• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2018

Аилә, мәктәп вә җәмийәт

Мәлумки, пәрзәнт, биринчи новәттә, аилидә тәрбийилиниду. Аилә билән мәктәпниң мунасивити җәмийәткә ярамлиқ шәхс тәрбийиләш турғусидин түзүлгәндила, бәлгүлүк нәтиҗиләргә йәткили болиду. Бала тәрбийисини, униң билим елишини пәқәт мәктәпкила жүкләп қоюшқа болмайду. Тәрбийә — наһайити мәшәқәтлик җәриян. Шәхсниң шәкиллиниши үчүн ата-анилар билән мәктәп коллективиниң бир-биригә болған ишәнчә һәм чүшәнчиси болсила, чоқум иҗабий нәтиҗә бериду. М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә ата-аниларниң иштракида синип саатлирини өткүзүш елан қилинип, утуқлуқ өтти. Бу синип саатлирида оқуғучиларниң ата-анилириға вәкиллик қилған Гүлбаһар Рәҗәпова, Хасийәтхан Сабирҗанова, Полат Сасиқов, Азнат Талипов мавзулар бойичә оқуғучиларға әтраплиқ мәлумат бәрди. Ата-аниларниң тәкитлишичә, бу қетим улар устаз әҗриниң қәдригә йәнә бир қетим көз йәткүзди. Дәл мошундақ чарә-тәдбирләр аилә билән мәктәп арисидики алақини мустәһкәмләп, тәлим-тәрбийә ишлириниң техиму җанлинишиға түрткә болидиғанлиғини ениқ. Гүлсәнәм РОЗАХУНОВА, 101-мәктәп-гимназияниң башланғуч синип муәллими.

435 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы