә болдум, — дәп әсләйду Хетип ака у күнләрни әсләп. Шуни тәкитләш лазимки, қабилийәтлик  жигит мәктәпниму, училищениму, алий оқуш орниниму пәқәт «әла» баһаларға тамамлайду. Бу униң балилиқ дәвридин оқушқа болған тәшналиғиниң, тиришчанлиғиниң нәтиҗиси болса керәк. Қош дипломлуқ мутәхәссисниң әмгәк паалийити 1962-жилдин Түгмән оттура мәктивидин башлиниду. Ават, Чонҗа йезилиридики мәктәпләрдә тиришип, иҗадий издинип ишләватқан яш мутәхәссис җәмийәтлик ишларғиму паал арилишиду. Шу жиллири наһийәлик гезитларға мақалиларни йезип көзгә чүшидудә, уни Уйғур наһийәлик «Или вадиси» гезитиға ишқа тәклип қилиду. Мәзкүр гезитта йеза егилиги бөлүминиң башлиғи, муһәррирниң орунбасари болуп ишләйду. Аилә шараитиға бола Яркәнт шәһиригә көчүп кәлгән у наһийәлик «Йеңилиқ авази» (һазирқи «Яркәнт тәвәси») гезитиға ишқа тәклип қилиниду. Алий билимлик мутәхәссисни наһийә рәһбәрлири арилиқта наһийәлик партия комитетиға инструктор қилип тайинлайду. Лекин у қалған һаятини маарип саһасиға беғишлашқа қадир екәнлигини билдүрүп, Чоң Чиған, Чулуқай оттура мәктәплиридә уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими, мәктәп мудири болуп ишләйду. — 1979-жили йәнә наһийәлик гезитқа тәклип қилиндим — дәйду мөтивәр. — У жиллири наһийәлик «Йеңилиқ авази» гезитиға Қазали Сембаев муһәррирлиқ қилатти. Махмут Закиров, Әхмәтҗан Садиров, Жақып Заманбеков, Жумағази Бейсебеков вә Абдурахман Әсқәров қатарлиқ талантлиқ журналистлар билән бир сәптә гезитниң һәрбир санини тәйярлашта қизғин иҗадий иш елип бардуқ. Кейинки һаятим наһийәлик билим бөлүмидә өтти. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққан болсамму, наһийә мәктәплиридә, наһийәлик гезит тәһриратлирида өтүватқан чариләргә тәклип қилиду. Әву жили гезитниң 90 жиллиқ тәвәллудиға мунасивәтлик һөрмәт билдүрүп, санаторийға дәм елишқа әвәтти. Өткән өмримизгә өкүнмәймиз. Бәхитлик қерилиқ гәштини сүрүватимиз, — деди у. Новити кәлгәндә шуниму тәкитләш керәкки, Хетип акиниң рәпиқиси Гүли Пәрмановаму аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлиған устаз. У Хетип акидин бир жил кейин йәни 1954-жили педагогикилиқ училищесиға оқушқа чүшүп, андин Қазақ дөләт педагогикилиқ институтиниң география факультетини тамамлиди. Шәһәрдики Киров (һазирқи Хелил һәмраев) намидики мәктәптә ишлиди. Инақ аилидики төрт қиз пәрзәнтниң һәммиси алий билим алди. Һәйәл қилмайла өйгә чоң қизи Гүлбәһрәм балилирини йетәкләп кирип кәлди. Чуқурашқан нәвриләр бова-момисиға йеңижиллиқ сәргүрәштилирини башлавәтти. Қош меһриванларниң үзлиридини йәнә хошаллиқ изналири пәйда болди. — Бийил атимиз 80 яшқа, анимиз билән аилә қурғиниға 55 жил, әнди педучилищени тамамлиғиниға 60 жил толди, — дәп хошаллиқлирини йошуралмиди қизи Гүлбәһрәм һәдә. Бу меһриван инсанларни қош-қош хошаллиғи билән тәбриклидим.  Панфилов наһийәси.

588 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы