• Мукапат мубарәк!
  • 05 Қаңтар, 2018

«Чар бағ» пьесиси баш мукапатқа еришти

  Анкара шәһиридики Евразия Язғучилар бирләшмиси «ТҮРКСОЙ» тәшкилати вә Түркия Җумһурийити мәдәнийәт вә туризм министрлиги билән һәмкарлиқта түркий тиллиқ хәлиқләр драматурглири арисида Дәдә Қорқут намидики хәлиқара конкурс уюштурған еди. Униңға түркий тиллиқ дөләтләрдин — 48, җүмлидин 17 қазақстанлиқ язғучи-драматург өз әсәрлири билән қатнашти. Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашириниңму «Чар бағ» драмиси қазиларниң жуқури баһасиға еришип, биринчи орунни егилиди. Мухбиримиз Шәмшидин Аюпов йеңи жил һарписида мукапат саһиби  Әхмәтҗан Ақсопи оғли билән сөһбәтләшти. Конкурс ғалиплирини «ТҮРКСОЙ» тәшкилатиниң баш кативи Дүйсен Қасейинов, Евразия Язғучилар бирләшмисиниң рәиси Яқуп Өмәр оғли, Түркияниң сабиқ Мәдәнийәт вә туризм министри, профессор Наби Авжи, Түркия Мәдәнийәт вә туризм министриниң орунбасари Хусейн Яйман тәбрикләп, түркийтиллиқ дөләтләрниң достлуқ мунасивәтлиригә әдәбиятниң қошидиған төһписини атап өтти. Конкурсниң шәрти бойичә түркчә, қазақчә йезилған һәм техи сәһниләштүрүлмигән әсәрни тәхәллусиң билән, шундақла тәрҗимиһалиң билән иҗадий паалийитиң йезилған йошурун конвертни әвәтишиң керәк. Комиссия әзалири қобул қилинған әсәрләрни толуқ оқуп чиқип, андин ғалипларни бәлгүләп болғандин кейинла, муәллипләрниң тәрҗимиһали билән иҗадий паалийити йезилған конвертлар ечилидекән. Әнди мениң мәзкүр байқашқа әвәткән икки пәрдә, он көрүнүштин ибарәт «Чар бағ» мелодрамам Дөләт рәһбири Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидики тапшурмиларға мувапиқ келиду. Туғулған йезаңни, киндик қениң тамған жутуңни қәдирләшкә , гүлләндүрүшкә дәвәт қилиду. «Чар бағниң», комиссия әзалириниң қәйт қилишичә, «Сән нәдә болма, қәйәрдә жүрмә, өзәңниң туғулған жутуң, болупму түркийләрниң баһарда йерилған муздәк парчилинип, қитъәләрниң һәммила йеридә жүрүшини халимай, бақилиққа кәткичә өзиниң туғулған жутини қәдир тутуп, шуниң дәрдини тартишиң лазим», дегән муқәддәс идея бөләкчә тәсир қилип, тәврәндүргән. «Бу әсәрдә пүтүнсүрүк түркий хәлиқләрниң тәғдири муҗәссәмләнгән», дегән пикирләр ейтилип, һәммә мени иллиқ тәбриклиди. Дәрвәқә, бир заманларда «келәчиги йоқ йезилар» дегән банә билән ихчам-чағин йеза-кәнтләрни бир-биригә қошуш ишлири жүргүзүлди. Әнди әсәрдә шу дәвирдә тәрәп-тәрәпкә питирап көчкән хәлиқниң кәйнидин әгәшмәй, киндик қени тамған йерини тәрк әтмигән ялғуз момай пүтүнсүрүк йезиниң чириғини яндуруп жутида қалиду. Ана «хәлиқ қачанду-бир күни жутқа қайтип келиду», дегән үмүт билән өмүр сүриду. “Түн йеримда кәлсә, адишип кәтмисун” дәп чирақ йеқип, йезиниң отини өчәрмәскә тиришиду. Бирақ вақиә ахирида һечким сүйини ичкән, киндик қени төкүлгән жутиға қайтип кәлмәйду, йезида пәқәт нураний аниниң қәбрила чоқчийип қалиду... Әслидә, түркий тиллиқ дөләтләр арисида мошундақ әдәбий алақә-мунасивәтләр болуши керәк. Тәкитләш лазимки, Евразия Язғучилар бирләшмиси драматургия саһасида һәммимизниң бешини қошти. Мениң ушбу әмгигимниң дәриҗисини тоғра баһалиғини үчүн җәмийәт әрбаби, язғучи Яқуп бей Өмәр оғлиға, комиссия әзалириға чәксиз миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Адил муһакимә болди дәп һесаплаймән. Мән илгири-кейин Түркиягә бәшинчи қетим беришим. Қисқиси, мениң жираққа сәпирим 1987-жилдин башланған. Әнди «Түркиядики түрк қериндашлиримиз биз, уйғурларни, қандақ баһалайду?», дегән соалға җавап беридиған болсақ, мәсилән, мән очуқ ейтай, «Идиқут» романим Түркиядә түрк тилида йоруқ көргәндә, мени тәклип қилди. Тонуштуруш мәрасимида мениң қазақ тилида билдүргән миннәтдарлиқ сөзүмни түрк тилиға тәрҗимә қилди. Мениң шу вақитта ейтқан пикрим, ана тилимда сөзлимигәнликтин, өзәмдә қанаәт һасил қилмиған еди. Әнди бу дөрән комиссия әзалири маңа «Мана сиз баш мукапатқа ериштиңиз. Мубарәк болсун! Сиздин вә сизниң әсәриңиздин биз мәмнунмиз. Сиз бизниң, Ататүркниң, бизниң әҗдатлиримизниң уруғи, демәк, Сиз бүгүн уйғур тилида сөзләң, чүнки у бизниң ана һәм ата тилимиз», девиди, мән бәк һаяҗанландим. Башта немә дейишимни билмәй, һодуқупму қалдим. Андин қәддимни руслап, «Мән техи силәрни бизниң язған әсәрлиримиз арқилиқла һөрмәтләмсиләркин десәм, бүгүн силәр қедимий тарихимизға чоңқур чөкүп, пикир қиливатисиләр. Силәргиму, әшу силәр қәдирләйдиған қедимий уйғур миллити намидин тәшәккүр!» дедимдә, алдиримай, достлуқ, бирлик, иттипақлиқ, қериндашлиқ тоғрилиқ өз ой-пикирлирим билән ортақлаштим. “Күлтекин ейтқандәк, Көк асман дүм көмирилип чүшмисә, қара йәр йерилип, биз астиға чүшүп кәтмисәк, биз түркийләр биллә һәм мәңгү яшаймиз. Әйнә шу мәңгү яшайдиғанларниң ичидә уйғур миллитиму силәр билән дайим биллә һәм мәңгү!” дедим. Бу гәплиримдин кейин улар мени бағриға бесип, алиқанлиримни сөйүшти. Мана мошу ғенимәт дәмләрниң һәммиси Түркияниң жирик аммивий әхбарат васитилиридә елан қилинди. Шәхсән мән бу сәпәрдин чоңқур тәсиратлар илкидә қайттим. Пурсәттин пайдилинип, 2017-жили шәхсий һаятимда қол йәткүзгән утуқ-муваппәқийәтләр тоғрилиқ қисмән тохтилип кетишни мувапиқ көрүватимән. Бүгүнки күнгә қәдәр, Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида йәттә пьесам қоюлди. Бирнәччә роман, повесть, һекайиләрни йезиптимән. Башқа тиллардин тәрҗимә қилған әсәрлиримму йетәрлик. Уларниң һәммиси айрим китап болуп бесилип, китапханлар билән үз көрүшти. Әгәр, уларниң муһимлириға тохтилип өтсәм, өткән жили «Россия — Қазақстан» әдәбий альманахида «Хаман ашлиққа толғанда» вә «Палкөз» һекайилирим бесилди. Шундақла тарихий вәтинимиз — ШУАРда нәшир қилинидиған «Дуния әдәбияти» намлиқ журналида «Кәчмәс көңлүм» повестим, Қазақстанда нәшир қилинидиған «Жұлдыз» журналида қазақ тилида Қазақстан хәлиқ артисти Мурат Әхмәдиев тоғрилиқ «Көркем өнерді көксеген депутат» сәрләвһилик публицистикилиқ мақаләм елан қилинди. Мошу йәрдә тәкитләп кетидиған йәнә бир нәрсә, буниңдин бираз жил илгири «Идиқут» романимни язимән дәп туғулуп өскән жутум Маливайда турдум. Шу жиллири мәктәп балилириға компьютер соға қилдуқ вә өзимиз туруватқан өйниң бир бөлмисини балиларниң компьютер үгиниши үчүн бошитип бәрдуқ. Турмуши төвән аилиләргә турақлиқ ярдәм қолумизни сунуп турдуқ. Қисқиси, жутумда йеза егилиги вә деханчилиқ ишлири билән биллә, иҗадийәт биләнму үзлүксиз шуғулландим. Мана мошу паалийәтлирим тоғрилиқ йезилған мақалә «Жұлдыз» журналида елан қилинған еди. Мақалида «Йешимиз бир йәргә кәлди. Әгәр имканийәт болса, жутумда бир мирасгаһ-өй ачсам», дегән пикир оттуриға қоюлғанди. Әйнә шу мақалини оқуған Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Бинәли Исқақ мениң билән учришип, сөһбәтләшти. У бу пикирни йеқиндин қоллап-қувәтләйдиғанлиғини һәм йезидин мәхсус җай аҗритип беридиғанлиғини ейтти. Йеқинда Маливай йезисидин, ениғирағи, клубниң йенидин маңа он сотка йәр аҗритип берилди. Келәчәктә, Алла буйриса, шу йәргә шәхсий мирасгаһ селишни мәхсәт қиливатимән. Мана бу мениң өткән жилқи йеңилиғим, йәни 2018-жилға ғоҗунумға селип көтирип кәлгән утуқ- байлиғим. Пурсити кәлгәчкә, ейтип кетидиған пикрим, мән маңа бирәр мукапат бәрсила, шуниңға хуш болуп жүрүватқан язғучи әмәсмән. Мән мошу яшқа кәлгичә, «Мән хәлиққә немә бәрдим, кәйнимдә қандақ из қалдуримән?», дегән соалға җавап издәп һәм шуниң һөддисидин чамимниң йетишичә, тиришип-издинип келиватқан қәләм саһибимән. Тарихтин мәлумки, Уйғур-Орхон қағанлиғиниң мәркизи болған “Қарабалғасун” дегән шәһәр болған. Мана шу намда, әлвәттә, чоң тарихий мәнбәләр асасида, тарихий роман йезишқа тутуш қилғандим. Арминим, әйнә шу романимни 80 жиллиқ тәвәллудумда нәширдин чиқирип, оқурмәнлиримгә соға қилсам, муһими, уни келәчәк әвлатқа мирас сүпитидә қалдурсам дәймән. Җәмләп ейтсам, мән өзәмни уйғурниң бәхитлик язғучиси, дәп һесаплаймән. Узун жиллиқ әмгигимни Һөкүмәтму мунасип баһалиди. «Құрмет» ордени билән тәғдирләндим. Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби аталдим. Бирқанчә тәвәллудлуқ медальлар билән тәғдирләндим. Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждинимән. Хәлиқара «Алаш» әдәбий мукапитиниң лауреатимән. Һәр жили Қазақстан Җумһурийити Президентиниң стипендиясини еливатимән. Әнди бүгүнки күндә мениң хәлиқара конкурста баш мукапатни елишқа муйәссәр болушум, растини ейтсам, мени шатлиққа бөлиди. Һәқиқитини ейтсам, бирәр жил муқәддәм «Идиқут» романим билән шу намда йезилған пьесам түрк тилида нәшир қилинғанда һәм техи йеқиндила «Баурчуқ Арт Текин» романимни нәширдин чиқириш һоқуқини Қазақстан Җумһурийити Һөкүмити сетивалғинида бешим көккә йәткәндәк боливеди. Әнди бу қетим «Чар бағ» пьесам хәлиқара конкурста баш мукапатқа еришкәндә, хошаллиғимда чәк болмиди. Уни тил билән йәткүзүш мүмкин әмәс. Растини ейтсам, Қазақстанни, җүмлидин уйғур миллити билән униң әдәбиятини чәт әлгә тонутқиним үчүн өзәмни бәхитлик һис қилдим. Ойлаймәнки, бу пәқәт маңила әмәс, бәлки уйғур миллитигә вә униң әдәбиятиға көрситилгән чоң һөрмәтниң ипадисидур. Һә, мән әйнә шу мәдәнийити билән тарихи бай қедимий уйғур миллитиниң бир вәкилимән.

311 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы