• Дин вә җәмийәт
  • 25 Қаңтар, 2018

Оқуш вә үгиниш — Ислам дининиң ядроси

Илим-пән – Алла таалаға йетишниң шотиси, җәннәткә киришниң йоли, тоғра йолда меңиш үчүн мәшъәл. Оқуш вә үгиниш — ислам дининиң ядроси. Шуңлашқа «Қуръан Кәримдин» әң дәсләп чүшкән айәт, шундақла Пәйғәмбәр әләйһиссаламға әң дәсләп кәлгән вәһий «оқу!» дегән әмир билән башланған. Әрәп тилиниң грамматикисида «Пеилниң мәфули (йәни иш-һәрикәт үстигә чүшкән нәрсә) һәзф қилинса, пеилниң мәнаси өзиниң умумлиғида қалиду» дәйдиған қаидә бар. Алла таала Пәйғәмбәр әләйһиссаламға «оқу!» дегәндә, Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң қолида оқуйдиған бирәр нәрсә йоқ еди. Бу йәрдә Алла тааланиң «оқу!» дегән әмри «саңа дин вә дуниялиғиң үчүн мәнпийәтлик болған һәрқандақ илимни яратқин, оқуғин, үгәнгин вә билгин”, дегәнлигидур. Бу әмри-иманни ғайә қилған вә Алла тааланиң барлиғини, бирлиги билән тәкамиллишидиған илимни көрситиду. Чүнки имандин хали қалған вә иман билән қуралланмиған һәрқандақ илим инсанни зораванлиққа, аҗизларни езишкә, умумән, нурғунлиған йолсизлиқларға елип келиду. Мундақ илим — өз йолида ишлитилмигән вә өз ғайисидин чәтнәп кәткән илимдур. Биз Алла тааланиң китави болған «Қуръан Кәримни», Пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдислирини, тәбиий пән илимлирини, шундақла динимиз вә дуниялиғимиз үчүн мәнпийәтлик болған барлиқ илимларни оқуп үгәнсәк, биз Алла тааланиң «оқу!» дегән әмригә итаәт қилған болумиз. Мәлумки, Алла тааланиң икки китави болуп, бири «Қуръан Кәрим», иккинчиси Каинаттур. Шуңлашқа бәзи өлималар «Каинат сөзлимәйдиған қуръандур, Қуръан сөзләйдиған каинаттур» дәйду. Илим-пән алимлири вә тәтқиқатчилар Алла тааланиң «Каинат» намлиқ китавини оқумақта вә уни тәпсир қилмақта. Исламда пәриз болған илим икки түрлүк болуп, бири — пәриз әйн, йәнә бири пәриз купайидур. Пәриз әйн болған илим: «Лаилә илләллаһу муһәммәдун рәсулуллаһ» дегән кәлимә тәййибәниң мәнаси Алла тааланиң бәндилири үстидики һәқлирини, Алла тааланиң исим-сүпәтлирини билиш, намаз, роза, закат қатарлиқ ибадәтләрниң қаидә-тәртиплирини, ата-аниниң һәққини ада қилишниң, туққанчилиқни давамлаштурушниң, хошниларниң һәқ- һоқуқлириға риайә қилишниң, пул-мални һалалдин тепишниң йоллирини үгиништин ибарәт. Бу илимни үгиниш һәрбир мусулманниң үстигә пәриз әйндур. Уларни билмигән адәм шәксиз гунакар болиду. Мундақ адәмниң имани толуқ болмайду, мусулманниң өзриси қобул әмәс. Чүнки бу илимләр һәрбир мусулманниң билиши пәриз әйн болған зөрүр илимлардур. Өз вақтида Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң саһабилири бу илимләрни билишниң зор әһмийитини вә зөрүрлүгини чүшәнгәнликтин, улар Алла тааланиң китавини үгинишкә, униңдики диний әһкамларни билишкә интайин һерис еди. Улар һәр он айәтниң мәнасини, әһкамлирини, униңда буйрулған һалал-һарамға мунасивәтлик мәсилиләрни үгәнмәй туруп, башқа айәтләрни үгинишкә йөткәлмәтти. Пәриз купайә болған илим: «Тәпсир, һәдис, фиқһи, Ислам тарихи, Ислам тәрбийиси қатарлиқ исламий илим саһалирида, медицина, математика, физика, биология, бенакарлиқ, компьютер, тарих, җуғрапийә қатарлиқ илимларни оқуп, мутәхәссис болуш, умумий мусулманларниң үстигә пәриз купайидур. Мусулманлар бу пәнләрни оқуса, оқумиғанлиридин сақит болиду. Әгәр һәрбир йәрдин бу пәнләрни оқуйдиған адәм чиқмиса, шу җайдики мусулманлардин бу илимларни оқуш пәризлиги сақит болмайду, нәтиҗидә уларниң һәммиси гунакар болиду. Әллама Әбу Һамид әл Ғәззали мундақ дегән: «Пәриз купайә болған илимниң баяни шуки, һәрқандақ бир илимниң дәриҗиси үгәнмәкчи болған илимниң қандақ илим екәнлигигә қарап пәриқлиниду. Буниңға бенаән, илим икки түрлүк болуп, бири диний илим, йәнә бири диний болмиған илимдур. Диний илим дегинимиз, Пәйғәмбәрләр арқилиқ вәһий йоли билән кәлгән, әқил йоли билән билгили болмайдиған илаһий илимлардур. Диний болмиған илимлар, тибабәт вә математикиға охшаш, инсанларниң һаятида зөрүр болған илимларни көрситиду. Мәсилән, кишиләрниң саламәтлигини сақлаш үчүн тибабәт илимиға, муамилә, мирас тәхсим қилиш дегәндәк ишлар үчүн математикиға муһтаҗ болиду. Мундақ илимларни һәрбир җайдин мәлум кишиләр үгәнсә, башқилардин бу илимларни үгиниш пәриз сақит болиду. Бизниң “тибабәт вә һесап илимини үгинишимиз пәриз купайидур», дегән сөзүмизгә һәҗәплинип кәтмәң, бәлки деханчилиқ, һиҗамәт, сәйпуңлуқ қатарлиқ илим вә санаәтләрни үгинишму пәриз купайидур». Мән ойлаймәнки, инсанийәткә мәнпийәтлик болған, Алла таалаға қулчилиқ қилишқа хизмәт қилидиған һәрқандақ илим диний илим санилиду. Алла тааланиң көрсәтмиси бойичә һаят кәчүрүп, Алла таалаға қулчилиқ қилишқа ярдәмчи қилишни вә инсанларға мәнпийәт йәткүзүшни көзләп оқуған һәрқандақ илим диний илим, әнди җан беқишни кәсип қиливелиш яки шөһрәт қазиниш үчүн оқуған һәрқандақ илим дуниялиқ илим санилишқа тегишлик. Чүнки бәзи кишиләр физика, биология, математика, медицина қатарлиқ дин билән беваситә мунасивити болмиған илимларни үгиниш арқилиқ Алла тааланиң чәксиз қудритини, илим-һекмитини, «Қуръан Кәримниң” мөҗүзисини тонуп, өзиниң иманини күчәйтиду вә башқиларниму динға мукәммәл дәриҗидә дәвәт қилалайду. Әнди бәзи кишиләр тәпсир, һәдис, фиқһи қатарлиқ ахирәтлик илимларни оқуған болсиму, улар Алла тааланиң разилиғини көзлимәстин, башқа муддиалар билән оқуп, оқуғанлирини шу муддиалири үчүн хизмәт қилдуриду. Мәсилән, бәзи коммунистик дөләтләр өзи динға ишәнмәй турсиму, Ислам дөләтлиридики Ислам университетлириға оқуғучи әвәтип оқутиду. Андин улар оқуш пүтирип кәлгәндин кейин, уларни башқа мәхсәтләрдә пайдилиниду. Мундақ оқуғанлар, умумән, кимду-бириниң мәнпийити үчүн хизмәт қилғанлиқтин, мусулманларға көп зиянкәшлик қилиду, Исламниң шәнигә дағ чүшириду. Исламниң алтун дәвирлиридә яшиған мусулманлар, Ислам динида пәриз қилинған илимни “ахирәтлик илим” вә “дуниялиқ илим” дәп айриматти. Улар үчүн инсанийәткә, хусусән, мусулманларға мәнпийәтлик болған барлиқ илимлар муһим еди, һәммисигә көңүл бөләтти. Улар тәпсир, һәдис фиқһи илимлириға көңүл бөлгәндәк, тибабәт, математика, биология илимлириғиму көңүл бөләтти. Улар ибадәткә көңүл бөлгәндәк, иҗадийәткиму көңүл бөләтти. Улар инсанийәткә мәнпийәтлик илим-пән билән шуғуллинишни нәпли ибадәтләр билән шуғуллиништин әвзәл көрәтти. Чүнки ибадәтләрниң пайдиси шу ибадәтләрни қилған кишигила болса, илим-пәнниң пайдиси инсанларға умумий болиду. Европиниң қараңғулуқ әсирлиридә Галилео Галилей йәр шарини жумулақ дәп елан қилғанлиғи сәвәплик, чирко зораванлири тәрипидин өлүмгә һөкүм қилинған чағларда, Ислам дуниясида Ибни Рушди, Хорезми, Ибни Һәйсәм, Фараби, Ибн Сина қатарлиқ алимларниң һәрбири медицина, җуғрапийә, химия, математика, биология, астрономия қатарлиқ илим-пәнләргә тунҗа һул салған кишиләр сүпитидә тарихта исимлири тилға елинған еди. Әпсуски, 1600-жилдин кейин, мусулманлар әқидә вә әхлақ җәһәттин чириклишишкә башливиди, түрлүк хурапәтләр, йоқсуллуқ вә муһтаҗлиқ уларни қоршавалди. Улар мечиттин үз өрүп, ханиқаға йүзләнди. Ибадәтни Алла таалаға қилмай, аталмиш әвлияларға қилидиған, тәпсир, һәдис илимлирини оқушниң орниға, тәриқәтчилик, илми мәнтиқ, илми пәлсәпә, айиғи чиқмайдиған фиқһий җедәлләрни әвзәл көргәндин кейин, улар өзлириниң дунияға сәрдарлиқ вәзиписини, илим-пәндики тәрәққият дәврини башқиларға өткүзүп берип, бечариләргә айлинип қалди. Улар сопилиқ вә тәркидуниялиқ тәрғибатниң зәһири билән һошсизлинип қалғандин кейин, илим-пәндики тәрәққият дәври башқиларниң қолиға өтүп кәтти. Мусулманлар Исламниң қуруқ җазасини көтиривелип, теши парлақ, ичи қуруқ өмүр өткүзди. Илгири Ибн Сина, Фарабийни йетиштүргән мәдрисиләр кейин қара қосақларни, җанбақарларни йетиштүрүп чиқишқа башлиди. Мәдрисиләрдә математика, астрономия илимлириниң өтүлүши мәхсәтлик һалда “дәһрийләшкәнлик” дәп тәшвиқ қилинди. Илим-пәнгә йүзләнгән кишиләргә «җәдидий» қалпиғини кийгүзүп, ууларни әл-җамаәтниң көзигә сәт көрсәтти. Һәтта Улуғбәгдәк алимларни астрономия илимигә көңүл бөлүп, өзигә рәсәтхана ясатқанлиғи үчүн «муртәд» дәп һөкүм қилип, өз оғлиниң қоли билән өлтүргүзди. Абдуқадир дамолламғиму, «җәдидий» дегән қалпақни кийгүзүп, уни бир хаинниң қоли билән өлтүргүзди. Дин билән пән бир-биригә зит қилип көрситилгән мошундақ вәзийәттә, “диний илим” вә “дуниялиқ илим” дегән айримчилиқ рәсмий мәйданға чиқти. Ахирәтликни дегәнләр — мәдрисигә, дуниялиқни дегәнләр пәнний мәктәпкә баридиған болди. Динда оқуғанлар өлима аталди, уларни мәсхирә қилмақчи болса, “моллам” дәп қойидиған болди, пәндә оқуғанлар зияли аталди. Өлима билән зияли оттурисиға наһайити қелин там селинди, уларниң арисидики мусапә бәк жирақлаштуруветилди. Илим-пәндин үз өрүп, тәркидуния болувалғанлар дунияниң һәрқайси йеридә башқиларға беқинда болуп, мәһкүмлүктә яшайдиған һаләткә йәтти. Пәйғәмбәр әләйһиссалам оқуш вә үгинишни җәннәткә киришниң йоли дәп очуқ җакалиған һалда: «Оқуш үчүн йол алған адәмниң җәннәткә кириш йолини Алла оңайлаштуруп бериду» дегән. Тәкитләш лазимки, пәнний илимниң мәртивиси диний илимдин кам әмәс. Илим-пән динға дүшмән әмәс, униңға зитму әмәс, бәлки, илим-пән әқиллик кишиләрни иманға башлайдиған бир йолбашчидур. Илим деңизиға шуңғуп, униңдин бәһримән болған көплигән алимларниң бу сирлиқ каинатниң арқисида уни һимайә қилип вә башқуруп туридиған бир илаһий қудрәтниң барлиғиға вә униңдики һәрнәрсиниң мәлум қанунийәткә егә, пухта яритилған сәнъәт екәнлигини етирап қилип, Алла тааланиң диниға қайтқанлиғи һәҗәплинәрлик әмәс. Чүнки илим һәрқачан Аллаға башлимай қалмайду. Германиялик шаир вә язғучи Һилмут Һугил мундақ дәйду: «Илим саһалири кәңәйгәнсири, тәңдашсиз қудрәтлик, йәккә-йеганә Яратқучиниң барлиғиға болған күчлүк илмий дәлилләр көпәймәктә. Биология, физика, тәбиәт, астрономия алимлири өзара һәмкарлишип, илим минбирини тиклимәктә». Амма тәбиий пәндә өзлирини алим санап мәғрурланған атеистлар өтмүш заманларниң әқлийити билән яшиғучилардур. Улар заманимиздики илим-пәнниң қанчилик зор илгириләш һасил қилғанлиғини вә һәрбир қәдимидә Алла тааланиң барлиғини испатлаватқанлиғини көрмәйду. Чүнки тәпәккүр қилиш тәрзи башқилар сизип бәргән чәклик нәзәрийә даирисидә мәһбус болғанлиқтин, уларниң әқлиму шу әндизә ичидә мәһбустур. Муһәммәт ЙҮСҮП, диний зат. Сәүдийә Әрәпстани.

301 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы