• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 01 Ақпан, 2018

Соқма чалғулиримиз

Нағра. Илгири яғачниң ичини оюш арқилиқ ясилатти. Һазир чоюн, алюминий вә башқа металларни еритиш йоли билән ишлиниду. Үзигә кала, ат яки төгә териси тартилиду. Нағриниң жуқури авазлиғи — икки, төвән авазлиғи бир данә чокида челиниду. Бүгүнки күндә әл ичидә ичи оюлуп кавакланған тоғрақтин ясалған нағриларниму учратқили болиду. Или думбиғи. Или тәвәсидә нағра, Или думбиғи, таш вә қошуқ охшаш төрт хил соқма чалғу аммибаплиққа егә. Уларниң ичидә Или думбиғи Ғулҗа шәһириниң, шундақла Нилқа, Тоққузтара, Чапчал наһийәлириниң йеза-қишлақлирида кәң умумлашқан. Или думбиғиниң асасий гәвдиси үҗмә өрүги яғичидин ясилип, үзигә ат, төгә яки мозай териси тартилиду. Диаметри 25 см., гәрдишиниң егизлиги 17 см. келиду. Гәрдишиниң оттура қисмида диаметри 3 — 5 см. төшүкчә болиду. Думбақ чалғанда сазәндә сол қолиниң баш бармиғини шу төшүккә тиқип, қалған төрт бармиғи билән гәрдишини тутиду. Һә, оң қолиға мәхсус чокини елип, думбақниң үзигә уруп чалиду. Нағридин айримчилиғи шуки, униңда пәқәт бир хил «дум» қилған авазла чиқиду. Йәни уни ойнитип чалғили болмайду. Тарихий материалларда бу соқма чалғуниң чоң думбақ, ғилап думбақ, ян думбақ (бәл думбиғи), Моян думбиғи, Жилу думбиғи, дала думбиғи қатарлиқ түрлири хатириләнгән. Или сәнъәткарлири бу ғәрбий юрт чалғусини һазирғичә сақлап, униңға изчиллиқ билән варислиқ қилип кәлмәктә. Сапайи. Адәттә, кейик мүңгүзидин яки шуниңға тәхлит қилинған қаттиқ яғачтин ясилиду. Униң оттуриға төмүр яки полат япрақчә бәкитилип, алтә сантиметр қалдуруп, төшүк тешилиду вә униңға диаметри 10 — 12 см. төмүр яки полат чәмбәрләр бәкитилиду. Уларниң һәрбиригә 30 — 40 данә һалқа илиниду. Чалғучилар сапақ тәрәптин тутуп, мүрә үстидә әркин ойнитип, шақилдитип чалиду. У асасән уссуллуқ пәдиләргә тәңкәш қилиниду. Болупму «Он икки муқамниң» мәшрәп қисмиға майиллиғини байқавелишқа болиду. Сапайини әрләрниң уссуллирида җабдуқ сүпитидиму пайдилиниду. Таш. Уйғурларниң қедимий соқма чалғулириниң бири болуп, адәттә, непизирақ, созунчақ, төрт данә соқичақ тәбиий сайташтин ибарәт. Чалғучи қоллириға уни иккидин елип, бир-биригә уруш арқилиқ аваз чиқириду. Ениғирағи, ташниң бири алиқанға қоюлуп, иккинчиси бармақлар арисиға йеримиғичә қистурулиду. Тәбиий сай тешиниң өзара урулған пәйттики авази наһайити сап вә йеқимлиқ болиду. Сайтеши асан сунуп кетидиған болғачқа, у кейинки вақитларда қаштешидин ясилип кәлмәктә. Униң авазиму бәк йеқимлиқ чиқиду. Тәтқиқатчилар һазир бир җүп ташни башмалтақ вә оттура бармақни муқумлаштуруп орунлайдиған алаһидә усул үстидә издиниватиду. Демәк, пат-йеқинда қаштешини йеңичә челиш техникиси мәйданға келиду, дегән сөз. Ташму сапайиға охшаш «Он икки муқамниң» мәшрәп қисмиға вә шох, қизғин усуллуқ пәдиләргә тәңкәш қилиниду. Музыка әвҗигә чиққанда, униңда ташниң роли алаһидә байқилиду. Шинҗаң хәлиқ радиостанцияси.

282 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы