• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 15 Ақпан, 2018

Асийәгә медаль тапшурулди

11-февраль күни Стамбулда «Үлкү очақлири» тәшкилати тәсис қилған «Түрк дуниясиға төһпә қошқанлиғи үчүн» медалини тапшуруш мәрасими болуп өтти. Униңда мәзкүр мукапатқа еришкәнләрниң арисида рәсим тартиш сәнъәткари Асийә Қарақашму бар. Уйғур қизиға мукапатни Түркия парламентиниң әзаси Арзу Әрдәм ханим тәғдим қилди.Асийә Қарақаш 1993-жили Стамбулда туғулған болсиму, уйғурчини таза сөзләйду. Дайим әтләс көйнәк билән миллий допимизни кийип жүриду. «Тилимиз, кийим-кечигимиз, урпи-адитимиз – бизниң кимлигимиз. Шуңлашқа ата-анимиз бизни шуниңға һәрқачан дәвәт қилиду. Сорунларға дайим миллий кийимдә баримиз. Мән чәт әлләрдики уйғур яшлириниму шуниңға чақирған болар едим», дәйду Асийә. «Түрк дуниясиға төһпә қошқанлиғи үчүн» медали бийил әдәбият-сәнъәт, сәясәт, тәнтәрбийә вә әхбаратчилиққа охшаш 15 саһа вәкиллиригә берилди. Мукапат саһиблири намзатлиққа көрситилгән он миңлиған киши ичидин иҗтимаий таратқуларда аваз бериш арқилиқ талланған. www.rfa.org

111 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы