• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2018

Комиссия қурулди

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң 2018-жил 10-январьдики Пәрманиға мувапиқ, Қазақстан Җумһурийити Президентиниң йенида рәқәмләштүрүшни җарий қилиш бойичә комиссия қурулди. Пәрманға мувапиқ, комиссия тәркивигә Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-Министри, Миллий бехәтәрлик комитетиниң рәиси, Баш прокурор, барлиқ министрликләрниң рәһбәрлири вә башқа шәхсләр кирди. Комиссияниң вәзиписи – рәқәмләштүрүшни вә рәқәмлик технологияләрни җарий қилиш мәсилилири бойичә тәклипләрни тәйярлаш. Буниңда комиссия қарари тәвсийә характериға егә болиду. Комиссия өз ишиниң нәтиҗилири тоғрилиқ һәр чарәктә Қазақстан Җумһурийитиниң Президентиға һесават бериду.

429 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы