• Йеңилиқлар
  • 25 Қаңтар, 2018

Улуқ Ипәк йолидики жутлар

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Панфилов наһийәсидики Чоң Чиған йеза округиниң тәркивигә Чоң Чиған, Кичик Чиған, Қириққудуқ вә Ақкәнт йезилири кириду. Аһали сани — 11058, җәми 1889 аилә. Чоң Чиғандин икки Социалистик Әмгәк Қәһримани чиққан. Округтики 65 ана – «Алтын алқа», 88 ана «Күміс алқа» саһиблири аталған. Чоңчиғанлиқлар асасән деханчилиқ, бағвәнчилик вә чарвичилиқ билән шуғуллиниду. Ениғирақ ейтқанда, көмүқонақ, қизилча, қоғун-тавуз вә башқиму көктат түрлирини өстүриду. 455 шәхсий дехан егилиги әйнә шундақ ишлар билән бәнт. Уларниң арисида бир егилик пәқәт қизилча уруғини йетиштүриду. Шәхсий егиликләрдә 2426 гектар мәйданға көмүқонақ терили, пәрвиш қилиниду. Өткән жили көмүқонақтин 14800 тонна һосул жиғиштурулди. Чарвичилиқ билән шуғуллинидиған шәхсий егиликләрниң сани — 15. Уларда 5027 қаримал, 727 илқа, 16189 қой-өшкә, 6 төгә, 10843 қуш бар. Округта 3 оттура мәктәп моҗут. Чоң Чиған, Кичик Чиған, Яркәнт оттура вә Ақкәнт башланғуч мәктивидә 2331 оқуғучиға 250 муәллим билим бәрмәктә. Икки дөләтлик вә бир шәхсий балилар бағчисида 270 бала тәрбийилиниватиду. Наһийәдә дәсләпкиләрдин болуп қолға елинған «Балапан» дөләт программиси даирисидә ечилған «Шуғыла» балилар бағчисиға бийил 5 жил толди. Чоң Чиған йеза округида 3 давалаш амбулаторияси, 1 фельдшерлик пункт, 30 дукан, 2 монча, 1 дорихана, 7 техникилиқ хизмәт көрситиш мәркизи, 2 янармай станцияси бар. Чоң Чиғанниң әмгәкчан адәмлири Чоң Чиған йеза округиниң һакимийитигә кәлгинимиздә, бизни округ һаким Мақсат Оспанбеков иллиқ қарши алди. Яш болғиниға қаримай, чоң округни оңушлуқ башқуруп кетиватқан уни көптин бери билимән. Һаким сөһбәтни турғунлар арисидики достлуқтин башлиди. —Төрт йезиниң турғунлирини асасән уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Әҗдатлиримиз, деханлар билән чопанлар мошу жутниң һулини қурған екән, мениң замандашлирим әйнә шу әҗдатлар ишини заманға лайиқ давамлаштуруватиду. Чоң чиғандин икки Социалистик Әмгәк Қәһримани йетилип чиққан жут. Улар — Адаләт Зәйнавдинова билән Күләш Айтжанова. Адаләт анимиз һаяттин өтти. Күләш апимиз һеликәм яшлардин өз мәслиһитини айимайду, — дәйду һаким сөһбәтара. Вилайәттә дәсләпкиләрдин болуп қизилча уруғини йетиштүрүшни қолға алған Әлен Жолдасов рәһбәрлигидики «Қамқорлық» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң паалийитини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Округта «Балапан», «Өңірлерді дамытудің 2020 жылға дейінгі бағдарламасы» дөләт программилирини әмәлгә ашуруш йолида елип бериливатқан ишларму наһайити көп. Җүмлидин 3 балилар бағчиси — «Шуғыла», «Шамшырақ», «Алибек» паалийәт елип бериватиду. Уларда 270тин ошуқ бала тәрбийиләнмәктә. Әнди Чоң Чиған һәм Кичик Чиған йезилирида кочиларда фляга вә туңларни һарвуға селип, сөрәп су тошуватқанларни көрүшкә болиду. Уни йошуралмаймән. Бу йезиларға «Ақбулақ» дөләт программиси бойичә су тармақлирини тартиш мошу жили қолға елинмақчи. Пәқәт Ақкәнт йезисиға 31 миллион тәңгә бөлүнүп, һәрбир һойлиға су проводлири тартилип, турғунлар бу мәсилидин қутулди. Йеза һакимийити йенида җәмийәтлик кеңәш, анилар, ақсақаллар, жигитбашлири вә яшлар кеңәшлири паалийәт елип бариду. Туғулған йезисиға маддий ярдәм көрситиватқан инсанларму аз әмәс. Болупму Қириққудуқниң турғунлириниң тәшәббускарлиғиға қайил болдум. Жут турғунлири Арзигүл Илиева, Ғәйрәт Илахунов, Баймолда Ахметов тәшәббус көтирип, «Бир йәңдин баш, бир яқидин қол чиқирип», Мәдәнийәт өйи йенида тамашибин залиниң қурулушини қолға алған еди. Турғунлардин жиғилған 2 миллион тәңгә әйнә шу мәхсәткә ишлитилип, һазир мәзкүр зал пайдилинишқа берилди. Чоң Чиғанда үч йүздин ошуқ миллитимиз вәкили истиқамәт қилиду. Жутниң баш жигитбеши Иминҗан Ғоҗашев той-төкүн, нәзир- чирақларда һәдди-һесапсиз исрапчилиққа йол қоймайватиду. Униңға Реһимҗан Ғоҗашев, Руслан Давуров, Оғләм Тайирова охшаш җанкөйәрлиримиз ярдәмлишиду. Мошуларниң күч селиши түпәйли бу жутта «Уйғур авази» гезитиға 200 аилә муштири болди. Өткән жили Қурван һейти мәйрими һарписида Ақкәнт йезисида йеңи мечит селинип, пайдилинишқа берилди. Наһийәдики 39 мечитниң бири болған Ақкәнт мечитини тапқан-тәргининиң бир бөлүгини мошу мечитниң қурулушиға сәрип қилған тиҗарәтчи Муратҗан Зубаршаев билән Молутҗан Тохтахунов болди. Һазир мечитниң ишиги кечә-күндүз очуқ. Чоңлар билән яшлар вә бу жутқа келип-кетиватқанлар мечитқа тохтимай өтмәйду. Мәзкүр мечитта бир мәзгилдә 150 адәм намаз өтәш мүмкинчилигигә егә. «Айғаным», «Пәрваз» вә «Саһинур» Округтики мәдәнийәт саһаси һәққидә биз шуни ишәшлик ейталаймизки, үч ансамбль наһийәлик, вилайәтлик һәтта җумһурийәтлик байқашларда өз һүнәрлирини көрситип, алдинқи орунлардин көрүнүп кәлмәктә. «Айғаным» билән «Пәрваз» ансамбльлирида паалийәт елип бериватқан Оғләм Тайировани һәр икки милләткә ортақ пәрзәнт десәк, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Алий билимлик хореограф Саһинур Рәхмидинова рәһбәрлигидики «Саһинур» уссулчилар топиму пәқәт достлуқни күйләп кәлмәктә. Мән йеза һакиминиң орунбасари Реһангүл Баратова билән мәктәпкә кәлгинимдә, Оғләм Тайирова новәттики концертқа тәйярлиқ көрүветипту. — Йезимизда мәдәнийәт өйи болмиғанлиқтин, һәрхил концертларға Чоң Чиған оттура мәктивидә тәйярлинимиз. Ансамбль әзалири – асасән яшлар. Яшларниң сәнъәткә болған иштияқи үстүн. Уларға тәләпму күчлүк. Репертуаримизда һәрхил милләтниң нахша-уссуллири бар. Шавкәт Яқупов, Бәхтишат Турсунов, Зихруллам Мәһәммәтов қатарлиқ кәспий сәнъәткарларни тилға алғум келиду, — дәйду Оғләм Тайирова биз билән болған сөһбәттә. Қириққудуқниң алмиси билән үзүми... Округ тәркивигә қарашлиқ йәнә бир жут — Қириққудуқ. Бу йезиниң алмисини йегәнму, йемигәнму арманда. Йегәнләр йәнә бир йесәм десә, йемигәнләр дәмини тартип көрсәк дәп жүришиду. Ундақ болғини бу жутта тәҗрибилик агроном Әмруллам Абдуллаев 24 гектар бағда алма, қарөрүк, шаптула,үзүм өстүриду. — Алминиң һәрхил бәш сортидин өткән жили 150 тонна һосул жиғиштурдуқ. Көрүп турупсизки, уни мәхсус қоймиларда сақлап, херидарларға йәткүзүватимиз. Униңдин башқа қарөрүкниму, үзүмниму сақлашқа болиду, — дәп мени алма-үзүм сетиватқан йол үстидики дуканға башлиди агроном. Мевиләрниң баһаси Яркәнтниң базири билән селиштурғанда 50 — 100 тәңгигә әрзән екән. Херидарлар интайин нурғун. Болупму чәт әлгә өтүватқан туристлар алма, үзүм вә қурутулған алма, өрүк қеқини көп алидекән. Қақниң килограмми 250 тәңгә. Дүң алсиңиз сәл әрзән. Покәйләрдә турған алмилар, худди һазир бағдин үзүвалғандәк, көзниң йеғини йәп туриду. Қарөрүкму шу. Мәй бағлап пишқан мевиләрниң пуриғиму димақни яриду. — Мевиләрни күтүп, пәрвиш қилиш, һосулни жиғивелиш, уни сақлаш — һәммиси чәт әлниң технологиясигә асасланған һалда елип бериливатиду. Үзүмниң көчитини Хитайдин алдуқ, алмиларни Алмута, Җамбул, Мерке шәһәрлиридики питомниклардин елип келимиз. Мениң икки оғлумму бағвән. Пәрзәнтлиримдин башқа йәнә 20 адәмни турақлиқ иш билән тәминләватимиз. Бизниң мәхситимиз Елимиз Президентиниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидики «Туған жер» лайиһисини әмәлгә ашурушқа бар күч-ғәйритимизни сәрип қилиш. Туғулған йеримиздә келәчәк әвлат алдида қизармайдиғандәк из қалдуруш, — дәйду әмгәк ветерани, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Әмруллам Абдуллаев. Бу күни мән кәч киргичә Чоң Чиған округида болуп, әмәлгә ашурулуватқан ишларниң мәлум қисми билән тонушуп үлгәрдим. Елимизниң ихтисадий-иҗтимаий тәрәққиятиға мунасип һәссисини қошуватқан әмгәк мәрданилириниң ишиға утуқ тиләп, хошлаштим. Панфилов наһийәси.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы