• Йеңилиқлар
  • 08 Ақпан, 2018

Меритократия принципи бойичә

Нурсултан Назарбаев Алий сот кеңишиниң рәиси Анатолий Смолинни қобул қилди. Учришиш давамида Дөләт рәһбиригә Алий сот кеңишиниң 2017-жилқи паалийитиниң нәтиҗилири вә Қазақстан судьялириниң VII қурултийида берилгән тапшурмиларниң орунлиниши тоғрилиқ әхбарат берилди.Нурсултан Назарбаев сотлар жүргүзүватқан әдлийә сүпитини ашуруш мәхситидә Алий сот кеңишиниң кадрларни таллаш бойичә ишини тилға алди. – Биз қанунниң үстүнлүгини тәминләш үчүн сот системисида ислаһатларни жүргүзүватимиз. Судьяларни объектив таллаш үчүн автоном Алий сот кеңишини қурдуқ, у мустәқил болуп һесаплиниду вә һечкимгә беқинмайду, – деди Президент. Дөләт рәһбири Милләт планиниң 17-қәдимини әмәлгә ашуруш нуқтәий нәзәридин судьялар лавазимиға намзатларни таллашта меритократия принципиға әмәл қилишниң зөрүр екәнлигигә алаһидә диққәт ағдурди. – Бу кадрларни сүпәтлик таллавелишқа елип келиши керәк. Адаләтлик қарарларни қобул қилидиған әң яхшиларни тайинлаш зөрүр, пәқәт шу чағдила адәмләр өз һоқуқлирини қоғдаш үчүн сотларға мураҗиәт қилиду, – деди Нурсултан Назарбаев. Анатолий Смолин Дөләт рәһбиригә әмәлгә ашурулуватқан, шу җүмлидин Президентниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» Мәктүбини әмәлгә ашуруш йолидики истиқбаллиқ йөнилишләр, шундақла һоқуқ қоғдаш ислаһити даирисидә қурулған тәргәв сотлириниң тәркивини шәкилләндүрүш тоғрилиқ доклад қилди. Учришиш йәкүни бойичә Нурсултан Назарбаев бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

401 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы