• Замандаш
  • 08 Ақпан, 2018

Спорт ветерани һелиму сәптә

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Йолдаш Ибрагимовни пат-патла спортқа беғишланған мәрасимларда учритимән. У чоң-кичик турнирларниң ечилиш тәнтәнилиригә қатнишип, өсмүрләргә утуқ, ақ йол тиләп, рәмзлик лентиларниң қийиш һөрмитигә егә болиду. Егиз бойлуқ, дайим җиддий қияпәттә жүридиған Йолдаш ака иллиқ муамилилик инсанлардин болуп чиқти. Сөһбитимиз униң балилиқ дәвридин башланди. — Улуқ Вәтән уруши башланған жили дадам рәмити «Дехан Ғәйрәт» колхозиниң рәиси еди, — дәп сөзини башлиди у. — Апам өйдә, бәш оғлиниң тәрбийиси билән бәнт болди. Дадам Улуқ Вәтән урушиға атланди, апам бизни йетәкләп, етиз-ериқ ишлириға чиқишқа мәҗбур болди. У жиллири «Дехан-Ғәйрәт» колхозида гүрүч өстүрүләтти. Йерим белимизгичә су кечип гүрүч өстүрүп, у пишқанда хаманға йәкүзүп, тазилаш ишлирида анамға ярдәмләштуқ. Дадам 1942-жили посылка арқилиқ үч данә қулақча әвәтипту. Биз әшу қулақчиларни бәшимиз новәтлишип кийип, чоң болдуқ. Әпсус, шу жили мәйдандин «қара хәт» кәлди. Кейинирәк дадамниң Житомир вилайитидики Колыбелька йезисида дәпин қилинғанлиғи тоғрисида хәвәр таптуқ. Уруш жиллири арқа сәптики аниларниң ирадисини, ғәйритини, әмгигини алаһидә атап өтмәй мүмкин әмәс. Жутумдики анилар егиликтики һәрқандақ ишқа паал арилашти. Мениң анам шуларниң бири еди. У уруштин кейинму егилик ишлиридин қол үзгини йоқ. У наһийәдин дәсләпкиләрдин болуп Москва шәһиридики Пүткүлиттипақлиқ хәлиқ егилиги муваппәқийәтлири көргәзмисигә қатнашти. Йолдаш Ибрагимов дәсләп Дехан Ғәйрәттики йәттә жиллиқ, андин шәһәрдики Молотов (һазирқи И.Алтынсарин) намидики мәктәптә тәһсил көриду. Уни тамамлиғандин кейин Алмутидики тәнтәрбийә вә спорт техникумиға оқушқа чүшиду. — Биз, йеза балилири, у жиллири қосақниң ғемида жүрүп, поңзәк дегәнниң немә екәнлигини билмәттуқ. Уни 5-синипта бирақла көрдуқ, — дәп сөзини давамлаштурди мөтивәр. — Бир күни Абит Исқақов дегән ағинәм Яркәнттин поңзәк көтирип кәпту. У жиллири футбол ойнашниму билмәттуқ. Әйтәвир, йезиниң сиртида төрт-бәш бала жиғилип, шу поңзәкни у яққа-бу яққа тепип, ойнап жүрдуқ. Кейинирәк бир команда қуруп, башқа мәктәпләрниң балилири билән ойниғидәк дәриҗигә йәттуқ. Мәктәптә тәнтәрбийә пәнидин истипадики майор Андрей Колыгин дегән киши дәрис берәтти. Мени спортқа дәвәт қилған шу адәм болди. У жиллири шәһәрдә һазирқи балилар истираһәт беғиниң орнида чоң спорт мәйдани болидиған. Мени мошу җайға елип кәлгән шу Андрей Тимофеевич еди. Бу йәрдә чоң-кичикниң һәммиси пәқәт волейбол ойнайдекән. Мәнму шуларниң қатарида бош вақит тапсамла мошу йәргә келишни адәткә айландурдум. Нәтиҗидә волейболдин наһийә талланма командисиниң әзаси болдум. Шундақ қилип, тәнтәрбийә техникумини әла баһаларға тамамлиған яш мутәхәссисниң әмгәк паалийити Башчи йезисидики сәккиз жиллиқ мәктәптин башлиниду. Андин өзи учум болған Алтынсарин намидики мәктәптә тәнтәрбийә пәнидин дәрис бериду. Арилиқта Алмутидики тәнтәрбийә институтини сирттин оқуп тамамлайду. 1966-жили наһийәдә дәсләпки өсмүрләр спорт мәктиви тәшкил қилинғанда, наһийәлик билим бөлүминиң рәһбәрлиги мәзкүр мәктәпкә Йолдаш акини мудирлиққа тайинлайду. Улар хаталашмиған еди. Чүнки у бәш жил давамида мәктәпләрдә тәнтәрбийә пәнини өтүш методикисини жуқури дәриҗигә көтириду. Өз кәспигә әстаидил берилгән мутәхәссис оқуғучиларниң бойида тәнтәрбийә пәнигә болған қизиқишини һәм интилишини ойғитишни билди. Балиларниң қәлбигә йол тапқан устаз волейбол, баскетбол, футбол, йеник атлетика бойичә командиларни тәшкил қилди. Мәзкүр мәктәптә 18 мәшиқләндүргүчи иш елип барди. Өсмүрләр наһийәлик, вилайәтлик мусабиқиләргә иштрак қилип, пәқәт алдинқи орунлардин көрүнүшкә башлиди. Оқуғучиларниң «Планета» футбол командиси вилайәтлик, җумһурийәтлик мусабиқиләрдә биринчиликни бәрмиди. Бу, әлвәттә, устазниң тинимсиз, мәсъулийәтчанлиқ билән иш елип барғанлиғиниң нәтиҗисидур. Тәвәдә шундақла муәллимләр командилириму тәшкил қилинди. Наһийәлик «Мәрипәтчи» волейбол командиси билән «Сәйярә» футбол командиси шулар җүмлисидиндур. Й.Ибрагимов спорт мәктивини он бәш жил башқуруп, кейинки он жилда билим бериш саһаси хадимлириниң Панфилов наһийәлик кәспий иттипақлар комитетиниң рәиси болуп ишлиди. Шәһәрдики 6-кәспий-техникилиқ училищеда мудирниң орунбасари лавазиминиму егилиди. Андин йәнә шу наһийә рәһбәрлигиниң тәкливи билән наһийәлик билим бөлүмидә мәктәпләрдики тәнтәрбийә пәни бойичә методист, инспектор, бөлүм башлиғиниң орунбасари хизмәтлирини шәрәп билән атқуруп, 2000-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Униң көп жиллиқ әмгиги мунасип баһаланди. Нурғунлиған Пәхрий ярлиқлар билән бирқатарда «Кәспий техникилиқ оқутушниң әлачиси», «Қазақстан маарип әлачиси» атақлириға муйәссәр болди. 2005-жили болса, наһийәниң Пәхрий граждини аталди. — Мәшиқләндүргүчи — өй көрмәйдиған адәм. Мениң һаятимниң мәлум қисми йолда, сәпәрдә өтти десәм, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Вилайәттин кәлсәң җумһурийәтлик, андин хәлиқара турнирлар күтүп турған, қисқиси, көп вақтимни шагиртлирим билән мусабиқиләрдә өткүздүм. Мениң һәдәңләрдин миннәтдарлиғим чәксиз. У мени қоллап-қувәтләпла қоймай, үч пәрзәндимизни мунасип тәрбийилиди. Қизлиримиз Лаура билән Меликәм мениң изимни бесип муәллим кәспини егилиди, оғлумиз Руслан тиҗарәтчи. Улардин алтә нәврә, икки чәврә сөйдуқ. Нәвриләр билән футбол, волейбол ойнашни яқтуримән. Һазирқи балилар бәхитлик. Спортниң қайсила түри билән шуғуллинимән десә, шараит йетәрлик. Спорт кийим-кечәклириниң түр-түри бар. Пәқәт уларни дәвәт қилип, йол көрситиш купайә. Шуниму тәкитләш керәкки, шәһәр вә униң әтрапидики йезиларда шәхсийләр һесавиға барлиқ җәһәттин қолайлиқ футбол мәйданчилири селиниватиду. Уларда мәшиқлиниватқан яшларға қарап зоқлинимән. Йолдаш ака бу күнләрдә һаятиниң шанлиқ 80-даваниға көтирилди, Зенәт һәдә билән аилә қурғиниға 55 жил толупту. Ибрагимовлар аилисидики бу хошаллиққа уруқ-туққан, дост-бурадәрләр билән шагиртларму җәм болушти. Һәммисидә бирла тиләк: мустәһкәм саламәтлик, бәхитлик қерилиқ... Панфилов наһийәси.

632 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы