• Спорт
  • 18 Қаңтар, 2018

Россиядин олҗилиқ қайтти

Шөһрәт МӘСИМОВ, “Уйғур авази”/ Адәмләр адәттә һәр жилни қандақту-бир үмүт-ишәнчиләр билән күтиду, униң шатлиқ-xошаллиқларни елип келишини арман қилиду. Алмута шәһири Горный Гигант мәһәллисиниң турғунлири Нурәxмәт вә Асийәм Қадировларму йеңи 2018-жилниң дәсләпки күнлириниң аилисигә xуш xәвәр елип келидиғанлиғини күткән еди. Сәвәви, улар спортниң чаңғуда трамплиндин сәкрәш түри билән шуғуллинип келиватқан нәвриси — 13 яшлиқ Илшатқа ишинәтти. Илшатму аписи Аидәм билән бова-момисиниң ишәнчисини ақлап, һәммини xошаллиққа бөлиди. У Қазақстан талланма командисиниң тәркивидә Россия Федерациясиниң Пермь өлкисидә өткән әнъәнивий «Йеңи жиллиқ трамплин» турнирида 40 — 60 метрлиқ трамплинлардин сәкрәп, бир алтун, үч күмүч медальға егә болди. Тәкитләш керәкки, Россияниң Москва вә Санкт-Петербург шәһәрлири билән барлиқ дегидәк субъектлиридин 100дин ошуқ спортчи қатнашқан мәзкүр мусабиқиләрдә Қазақстан шәнини қоғдиған Илшаттин башқа йәнә сәккиз спортчиниң һәммиси олҗилиқ қайтти. Улар талланма командимизниң ғоҗуниға һәрxил дәриҗидики 17 медаль салди. Бу йәрдә бийилму сөйүмлүк нәшригә садиқ болуп қалған гезитxанлиримизниң Илшат тоғрилиқ тәпсилий билгүси келидиғанлиғи тәбиий. Бизму мошуни көздә тутқан һалда кәлгүсидин чоң үмүт күткүзүватқан яш спортчи билән сөһбәтләштуқ. — Алмутидики мәxсус спорт мәктивиниң 8-синипида оқуймән. Чаңғуда трамплиндин сәкрәш билән 9 йешимдин, йәни 4-синиптин тартип шуғуллинип келиватимән. Дәсләпки мәшиқләндүргүчим Һасан ака Тоxтаxунов. Россиядә өткән турнирда мениңдин башқа Даниил Васильев алтун медаль йеңивалди. Пурсәттин пайдилинип, бизни мәзкүр турнирға тәйярлиған мәшиқләндүргүчиләр Һасан Тохтахунов билән Сергей Иванович Лепиxинға миннәтдарлиқ билдүрмәкчимән. Шуни алаһидә тәкитләймизки, чаңғуда трамплиндин сәкрәш бойичә шуғуллинип келиватқанқиниға бари-йоқи төрт жил болған Илшат Қадиров мәлум утуқларниму қолға кәлтүрүпту. Мәсилән, җумһурийәт чемпионатида иккинчи орунға еришкән болса, булту язда Германиядә өткән дуниявий мусабиқидә дәсләпки оттузлуқтин көрүнүп, Словениядә уюштурулған турнирда иккинчи орунға сазавәр бопту. Әлвәттә, Илшат чиқидиған егиз чоққилар, ениғирағи, трамплинлар теxи алда. Шундақ екән, биз қара көзүмизгә утуқ тилигәч, униң учқучи чаңғучилар қатаридин көрүнүшини xалаймиз.

147 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы