- Йеңилиқлар
- 08 Ақпан, 2018
Январьда әһвал яхшиланди
Нурсултан Назарбаев Миллий банк рәиси Данияр Ақышевни қобул қилди.
Учришишта Дөләт рәһбиригә Миллий банкниң 2017-жили әмәлгә ашурған ишлириниң йәкүни бойичә һесават берилди. Данияр Ақышев Қазақстан Президентиға Миллий банкниң еқимдики паалийити, ахча-несийә сәяситиниң асасий йөнилишлири, шундақла мәмликәтниң малийә базиридики һазирқи әһвал тоғрилиқ доклад қилди.
Миллий банк рәисиниң һесавитиға мувапиқ, 2017-жили инфляция дәриҗиси 7,1 пайизни, алтун-валюта резервиниң көләми өткән жилниң ахириға қәдәр 30,7 миллиард долларни тәшкил қилған.
– Январьда әһвал техиму яхшиланди. Банк резерви йәнә 3 пайиз өсүп, 31,7 миллиард долларға йәтти. Миллий фондниң чәт әл валютиси һесавидики активлири 58,3 миллиард долларни тәшкил қилди. 2018-жилниң январь ейида инфляция дәриҗиси 0,6 пайизни тәшкил қилди. Бу биз мошу жилға бәлгүлигән йеңи көрсәткүчкә – 5 – 7 пайиз көрсәткүчигә кириду.
Учришиш йәкүни бойичә Дөләт рәһбири бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

102 рет
көрсетілді0
пікір
Алдыңғы мақала
Дөләт рәһбиригә мукапат берилди
Келесі мақала
Меритократия принципи бойичә
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *