• Нәшрият төһписи
  • 25 Қаңтар, 2018

“Һаят долқунлирида”

Йеқинда хәлқимизниң атақлиқ сазәндә вә нахшичиси, сәнъитимизниң гүллинишигә биркишилик һәссисини қошқан хәлиқ һапизи Рабийәм Мәмәтованиң 75 жиллиқ һаяти тоғрилиқ уйғур вә рус тиллирида “Һаят долқунлирида” намлиқ китап нәширдин чиқти. Бу китапта сәнъәткарниң тарихий Вәтинимиз билән Қазақстан дияридики һаят кәчмишлири баян қилинған. Китапта өткән әсирдики хәлқимиз һаятида йүз бәргән қач-қач дәвирдә Рабийәм Мәмәтованиң тартқан азап-оқубәтлири вә шу қийинчилиқларға баш әгмәй, йәрлик хәлиқниң һәртәрәплимә ярдими арқилиқ талантлиқ һәм әмгәксөйгүчлүгини намайиш қилғанлиғи тәсвирләнгән. Рабийәм ханимниң атиси Исмайил дамоллам атақлиқ диний өлима болуп, у парс вә әрәп тиллирини мукәммәл билгән. Йәни өзиниң билим-парасити, адиллиғи түпәйли жут ичидә аброй қазанған. Устази Абдуқадир дамолламниң йол-йоруқ көрситиши билән мутәпәккүр алим Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит-түрк» қамусини йеңи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилған. Исмайил дамоллам әйнә шу әмгигиниң биринчи томини тамамлиғанда, Фузайил Мәхсум исимлиқ бир өзбәк алими уни оқуп көрүшкә елип, әтисила чегара атлап Өзбәкстанға елип кәткән екән. Бу униң 1946 – 1953-жилғичә таңни-таңға улап язған җапалиқ әмгиги еди. Рабийәм ханим атиси Исмайил дамоллам тәрҗимә қилған «Дивани луғәтит-түркниң» нусхисини издәшкә күч сәрип қилған. Бу тоғрилиқ китапта әтраплиқ мәлуматлар бар. Ишәшлик ейталаймизки, китапни оқуған оқурмәнләрдә хәлқимизниң бу бебаһа мирасиниң тепилишиға ишәнчә пәйда қилиши талашсиз. Наиләм ҺӘМРАЕВА.

188 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы