• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 15 Ақпан, 2018

Долан мәдәнийити

Мәкит наһийәси – Долан мәдәнийитиниң барлиққа кәлгән вә тәрәққий етип, түгүнгә улашқан ана макани. Бу мунбәт диярда әсирләр бойи һаят кәчүрүватқан Долан уйғурлири һалал әҗир-меһнити арқилиқ мол мәдәний байлиқларнила яритип қоймай, әқил-параситигә тайинип, Долан роһи билән жуғирилған Долан мәшривини, Долан муқамлирини вә Долан деханлар рәсимлирини барлиққа кәлтүргән. Шу арқилиқ доланлиқлар дөләт ичи-сиртида күчлүк тәсир қозғиди һәм мәдәнийәт ғәзнисини техиму бейитти. Уйғур Долан мәдәнийитиниң бебаһа гөһәрдәк сап пети сақлинип қелиши Мәкит әтрапидики Зәрәпшан дәрияси вә Тәклимакан қумлуғи билән беваситә мунасивәтликтур. Шуңлашқиму бу мәдәнийәттә Долан уйғурлириниң җошқун, мәрданә роһий қияпити, қәтъий күрәш ирадиси, мол тәсәввур күчи, қәйсәр характери, тәбиийлиги, саплиғи өз әксини тапқан. Йәни мәзмуниниң мол, авам турмушиға йеқин, йеқимлиқ һәм җәлипкар болуши, униң аммивий асасиниң күчийишигә елип кәлгән. Бүгүнки күндә Долан мәдәнийитини тәтқиқ қилиш иши қизғин қолға елинип, өтмүшни бүгүнгә йәткүзүш имканийити яритилди. Доланлиқлар өзлириниң арзу-арман, һис-туйғулирини түрлүк сәнъәт шәкиллири арқилиқ ипадиләп, мол мәнивий байлиғини апиридә қилған. Илгири Долан муқам вә мәшрәплири пәқәт өз жутида хәлқиниң мәнивий турмушини бейитип кәлгән болса, 2006-жили дөләт дәриҗилик, автоном район дәриҗилик ғәйрий-маддий мәдәнийәт мираслири тизимлигигә киргүзүлди. Долан муқамчилири жут атлап, чоң һәм хәлиқара мәйданларда Долан муқамини яңратти. Улар 2003, 2004, 2005-жиллири Франциядә, 2005-жили Япониядә, 2006-жили Англиядә, 2007-жили Голландиядә өткүзүлгән һәрхил мәдәний чариләргә қатнишип, муваппәқийәт қазанған. Хәлиқ тори.

142 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы