• Йеңилиқлар
  • 15 Ақпан, 2018

Қаратуруқ – улуқ җай, билсәң...

Қаратуруқ йезисиниң бүгүнки әвлади – йәттә яштин йәтмиш яшқичә болған турғуни саватлиқ. Улар қолиға қәләм елип, бу мақалида унтулуп қалғанларниң исим-нәсибини йезип чиқиду, толуқтуриду дегән үмүттимән. Исми аталмай қалған атиларни әскә елип толуқтуруш вәзиписини силәргә жүкләш билән биллә һәр яқларға тарилип кәткән жутдашлар, уларниң әвлади билән йеқин арида «Улуқ җай» дәп әҗдадимиз атиған Қаратуруқта баш қошуп, жүрәк чилашқичә муңдишиш тәрәпдаримән. Бу учришишни көңүлдикидәк өткүзүшкә күч селиш өзини «қаратуруқлуқ» дегән һәрбир әзимәтниң виждани, жутқа болған муһәббитигә бағлиқ. Яхши кишилиримизни унтумаслиқ, уларни дайим яд әйләш, роһи алдида тазим қилиш – бүгүнки өсүватқан әвлатниң қәрзи вә пәрзи. Биз исимлирини атап, баш егип тазим қилған тәғдирдила атилар вә анилар роһи бизни йөләйду. Бу көз жумуп болмайдиған һәқиқәтни бүгүнки әвлат чүшәнгинимиз, билгинимиз, шуниңға бойсунғинимиз тоғримекин!? Әҗдатлирим, излири қалған, Жут өмлүги бәкму ярашқан. Таҗу-тәхтим бәхтим аталған, Қаратуруқ – улуқ җай билсәң. Мәрт-мәрданә жигит-қизлири, Дана униң мөтивәрлири. Тил тумарим, бәрикитим, Қаратуруқ – маканим... Бу нахша буниңдин топ-тоғра он жил илгири Қаратуруқ җәмийәтлик фондиниң уюштурушида йезидики «Варис» кафесида тонуштурулған. У дәсләп орунланғанда атақлиқ шаир, һели мәрһум Абдумеҗит Дөләтов: «Авут, әкә қолуңни. Әҗайип чиқипту. Туғулған жут һәққидә йезип қалдуруш һәрбиримизниң пәрзи», дегән еди. Нахшиниң музыкисини Қуддус Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур театриниң сазәндиси Пәрһат Палтаев йезип, уни дәсләп қетим Авут Саттаров намидики оттура мәктәпниң уйғурчә онинчи синипида оқуватқан туғма талант егиси Алимҗан Абдуллаевқа ейтқузған едуқ. Һазир бу жигит Уйғур театриниң йетәкчи нахшичиси. «Һәй, балам, йәнә бир қетим ейтип бәргинә, мениң дадам Гаһап моллам һәққидә сөзләр бар екән», дәп һели мәрһум Һашир ака Манапов залдин вақириса, «Алимҗан, айлинип кетәй, оғлум, мениң мәрипәтчи бовам Ғазиһаҗим һәққидиму сөзләр бар екән», дәп Нурназук Разиеваму кафе сәһнисиниң алдиға келип, илтимас қилип турувалғинини көрүведим. Атап кетидиған йери, Һашир акиниң оғли Айдин бовиси Гаһап моллиниң йолини давам қилдиму, бүгүнки күнлүктә Қаратуруқ мечитиниң имами болса, Ғазиһаҗимниң нәвриси, Қазақстан ССРниң хизмәт көрсәткән муәллими Қасим Разиевниң қизи Нурназук бова, ата йолини давам қилип қириқ жилға йеқин муәллим болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан. Ғазиһаҗимниң йәнә бир оғли Турсун Разиевму өткән әсирниң оттузинчи жиллири Челәк наһийәсиниң мәктәплиридә муәллимлик, мудирлиқ қилип, билән кейин наһийәлик маарип бөлүмини башқурған. Сопи Зәрватов мәктивидә биллә оқуған Гүлвәзир билән аилә қуруп, үч қиз бир оғул тапиду. Гүлвәзирму муәллим болуп, у 1932-жили Зәйнәп Җаппарова, Рози Әмәтов билән Ленинградтики Шәриқ хәлиқлири институтини тамамлиған. Қизлиридин Гүлвира Разиева Қазақстанниң хәлиқ артисти дәриҗисигә көтирилди. Ғазиһаҗимниң қизлири Һенипәм билән Хеличәмму маарип саһасини таллавелип, өмриниң ахириғичә устазлиқ қилди. Хеличәмдин болған Азат Разиев билән келини, әмгәк илғари, стахановчи Маһинур Босақовадин туғулған балилириниң төрти – Алик, Гүлбадәм, Ширин, Баһадир устазлиқ кәспини таллиған. Нахшида: «Лутпуллиниң роһи өчмигән, Гаһап, Полат имани аян» дегән қурларму бар. Вәтәнпәрвәр шаир Лутпулла Мутәллипниң 1922-жили Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида дунияға кәлгәнлиги ениқ. 1945-жили ХХҖда гоминданчилар тәрипидин һайванларчә қәтл қилинған. Пешқәдәм мәрипәтчи Мәһәммәт Мәхсүтовниң ейтип беришичә, Мутәллип бовай қайтиш болуп, у Жуқарқи Қаратуруқниң тағ бағриға йәрләнгәндин кейин, вақит өтүп, 1922-жили униң оғли Һезимахун аилиси билән Ғулҗидики туққанлирини йоқлап келиш нийитидә йолға атлиниду. Бу Лутпуллиниң ана қосиғида ятқининиң йәттинчи айлири екән. Улар Чоң Ақсуға берип, һәдисиниң өйигә қоналғуға чүшкән вақтида жирақ йол азави тәсир қилдиму, тәсадипи толғақ келип, Лутпулла дунияға келиду. Кейин бираз вақиттин кейин улар бовақ билән Ғулҗиға өткән. Лутпулла Мутәллипниң кейинки шаирлиқ паалийити Вәтән диярида давамлашқини һәммигә мәлум. «Өзәңлар ойлап көрүңлар, Лутпулла бизниң Қаратуруқта төрилип, Чоң Ақсуда туғулиду. Шу чағда у бизниң жутлуқ болмай, қәйәрниң болуши мүмкин» дәп Мәһәммәт ака бу өмүрдин талишип өтүп кәтти. Растини ейтиш керәк, даңлиқ кишиләр һәммимизгә керәкқу. Әнди Лутпуллидәк әзимәт билән һәрбир уйғур пәрзәнди һәқлиқ йосунда пәхирлиниду! Полат мәзин дегән киши Қаратуруқта ишләмчанлиғи билән стахановчи аталған Сонур Баратовниң дадиси. «Полат мәзинниң дадиси Барат қарим қираәт қилған вақитта асмандин ақ ташлар чүшидиған», дегән сөз бар чоңлар арисида. Полат мәзинму Қуръан сүрилирини толуғи билән билидиған, әҗайип бабаға йәткүзүп оқуйдиған инсанлардин болған дейишиду. Һазир бу «Улуқ җай» нахшиси тарихқа йезилип қалди десәмму болиду. Уни дәсләп орунлиған жигитимизниң хизмити Алмутида болғачқа, репертуари заманивий нахшилар билән толуп, жут һәққидики нахша иккинчи планда қалди. Бирақ күнләрниң бир күни бу нахшиниң қайтидин яңрайдиғанлиғиға ишинимән. Қаратуруқ жутиниң бәрпа болуши һәққидә һәрхил мәнбәләрдә һәрхил йезилған. Шуңлашқиму аңлиғанларни, китап, гезитларға йезилғанларни, Интернет торидин елинғанларни җәмләп, гезитханға чүшинишлик болуш үчүн бирдә бираз кейингә чекинишкә, бирдә алға илгириләп кетишкә тоғра келиду. 1881-жили бир түркүм уйғурлар ана-Вәтинимиздин айрилип, тағ яқилап келип, һазирқи «Тавсүгүр» йезисиниң шәрқидики җилғиға орунлишипту. Җилғиниң әтрапи егиз қариғайлиқ болуп, униң оттурисида Алитағниң музлиридин ерип чүшиватқан тағ сүйи әлвәк ақаттекән. Әйнә шу суни һаят мәнбәси дегәнләр униңға “Уйғур өстиңи” дәп нам қоюпту. Өстәңниң давами Қорам өстиңигә улишидекәндә, төвәнләп, Лавардики Лаварсаз көлигә толуп (биз кичик вақтимизда у көлгә белиқ тутуш үчүн бараттуқ, һазир бу көл тинип кәтти), униңдин тешип йәнила төвәнләп, ахири Қарису өстиңи арқилиқ Или сулириға қошулуп кетидекән. Төвәндики Қарису өстиңи һазирму бар. Амма тарийип, ериқ шәклигә келип қалған. Язниң күни пушқақни түрүпла ериққа чүшүп, су астидики латқиға қолуңни тиқип маңсаң, қара патқаққа йошурунған карась белиғини һазирму қол биләнла тутушқа болиду. Мана мошу Лаварниң әтрапида 1873-жили қаттиқ йәр тәврәш ақивитидә йәр асти сулири көтирилип, сазлиққа айлиниду. Кейин су кетип, шорлуқ һасил болған екән. Адәм үчүн төзүмсиз, һечнәрсә өсмәйдиған бу җайни рус падишалиғи сүргүн қилиш мәйданчисиға айландурған. Ундақ дейиштики сәвәп, 1888-жили пәйда болған бу шорлуқ мәлидә тарихий Вәтәндин чиққан уйғурлардин сирт Орел губерниясидин йәр авдурулған руслар (Ожерельевлар аилиси), кеңәш дәвридә Краснодар өлкисидин Қорам йезисиға паланғанлар, Жирақ Шәриқтин йәр авдурулған корейлар, шундақла украин, греклар (Аксакалиди, Папандопулолар) турған. Улар йәрниң шорлуғиға қаримай, бу йәрдә питомник бәрпа қилип, дунияниң барлиқ йәрлиридә өсидиған дәрәқ, өсүмлүкләрни, тоху, өдәк-ғаз өстүрүшниң тәҗрибә станциясигә айландурған. Йәр авдурулғанлар аллиқачан өз вәтинигә кетип қалди. Һазир бу йәрдә жуқарқи Қаратуруқтин чүшкән уйғурлар вә Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин тарихий вәтинигә қайтқан қазақ қериндашлар билән бирликтә 400гә йеқин аилә туруватиду һәм у Қаратуруқ йеза округиға қарайду. 1881-жили көчкән уйғурлар тағ бағриға, сайниң ғәрип тәрипигә топлишип, мәлә қуриду. Жуқури тәрипигә Әңгә, Насир, Һәсән башчилиғида кәлгән 110 түтүн чапчаллиқлар, төвинигә Реһимқул қази башчилиғидики атмишқа йеқин түтүндин ибарәт тоққузтаралиқлар орунлишипту. Тоққузтара ШУАРниң Или-Қазақ автоном облусиға қарашлиқ йеза болуп, униң уйғурчә, қазақчә, моңғулчә мәниси «тоққуз өстәң» дегәнни билдүридекән. Чапчаллиқларму шу округқа қарашлиқ болғачқа, улар бир-биридин нери кетишмигән һәм мәлини “Тоққузтара” вә “Чапчал” дәп атиған. 1883-жили уларниң қатариға Чоң Ақсудин су чиқидиған терилғулуқ йәр йетишмәй көчүп кәткән кичикбуғралиқлардин сәксәнгә йеқин түтүн келип қошулиду. Уларни Мутәллип ахун (Лутпулла Мутәллипниң бовиси) вә Мәмәттохти йүзбеги башлап кәлгән. Ақсудин кәлгәнләр сайниң иккинчи тәрипидики қамқақ басқан боз йәргә гәмә колап орунлишиду. У йәрни дәсләптә “Қамқақ мәлиси” дегән болса, кейин бираз тарихтин учури бар Мутәллип ахунумниң тәкливи билән үч мәлини қошуп “Қаратуруқ” дәп аташ тәкливини бәргән. “Қаратуруқ” нами икки сөздин ибарәт болуп, қара – улуқ, муқәддәс, алп мәнасини билдүрсә, туруқ – турақ, җай мәнасини, бириктүрүп ейтқанда улуқ, муқәддәс җай дегән тохтамға келишкән. Ундақ дейишкә Қарахан дәвригә мунасивәтлик қара сөзиниң – улуқ, муқәддәс, алп хан дегини сәвәпкар болған. Бу мәлумат Турғун Алмасниң «Уйғурлар» китавида берилгән. Мошу йәрдә мени «кичикбуғралиқлар» сөзи қизиқтурған еди. Йәнә он жил илгири, Қаратуруқтики бир учришиштин кейин һели мәрһум, милләтпәрвәр шаир Савут ака Абдурахманов билән сөһбәтлишип қалдим. У киши: «ШУАРниң Ақсу округиниң мәркизи Ақсу – Тарим бассейниниң шималий-ғәрбий қисмиға, шундақла Тияншан тағлириниң җәнубий қирлириға орунлашқан. Ақсу вә Музарт дәриялири Тияншанниң егиз чоққилиридики музлардин ерип чүшүватқан су арқилиқ пәйда болуп, айиғи Таримға қошулуп кетиду. Өзәмғу көрмидим, амма шу тағниң бағрида бир йеза болуп, у йәрдә чоң вә кичикбуғралиқлар яшайдиғанлиғи һәққидә аңлиғиним бар. Чоңбуғралиқлар илим билән шуғулланса, кичикбуғралиқлар мәрипәтчиләр болған. Шу чағларда: Чоң Буғра, кичик Буғра, Маңған йоллириң тоғра, Илим-пәнни туғ тутуп, Башла бизни чоң йолға, – дегән нахшиларму ейтилидиған» девиди. Қаратуруқтин мәрипәтчиләр Ғазиһаҗим Разиев, Қасим Разиев, Рози Әмәтов, Ибдимин Насиров, Авут Саттаров, Һенипахун Баратов, Абдуллам Имиров, Имир Абдуллаев, Турсун Разиев, Мәтғази Йүсүпов, Шерипидин Манапов, Аруп Мәмәтәлиев, Мәһәммәт Мәхсүтов, Тохтахун Нәзәров, Абдурешит Турдиев, Казим Исмайилов, Қасим Исмайилов, Лохмән Надиров, Әркин Идрисов, Шеривахун Баратов, Қәһриман Әмәтов, Айшәм, Санийәм вә Асийәм Йүсүповалар, Дилбәр Зулиярова, Нурбүви Азнибақиева, Нурбүви Исрайилова, Зенәт Бақиева, Исмайил Абдурахманов кәби муәллимләр чиқти, демәк, булар кичикбуғралиқлар. Бу мениң тәхминим. Уларниң ичидики Ғазиһаҗим Разиев 1900-жили өзидә Қаратуруқта тәрәққийпәрвәрләр мәктивини уюштурғанларниң бири. Униңда диний сават билән биллә пәнний дәрисләр – җуғрапия, һесап, сават ечиш пәнлири болған. У шу заманниң доқ-попузилириға бәрдашлиқ берип, маарип үчүн күрәшкән. Униң һаяти наһайити еғирчилиқта өтиду. Шуниңға қаримай, саватини ечишқа тиришиду. Нәсирдин дегән татар кишигә шагиртлиққа берип, машиничилиқ һүнирини егиләйду. Кейин бу кәспини оғли Қасимға үгитиду. Нәсирдин уста Қазан шәһиридә чиқидиған гезитларни яздурувалғачқа, Ғазиһаҗимму аста-аста саватини ечип, уларни бемалал оқуш дәриҗисигә йетиду. 1910-жили Челәк йезисида көпчилик пайдилиналайдиған китапхана ачиду. 1912-жили тәрәққийпәрвәрләр мәктиви иккигә бөлүнүп, бири Шавдунбайниң, иккинчиси Мәсимбайниң қорасиға орунлишиду. Ленин партиясиниң шу чағдики сабиқ вәкиллири Әхмәтҗан Чимболатов, Яқуп Исиев, Мәрүп Мәсүтов, Яқуп Дуганов, Молла Турған, Сидиқ Босақов, Баһам Арзиев, Һарулла Кәримов, Абдулла Иминов, Иврайим Разиев, Исмайил Тайиров, Абдулһәй Муһәммәдий, Абдумеҗит Исқақов, Қасим Разиев, Рози Әмәтов тәрәққийпәрвәрләр мәктивиниң ядроси болуп, Ғазиһаҗи Разиевтин билим елип, Челәк наһийәсиниң мәктәплиридә муәллимлик паалийитини давам қилиду. Униң дөләт әрбаплири Исмайил Тайиров, Абдулһәй Муһәммәдий билән Яқуп Исиевқа көрсәткән атидарлиқ ғәмхорлуғи алаһидә. Исмайил Тайиров Ғазиһаҗимниң тәрәққийпәрвәрләр мәктивидә сават ечип, 1917-жили Ғулҗидики татар мәктивини тамамлап кәлгәндин кейин, устази Ғазиһаҗим Разиев билән Челәк йезисида төрт жиллиқ үч мәктәп ачиду. Яқуп Исиев болса, устази охшаш Қарайота, Сөгити, Маливай, Челәк йезилирида ечилған мәктәпләргә муәллимлик қилиш билән партиявий рәһбәрлик ишлириға, Алмута вилайәтлик партия комитетиниң иккинчи кативи дәриҗисигичә көтирилиду. Йәнә бир қошумчә қилидиған нәрсә, 1962-жили тарихий Вәтинимиздин йәнә бир түркүм қериндашлиримиз чиқип, Қаратуруқ жутиға келип қошулди. Улар асасән Ғулҗа шәһириниң әтрапидики қериндашлирини кинәп чиққан дөңмәлиликләрдур. Бүгүнки Ғулҗа йолидики, йәни Россия билән Хитайни бағлаштуруп турған Ипәк йоли бойидики Қаратуруқ йезисиниң бүгүнки мәркизи һәққидә гәп қозғиғанда һазирқи «Достлуқ» яки болмиса, «Үчинчи» дәп нам алған мәлини, шундақла Лавар йезисини айрип қараш мүмкин әмәс. Чүнки һәр иккила мәлиниң пешанигә язған тәғдири охшаш, адәмлириму бир мәхсәттә – әвлат келәчиги, паравәнчилиги үчүн мүрә тиришип, биллә күрәш елип барғанлар. Ипәк йоли бойидики Челәк билән Маловодное (һазирқи Бәйдибек би) йезилириниң арилиғида илгири үчла дәң болған дейишиду. Улар шәриқ тәрәптин һесаплиғанда Иминниң, оттурида Һәмраниң, ғәриптә Әһәтниң дәңлири дәп аталған екән. Оттурилиқни йолувчилар бәзидә «бекәт» дәпму атиған. Бу аталғу та мошу күнгичә бар. Һәм бу сөз ишлитилгәндә Қаратуруқниң кона – бүгүнки Ачисай мәлиси билән қошулған орни көз алдиңға келиду. Чүнки турғунлар дәсләп Жуқарқи Қаратуруқтин төвәнгә чүшкән вақитта мана мошу арилиққа орунлашқан. Униң дәлили, һазир моҗут чоң таш йолниң төвинидики кона тупрақлиқ. Бир ейтип кетидиған нәрсә, 1918-жилқи “Ату” вақиәсидә бу бекәттә қаратуруқлуқлар турмиған, әксичә, ондин ошуқ аилә баяндайлиқлар болған дейишиду. «Қизилларниң тәқивигә учриған улар қечип, қайтип у йәргә из басмиған» дегән тәхминму бар. Язғучи Мәшүр Розиевниң хатирисигә асаслансақ, 1918-жили ақсулуқларни мәлиниң жуқуриға орунлашқан Әмәт Мәмәттохти йүз беги оғлиниң қой қорасиға 300гә йеқин кишини «жиғин өткүзимиз» дәп топлап, бари-йоқи сәккиз қураллиқ әскәр оқ атқан. Қечип қутулған кичик балилардин сирт, чоңлардин Тайир Мурадилов, Хәрдин Манапов, Мәмәтрози Мәтниязов, Мәрүвахун Җәрупов аман қалған. Һазир уларниң әвлади Қаратуруқ йезисида бар. Мошу вақиәдин кейин онлиған қаратуруқлуқлар пидаийлар қатариға йезилип, Әйса Һошуров, Велахун Рәхимов, Илишир Мурадилов, Турған Бақиев, Һашир Розиев, Шавдун Баратов, Сәдвақас Гүлмәтов Мағази Масанчиниң туңган полкида хизмәт қилиду. Бир қизиқ йери, Әйса Һошуров униңдин кейин фин вә Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан. 1918-жилниң ахирилирида Рәхмитулла Исқақовниң уюштурушида Қаратуруқта кәмбәғәл-батракларниң дәсләпки инқилавий комитети қурулиду. Униңға Сраждин Җәмиев, Манап Йәһияров, Җамалдин Һасанов, Һашир Розиев, Мәсим Семәтов кириду. 1919-жилниң язлиғи Қаратуруққа Абдулла Розибақиев йолбашчилиғидики вәкилләр келип, мәлиниң әһвалини билгәч, Ленин партиясиниң ячейкисини қуруш мәсилисини көтириду. Жиғиндин кейин әлликтин ошуқ адәм, җүмлидин Мирәмтуллам Исқақов, Хеләм Турдиев, Җамалдин Һасанов, Һашир Розиев, Турсун Мәмәтәлиев, Сраждин Җәмиев, Мубарәк Имирбақиев, Мәсим Семәтов, Һосман Исламбақиев, Манап Йәһияров әзалиққа йезилиду. Рәхмитулла Исқақов катиплиққа сайлиниду. Яшлардин Мәшүр Розиев, Абдумеҗит Исқақов, Қасим Разиев, Турсун Разиев, Һәмраҗан Исламбақиев, Мухтәр Әзизов, Сәдвақас Гүлмәтов комсомол ячейкисини қуруп, униң кативи болуп Абдумеҗит Исқақов сайлиниду. Мақалимизниң давамида аталған бовилиримизниң фамилиялиридин атилириниң исмини айривалидиған болсақ, Исқақ, Турди, Һасан, Һәсән, Мәмәттохти, Мутәллип, Барат, Манап, Рози, Мәмәтәли, Җәми, Имирбақи, Исламбақи, Рази, Семәт, Әһәт, Реһимқул, Самсақ, Абдул, Саттар, Шәмшидин, Мурадил, Әршидин, Мәмәтйүсүп, Һашим, Һәмра қатарлиқ исимларни учритимиз. Лекин улар һәққидә язмилар камдин-кам. Пәқәт йеза турғунлири арисида йәттә атисини издигән һаләттә, уларниң исимлири жирақ өтмүштин кечидики парлақ юлтуз кәби пәйда болиду. Бүгүнки мәлигә келип орунлашқан бизниң биринчи әвладимизниң балилири мошулар дегән ойни туғдуриду. Пәйти кәлгәндә бизгә мәлум Рәхмитулла Исқақов һәққидә хатиримизни давамлаштуриветәйли. Бу киши 1921-жилдин 1930-жилғичә партия тапшуруғи билән артельларни қуруш үчүн күришиду. 1934-жили «Социалды» (һазирқи Талғир наһийәсиниң Туздыбастав йезиси) рәис болуп сайлинип, 1935-жили пүткүлиттипақлиқ ақсақал М.И. Калининниң қолидин әбәдий пайдилинишқа берилгән АКТни елишқа муйәссәр болиду. Көплигән медаль, орденлар билән тәғдирлиниду. Униң оғуллири Һезим, Абдурешит, Савут, Авут, Ваһит Исқақовлар Улуқ Вәтән уруши вә кейинки жиллири пидакаранә әмгиги билән дунияға тонулди. Савут Исқақов уйғурлар ичидә биринчи учқуч аталди. Тарих пәнлириниң намзити Гегель Исқақов әйнә шу әвлатниң вәкили, униң билән һаят вақтида арилишиведуқ, уларниң бүгүнки сулалисидин алақимиз үзүлүп қалди. Йәнә бир қаратуруқлуқ – Турсун Мәмәтәлиев һәққидә немә билимиз? Турсун ака қазақ вә башқа милләт вәкиллири билән бирликтә йеңидин қурулған Қизил Армияни озуқ-түлүк, җүмлидин гөш билән тәминләш вәзиписини өз һөддисигә елип, булҗутмай орунлиған екән. Нәтиҗидә униң әмгиги жуқури баһалинип, партия әрбаби, язғучи Дмитрий Фурмановниң өзи алдиға келип, милтиқ һәдийә қилған. 1883-жили Қаратуруқта кәмбәғәл-дехан аилисидә туғулған Җамалдин Һасанов 1919-жили партия қатариға елинип, 1973-жилғичә шу сәптә болиду. Челәктин Алмутиғичә болған иш орунлириниң һәммисидә өзиниң садиқлиғини көрситип, ахири персонал пенсионер атилиду. Ака-ука Һашир, Мәшүр, Сулайман Розиевларниңму әмгиги бебаһа. Һашир бовай колхоз қурулушиниң асасини селип, колхоз рәиси, бригадирлиқ хизмәтләрдә болуп пүткүлиттипақлиқ әһмийәткә егә персонал пенсионер сүпитидә дәм елишқа, Марис билән қизи Майбирәмму муәллим болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан. Униң оғли Һосмандан таралған балилар, җүмлидин чоңи Абдуллин Һаширов йеза тәрәққиятиға үлүш қошуп, бовиси охшаш егиликни башқуруп, һөрмәтлик дәм елишта. Йәнә бир оғли, Улуқ Вәтән урушиниң ветерани, устаз Турсун Розиевтин болған Фатима, Хатәм, Мурат, Марат исимлиқ балилириму муәллимликни таллиған. Язғучи Мәшүр Розиевни билмәйдиғанлар камдин-кам. У җәмийәт әрбаби болуп йетилди. Сулайман Розиевниң һаяти Өзбәкстан диярида өтүп, көп жиллар партия вә кеңәш органлирида хизмәт қилди. Партияниң 1927-жилқи XV қурултийи әлни коллективлашурушқа, ушшақ шәхсий егиликләрни бирләштүрүшкә чақирған вақитта қаратуруқлуқлар чәттә қалмай, 1929-жили қишта дәсләпки артельни қуруш тәшәббуси билән мәйданға чиқиду. Рәхмитулла Исқақов, Мурамтулла Исқақов, Турсун Мәмәталиев, Һашир, Мәшүр вә Сулайман Розиевлар, Еләм Турдиев, Мәсим Семәтов, Турдахун Үсәнов, Тохтахун Семәтов, Савут Тохтиев, Сәдвақас Гүлмәтов, Розахун Баратов, Имрәмзи Манапов, униң оғуллири Низамдун, Әршидин, Хәйирдин Манапов, Әршидин Саттаров, Турған Бақиев, Баймурат Сатылғанов, Машик Досымбаев, Әхмәт Семәтов, Тохтиғоҗа Мәхсүтов, Шәмшидин Хушнамәтов, Марәк Имирбақиев, Сраждин Җәмиев, Манап Йәһияров қатнашқан партия ячейкисиниң жиғинида кичикбуғралиқлар (ақсулуқлар) мәлисидә «Йеңи дехан» артели қурулуп, униң рәислигигә мениң бовам Мәсим Семәтов сайлиниду. Чапчалда «Батрақ» (рәиси Шәмшидин Хушнамәтов), «Бирлик» (рәиси Марәк Имирбақиев), «Қизил Шәриқ» (рәиси Сраждин Җәмиев), Тоққузтарада «Қизил Туғ» (рәиси Манап Йәһияров) артельлири қурулуп, рәислири сайлиниду. Аридин бир жил өткәндин кейин Чапчал, Тоққузтара, Кичик Буғра бирикип, «Йеңи дехан» колхозини қуриду. Һәрким өзлириниң қолида бар ат-улақ, соқа, ашлиқни оттуриға ташлап, қорай басқан боз йәрләрни бирикип өзләштүрүшкә башлайду (Ата-бовимизниң мошу тәҗрибиси бүгүнки күнлүктә һавадәк һаҗәт болуватамдекин?). Ақсулуқлар “биринчи бригада”, тоққузтаралиқлар “иккинчи бригада”, чапчаллиқлар “үчинчи бригада” дәп атилиду. Йеңи егиликкә Әршидин Саттаров рәис болуп сайлиниду. Бу киши уруш жиллири мәйданға атлинип, қайтип кәлмәйду. Оттузинчи жиллири йеза егилигини механикилаштуруш ишлири қолға елинғанда, Челәк наһийәсиниң Қорам йезисидики МТСқа тракторист-шоферларни тәйярлаш курслириға адәмләр әвәтилиду. Һашим Исмайилов, Мәсим Разиев, Реҗәп Баратов, Үсүп Зәйналов, Абдукерим Җәлилов, Авакри Тохтиев, Дана Қурванқулов, Әмирқан Керимқулов, Қусайин Алдабергенов курсни тамамлап, йезида әмгәк қилиду. Йеза аяллириму әрләрдин қалмайду. Патәм Манапова, Тохтихан Исламбақиева, Гүлрезәм Зерәкова, Һашихан Семәтова, Зәйнәп Насирова, Шәрхан Семәтова, Мәрийәм Зикириярова охшаш йеза активистлириниң қатаридин орун алиду. Қаратуруқ мәлисиниң жуқуридин төвәнгә чүшүши 1933 – 1937-жилларға тоғра келиду. Гайи мәнбәләрдә буниңға Ипәк йолиниң тәрәққий етиши сәвәп болған дейишиду. Бәлким тоғриду, чүнки у һаятқа маслишиду. Сода-сетиқ ишлири бар йәрдә һаят бар әмәсму! Иккинчи тәрәптин, колхоз қурулушиниң иштик сүръәтләр билән тәрәққий етиши дәвәт қилған. «Йеңи дехан» колхози қурулуп, уни һәрхил жилларда Һашир Розиев, Һашим Исмайилов, Рози Һошуров, Исмайил Йүсүпов, Абдулла Тайиров, Үсүп Исқақов, Исмайил Тохсунов, Һаким Қурбанов, Ярмәһәмәт Зикирияров башқурған. 1930 – 1940-жиллири терилғу мәйдани кәңийип, улар Ғулҗа йолиниң әтрапидики 700 гектарғичә болған тиң йәрни өзләштүриду. Авут МӘСИМОВ, язғучи. (Давами бар). Жуқарқи Қаратуруқ билән Ипәк йоли арилиғида қол күчи билән канал қезип, уни Лаварсаз, Қорам өстиңигә қошуп, сүйини Бекәткә, чоң йолниң төвинидики терилғулуқ етизлиқлириға апирип, айиғини Қарису билән Или дәриясиға қошиду. Әйнә шу мәлә ичидики өстәңләрниң бири Үчинчидин, иккинчиси Һашир Розиевларниң, үчинчиси Һашим Исмайиловларниң һойлиси алдидин өтидиған. Бүгүнки күнлүктә бу үч өстәң тинип, ериқ қелипиға кирип қалди. Аңлишимчә, бийил һөкүмәт тәрәптин бираз ахча бөлүнүпту. Демәк, келәчәктә у өстәңләрниң орниға нормал кәңликтики лоток қоюлуп, су йәнила төвәндики терулғулуқларға әлвәк ақидиған охшайду. Жуқарқи Қаратуруқ мәлиси терилғулуқ мәйданлиридин 7 – 10 километр жуқурида, тағ бағрида қалғачқа, ашлиқни у яққа тошуш қийинға чүшиду. Ақивәттә деханлар Ипәк йоли бойидики үч дәңниң әтрапиға келип, орунлишишқа башлайду. «Йеңи дехан» колхозиниң 1-2-бригадилирини тәшкил қилған ақсулуқлар билән тоққузтаралиқлар Һәмра, Әһәт деңиниң әтрапиға (Бекәткә), 3-бригадини тәшкил қилған чапчаллиқлар шәриқтики Иминниң деңигә (Һазирқи «Достлуқ» мәлиси) әтрапиға олишип, җай селип, мәлә қуриду. Бекәтни «Иккинчи май», Үчинчини «Үчинчи май», Ачисайни «Биринчи май» дегән сөзләр билән йеңичә ипадиләп, төвәнки, Ипәк йоли бойидики бүгүнки Қаратуруқ мәлисиниң һулини қуриду. Деханлиқ Исмайил Тохсунов рәис болған жиллири мәлиниң әтрапи, ичигә мевилик дәл-дәрәқләр тикилип, йешилзарлиққа айландурулиду. Йеңи, қол күчи билән қезилған өстәңниң төвинигә икки гектарлиқ алмилиқ бағ бәрпа қилиду. Уни Насир бовай билән Селимхан момай күзитиду. Әпсус, у бағлар конирап, орнида һазир Қаратуруқниң келәчиги болған яш аилиләр яшимақта. Абдулла Тайиров рәислик қилған жиллири колхоз ашлиғиниң һесавиға Қаракемирдин үч еғизлиқ яғач өй сетивелинип, йезидики һазирқи Авут Саттаровқа орнитилған һәйкәлниң йениға башланғуч мәктәп селиниду. Мундақ башланғуч мәктәп Үчинчигиму селиниду. Әнди Үчинчи билән Бекәт балилириға тәң ортақ болуш үчүн он жиллиқ оттура мәктәпни икки мәлиниң оттурисиға салиду. Уни биз шу заманларда – атмишинчи, йәтмишинчи жиллири – «Үч батур» дәп атишаттуқ. Һәм оттура мәктәпни шу арилиқта тамамлидуқ. Авут Саттаров намидики 960 орунлуқ йеңи мәктәп болса, совхоз дәвридә селинған. Униңда жут балилири үч тилда – қазақ, рус, уйғур тиллирида билим алмақта. Бир әпсуслинидиған йери, вақит өткәнсири уйғур синиплириниң сани кәскин қисқирап, бир синипқа он балини аран жиғидиған дәриҗигә келип қалдуқ. Нәтиҗидә уйғур миллитигә мунасивәтлик гайи бир әҗайип хасийәтлик хисләтләр йоқаш ховупи алдида турмақта. Мәлидә йәнә 300 орунлуқ мәктәп-интернатму моҗут еди. У йәрдә наһийә әмгәкчилириниң, асасән, мал қишлақлирида жүргән чопанларниң, аиләвий шараити начар аилиләрниң балилири туруп, билим алатти. Яғачтин селинған башланғуч мәктәп бузулуп, униң жуқурисиға 600 орунлуқ Мәдәнийәт өйи селинғанда (һазир у «Варис» кафеси), йеза турғунлириниң хошаллиғида чәк болмиди. Униң әтрапини заманивий тут дәриғи билән безәп, паркқа айландурушта тәҗрибилик агроном, Челәк наһийәси бойичә йеза егилиги ишлириниң академиги Варис Абдуллаев билән мәлидә «бизниң Мичурин» дәп нам алған Аруп Мәмәтәлиевниң әмгиги зор еди. Варис Абдуллаевниң тәшәббуси билән бүгүнки Қаратуруқ йезисиниң ичигә вә севооборотқа мевилик һәм мәнзирилик дәрәқләр олтарғузулди. Иккиси паркниң қақ оттурисиға үзүм тикип, бараңлиқ бәрпа қилди. Көчәтни болса һәрбир йеза турғуни бағлиридин елип кәлди, йәтмигинини сетивалди. Қисқа вақитниң ичидә астиға парникниң қара тописи төкүлгән үзүм көкирип, мевә берип, язичә өткән-кәчкәнләрниң, қери билән яшларниң мәдәнийәтлик дәм елиш орниға айланди. Уларниң, пәқәт уларниңла әмәс, мошу мақалида исми атилип, аталмай қалғанлири һәққидиму дастан, китап язса әрзийду. Бу қийинчилиқ жиллири Әңгә Намәтов, Исқақ Исқақов, Абдусаттар Исқақов, Әһәтбақи Семәтов, Самсақ Саттаров, Мәшик Досымбаев, Розахун Баратов, Һашим вә Һосман Исламбақиевлар, Абдуҗелил Баратов, Тохтахун Семәтов, Һасан вә Һүсән Саттаровлар, Хәйридин Манапов, Низамдун Манапов, Һашир Розиев, Исқақсопи Пәрһатов, Тохтахун, Тайир, Бәшир, Илишир Мурадилов, Савут Тохтиев, Әйса Һошуров, Маһмут Самиев, Хәйрулла Розиев, Насир Султанов, Сәдвақас Гүлмәтов, Иләквәр Розибақиев, Өмәр Ниязов, Қәмирдин Илиев, Веләм Ғәниев, Маматай Сәрсенбаев, Баймурәли Спатылғазиев, аяллардин Селимхан Һошурова, Мәрийәм Зикирьярова, Нурлан Сейирманова, Турахан Семәтова, Зиванәм Сәйпуллаева, Турсунхан Җанаева, Мирәмзахан Семәтова, Тохтихан Исламбақиева, Һашихан Семәтова, Асихан Семәтова, Зивансахан Саттарова, Бүвиһаҗирәм Олбариева, Җансахан Җанбақиева, Патәм Манапова, Һурлихан Тохтиева қатарлиқ инсанлар – Қаратуруқ жутиниң тарихи, бүгүни вә әтиси. Уларниң унтулған исимлирини тикләш – бүгүнки нәврә, әврә, чәврилириниң қәрзи һәм пәрзи. Улуқ Вәтән уруши башлинип, аяқлашқичә әйнә мошу жуқуридики йеши, қерилиқ йәткән кишиләр йезиниң җапасини тартип, әвладиниң аман қелишини тиләп яшиди. Уларниң исмини унтушқа һәққимиз йоқ, қилған ишлирини көрмәслик – хиянәт. Улар бәрпа қилғанни сақлап қелиш – бизниң пәрзәнтлик борчимиздур. Урушқа Қаратуруқтин 240 адәм қатнишип, гайилирила, мәйдилирини орден, медальлар қаплиған ака-ука Савут, Һезим Исқақов, разведчик Авут Саттаров, учқуч Рустәм Саттаров, радист Қурван Җанбақиев, Әбәйдуллам, Исидуллам вә Авакри Семәтовлар, Зәйнавдун Баратов, Мөһидин Иминов, Исрапул Гивуллаев, Хәйруллам Һәмраев, Өмәр Дәргушев, Үсәнбәк Давутқулов, Давут Тоқамов, Сағындық Есжанов, Жамал Жүнисов, Ярмуһәмәт Зикрияров, Һашим вә Һашир Манаповлар, Абдул Ахмоллаев, Хәрдин Манапов, Пәйзулла Турсунов, Абдукерим Җелилов, Қурван вә Бәра Сәлимовлар, Әзим Рәһимов, Һемит вә Лохмән Надировлар, Виктор Никитин, Мария Никитина, Абдулла, Һашир, Азат, Исмайил, Һосман вә Шерип Розиевлар, Қияс Ниязов, Турсун Йүсүпов, Мәһәмәт Самсақов, Абдуразақ Савутов, Нуруллам Сейитов, Хәйруллам Розиев, Тудәк Анайәтов, Закир Намәтов, Мөмүн Тайиров, Насир Талипов, Абылда Тутыбаев, Абдуқадир Савутов, Оразали Тлеужанов, Давут, Турсун вә Мәтрози Йүсүповлар, Қасим Исламбақиев, Исрапул Саматов, артиллерист Турсун Рузиев аман қайтти. Турсун Мыңбаев икки қолидин айрилип кәлсиму, совхозда бухгалтер болуп, өмриниң ахириғичә ишлиди. Мөрдүн Азнибақиевқа операция қилиш хәтәрлик болғачқа, у жүригиниң йенида икки оқни сақлап жүрүп, чарәк әсир колхозниң оқитини қилди. Ахир, қан түкирип жүрүп, вапат болди. Мошуниң өзи қәһриманлиқ әмәсму!? Ақберген Атағуловму оң қолидин яридар болғини билән иккинчи сол қолини билигидин көтирип, тахтиға җүмлиләрни язғинида, хетиниң чирайлиқлиғиға һәйран қалаттуқ. Мәтғази муәллимни һәммимиз «Сталин» дәттуқ. Һәқиқәтәнму униң мүҗәзиму, чирайиму, һәрикәтлириму «хәлиқ атисиға» бәкму охшап кетәтти. 1943-жили Сталинград шәһиридики вәйранчилиқни әслигә кәлтүрүшкә қазақстанлиқ 88 комсомол қизниң қатарида 16 яшлиқ Гүлшәм Исрайиловаму болди. Арқа сәптә қалған Маһмут Зәйнавдинов, Реҗәп Баратов, Мәсим Разиев, Қанарбек Давутқулов, Турсун Тохтиев, Раһиләм Самсақова, Иминхан Җелилова, Мәрийәм Зикирьярова, Чимән Садирова, Иззәт Қадирова, Турахан Мәхпирова, Патәм Манапова, Шәрхан Семәтова, Турсунбүви Һәмраева, Тиллахан Тоқамова, Патәм Тохтиева нормилирини икки, үч һәссә ашуруп орунлайду. Мәйдандин қайтип кәлмигәнләр қатариға Бешир, Елишир, Савут, Шерип вә Турсун Мурадиловлар, Һаким вә Шакир Қурбановлар, Мухпул, Һетахун вә Зунун Қавашевлар, Иврайим Һәмраев, Абдурахман Исламбақиев, Шамҗан вә Ислам Әзизовлар, Исмайил Мәмәталиев, Қурван Бақиев, Рәхим вә Дана Зәйналовлар, Шерипидин вә Һебибуллам Манаповлар, Қабикен Асқанбаев, Кушан Алдабергенов, Зиявдун Аметов, Мөмүн Анайәтов, Тейип Садиев, Абдумеҗит вә Мамут Адиловлар, Исрайил Зәйнамов, Тамаша Асланов, Жанали Асылбеков, Турған Гайитов, Қурван Рәхманов, Өмәр вә Һезим Султановлар, Ахмолла Мәхсүтов, Әршидин Саттаров, Бокат Жанпеисов, Балапан вә Сапархан Жанаевлар, Идайәт, Ғази, Қурван Наманов, Сейсенбай Жанпеисов, Алипбек Жауншиев, Зунун Җелилов, Милаз Зандаров, Қасим вә Әхмәт Зулияровлар, Авут Исақов, Абдурешит Исқақов, Рустәм Илиясов, Үсәнбәк, Рәхмидин вә Барат Илиевлар, Һетахун Турсунов, Зордун Қәмирдинов, Мухаметжан Қараласов, Акехан Қоқымбаев, Акехан Көкембаев, Авут Семәтов, Өмәр Абдуллаев, Авут вә Закир Тоқамовлар, Абдурешит Исқақов, Исқақсопи Пәрһатов, Амирхан Керимқулов, Зунун Садиқов, Арипан Қаңқабаев, Мейиржан Көшеков, Аруп Мәрүпов, Исрайил вә Нурахун Розиевлар, Зайит, Авакри, Зунун, Зикрияр, Сулайман Тохтиев, Шавдун, Абдуҗелил, Зунун вә Шерип Баратовлар, Абдрим вә Иҗадун Илахуновлар, Хелил Ошамов, Турдахун Үсәнов, Абдумеҗит, Өмәр вә Әнвәр Сақиевлар, Яқуп Имирбақиев, Нәсирдин Җанбақиев, Дүйсенбай вә Изман Бертаевлар, Молдабек Маңғытаев, Давут Мусаев, Абдулла Мустафаев, Сулайман Ноғайбаев, Турсун Нахшамов, Литжан Нурбаков, Абитҗан вә Алин Өмәровлар, Асим Розиев, Аускен Сәдвақасов, Авут Самиев, Исрайил Самаров, Коғанбай Сембаев, Сразан Сирманов, Матан Хизиров, Махамет вә Хамдан Хуршидовлар, Иврайим, Насибулла вә Әбәйдуллам Һошуровлар, Керим Йәһияров, Қали Тутибаев, Алим Жауншиев, Исрайил Семәтов, Иврайим Қасимов, Олхәри Олбариев вә башқилар йезилди. Булар наһәқтин-наһәқ өлтүрүлгәнләр қатариға киргәнләр. Уларниңму исмини унтуш биз, келәчәк әвлатқа, кәчүргисиз әһвалдур. Уруштин кейин «Йеңи Дехан» колхози йәнила йеңи йәрләрни өзләштүрүшкә киришти. Хаман, фермилардики ишни механикилаштуруш үчүн элект энергияси керәк болди. 1949-жили егиликләр бирлишип, Лавар өстиңигә электр станциясини селиш қарар қилиниду. Бу иш МТСниң шу чағдики мудири Мөмүн Турғановқа жүклиниду. Қурулуш ишлири болса, МТСниң инженер-механиги Турсун Тохтиевқа тапшурулиду. Т.Тохтиев оттузинчи жиллири трактористлар курсини тамамлиғандин кейин тракторда ишләш билән биллә оқушини давам қилиду. 1935-жили Талдиқорғандики механикларни тәйярлаш училищесини тамамлайду. Ишләп жүрүп, кәшпиятчилиқ билән шуғуллиниду. Дәсләп қой чөмүлдүридиған орунларни механикилаштуриду. Кейин чөп басидиған, кәндир олтарғузидиған җәриянларниму механикилаштуруп, наһийә бойичә кәшпиятчи атилиду. Тракторниң «ичи-қарнини» чугуветип, қайтидин жиғишниму дәсләп Турсун Тохтиев тәҗрибидин өткүзиду. Униңдин тәрбийә алған Һаким Мәмәталиев, Аблетип Баратов кейин МТСта механик болуп ишләйду. Көпқирлиқ кәсип егиси Һашим Исмайилов, бригадир Зәйнуллам Абдуллин, Ярмуһәмәт Зикирьяров билән бирликтә Лаварда электр станциясиниң қурулушиға баштин-аяқ қатнишип, икки айниң ичидә пайдилинишқа бериду. Мундақ электр станцияси башқа егиликләрдә болмиған. Бу станциядин дәсләп столб орнитип, Қаратуруққа сим тартқан монтерлар жут жигитлири Андасбай Исмайилов билән Һәмра Имирбақиев болған. У заманларда өз йезисиниң электр станциясиниң болуши көплигән җәриянларни механикилаштурушқа елип кәлгән вә униңға зар болуватқан егиликләр наһийә бойичә көпләп санилатти. Электр тармиғи мәркәзләштүрүлүп, Ишиктә шәһиридин тартилғичә мәлә турғунлири Лаварсазниң электр йоруғидин пайдиланди. Униңға биз гувачи. 1952 – 1956-жиллири Қаратуруқтики «Йеңи Дехан» колхозиға Лавардики Калинин, Подсталин колхозлири қошулуп, Калинин намидики колхоз бәрпа болиду. Униңға яш коммунист Авут Саттаров рәис болуп тайинлиниду. Он жилдин кейин бу егиликкә Биринчи май (һазирқи Ачисай) қошулуп, Қаратуруқ тамака совхози вуҗутқа келиду. Йәнила жутниң илтимаси билән совхозға Авут Саттаров мудир болуп сайлиниду. Авут Саттаров һәрхил жуқарқи партия органлиридиму хизмәт қилиду. У оқушқа кәткән жиллири егиликкә бираз жил Һемит Дөләтов, вапатидин кейин болса, Сраждин Разиев, Махмут Абдурахманов билән Марат Һасанов рәһбәрлик қилди. Авут Саттаров қәйәрдә жүрмисун, оқумисун, хизмәт қилмисун, йәнила өз жутиниң чәмбиридин жирақ кетәлмәй, егиликниң паравәнлиги үчүн бар күчини сәрип қилған инсанларниң биридур. У қол күчини көп тәләп қилидиған тамака өстүрүшни механикилаштурушқа, йеза егилиги мутәхәссислирини Россиядә тәйярлап келишкә көп күч чиқарған. Шу заманларда оқуп кәлгән яшлар чеғида һазир һөрмәтлик дәм елишта. Йезини аватлаштуруш, кочиларға неон лампилирини орнитиш, Мәдәнийәт өйи, мәишәт өйи, монча, ағриқхана, икки балилар бағчиси, механикилаштурулған сийир фермиси, МТС, икки заманивий тамака сарийи, китапхана, өйләрни электрләштүрүш вә радиолаштуруш, ашхана, йеңи мәктәп, тикинчилик цехлирини, дуканларни селишни өзиниң пәрзәнтлик борчи дәп һесаплап, арминини әмәлгә ашуриду. Әпсус, у беналар һазир талан-таражда. Сәнъәт билән спортқиму көп көңүл бөлгән. Йеза сәнъәткарлири наһийәлик, вилайәтлик көрүкләргә қатнишип, дайим биринчи орунни егиләп кәлгән. Спортчилар, җүмлидин футбол командиси Челәк наһийәсиниң «Алтун башақ» көчмә кубогини һәр жилила һечкимгә бәрмәй кәлгән. Һечбир йезида йоқ, амма әтигәнлиги саат алтә болмай, мәркизий радио хәвәр бәргичә жут мөтивәри Һашир ака Манапов қаратуруқлуқларни охитип, бүгүнки болидиған йеңилиқлар билән тонуштурғач, жутдашлириға йәрлик радиодин ақ йол тиләтти. Мундақ радиотармақ һәтта наһийә даирисидә йоқ болуп, пәқәт қаратуруқтила бар еди. Һәм униң билән биз пәхирлинәттуқ. Егилик тәрәққияти билән биллә әмгәк илғарлириму көпләп мәйданға чиқти. Алтинбике Бертаева Социалистик Әмгәк Қәһримани, Абдуллам Пәрһатов билән Турсунбүви Һәмраева Ленин ордениниң саһиби аталди. Варис Абдуллаев, Рәхмидин Саттаров, Надирбек Әндиҗанов, Әбилқасим Манасов, Давутҗан Ғәнибаев, Абдуқадир Савутов, Маматай Сәрсенбаев, Мухпул Кебиров, Мөмүн Җалалов, Оразбек Алтынбеков, Абдурахман Муңдибаев, Ярмәһәмәт Самиев, Өлкә Әзизова, Мухпул Исламбақиев, Багу Узиев, Талип Имирбақиев, Таҗидин Қасимов, Сәйдул Гүлмәтов, Абдувайит Турдиев, Һәмра Имирбақиев, Һосман Розиев, Сейит Һошуров, Тельман Үсәнов, Исрайил Зайиров, Давут Закиров, Рустәм Баратов, Әбәйдуллам Семәтов, Тейип Разиев, Хәйруллам Һәмраев, Һемит Надиров, Миҗит Бақиев, Илахун Гүлиев, Ярмәһәмәт Йүсүпов, Исмайил Җәлилов, Камил Разиев, Шәмшидин Таҗидинов, Нурдун Азнибақиев, Муһидин Ахатов, Сонур Баратов, Иманғази Абиров, Әмирдин вә Меһирдин Азнибақиевлар, Асқанбай Алишев, Зәйнидин вә Шәхи Нурдуновлар, Алим Җанбақиев, Турсун Анайәтов, Имәрҗан Бақиев, Давут Мәсимов, Абдусалам Әхмәтов, Нурахун Өмәров, Йолдаш Һосманов, Әйса Семәтов, Иминҗан Җалалов, Муса Самиков, Абдусалам Абдусаламов, Махмут Зәйнавдинов, Ваһит, Реһимҗан вә Иминҗан Мурадиловлар, Нури Зикрияров, Өмәр Маликов, Зәйнавдун Баратов, Шамахун Баратов, Бәруллам Сәлимов, Турсун Тохтиев, Аблетип Баратов, Ваким Мәмәталиев, Тиливалди Қадиров, Давут Йүсүпов, Исрапул Қадиров, Мәсүт Пәрһатов, Турди Һошуров, Турған Наманов, Низамдун Ғоҗамбәрдиев, Исрайил Қадиров, Мәһәмәт Семәтов, Батур Арзиев, Әркин Зәйнавдинов, Қурван Насиров, Тохтахун Азнибақиев, Өмәрҗан Бәхтахунов, Азат вә Арслан Олбариевлар, Мәхсим Розиев, Әзим Мәтбақиев, Турған Разиев, Әзим Тохтиев, Имәрҗан Имирбақиев, Әмрия Хуршидов, Тудахун, Қасим вә Әхмәт Зулияровлар, Таливахун Абдурахманов, Әсми Сәйпуллаев, Жүнисбай Давутқулов, Сәвирдин Манапов, Пантелей Касафиди, Һашим вә Турсун Тоқамовлар, Абдулҗан вә Өмәрҗан Абдурахмановлар кәби ишчи-хизмәтчи-деханлар, Зиванәм Сәйпуллаева, Һурийәт Гайитова, Нурқиз Абдуллаева, Чолпан Разиева, Гүли Розиева, Иззәт Қадирова, Йеңиз Семәтова, Реһан Надирова, Җимиләм Розиева, Нурқиз Һәмраева, Санийәм Әмәтова, Мәрийәм Олбариева, Шарванәм Һосманова, Җәннәт Мурадилова, Зәйнәп Султанова, Седимқан Иманова, Турахан Мәхпирова, Маһинур Босақова, Җәнәм Турсунова, Рошән Қадирова, Тиллабүви Тоқамова, Турахан Бақиева, Зорәм Иминова, Маһинур Ғоҗамбәрдиева, Баһар Пәрһатова, Хуршидәм Мәмәталиева, Хамзат Адилова кәби тамака өстүргүчиләр, Нина Аксакалиди, Лена Баратова, Мая Манапова, Рухсәт Йүсүпова, Нина Проскурина кәби тиббий хадимлар, Нақисбек Стамжанов, Жайирбек Өгүзбаев (исми аталмай қалғанлар көп) стахановчи, әмгәк илғарлири атилип, қошумчә әмгәк һәққи билән тәғдирләнди. Уларниң мәйдилиригә орден, медальлар қадалди. Яшлардин Нурәхмәт Ибдиев қомүқонақ өстүрүштә илғарлар сепидин орун алди. Замандин Баратов, Бүвимәрийәм Закирова, Турған Разиев, Гүлбаһар Һәмраева, Светлана Разиева, Сәнәм Тохтахунова, Әйнидин Манапов охшаш яшларни зор ишларға җәлип қилишта алдинқи сәптин көрүнди. Һашим Садиров тамакидин мол һосул алғини үчүн қурултайларға делегат болуп сайланди. Бригада әзалири Алимҗан Самиев, Фируза Әзизова, Гүлвирәм Нуриева, Җәннәт Нуриева стахановчилар қатариға йезилди. Пидакаранә әмгиги билән көрүнгән ахирқи яшлиримизму һазир һөрмәтлик дәм елишта. Бу қисқа өмүрдә тарихимизда болуватқан вақиәләр тәкрарлинип туридиған охшайду. Бай вә кәмбәғәлгә бөлүнгән шу заманларда бөлүп берилгән өлчүк йәрлиригә кечә-күндүз ишләп, тапқинини байниң қәрзигә бериветип яки болмиса йерини қәриз һесавиға байға өткүзүветип, йәнила ач-ялиңач қалған деханлар җан беқиш койида иш издәп, Талғир, Алмута тәрәпләргә кәткән екән. 1881 – 1883-жиллири йеңидин бәрпа болуватқан Қорам болуслуғиниң, җүмлидин Қаратуруқтин 300 аилиниң 169 шәһәр әтрапиға әйнә шу сәвәптин орунлашқан дейишиду. Бир қизиқ йери, ата-бовимиз бизниң паравәнчилигимизни ойлап, өстәңләрни чепип, етизларға су чиқирип, терилғу мәйданлирини бәрпа қилип: «Мана, әнди паравән яша» дәп тапшуруп кәткәнниң өзидә бу жүрүшләр бүгүнки күнләрдиму давам қиливатиду. Әлвәттә, бу һаят тәливи. Илгириму болған, һазирму давамлишидиғини турған гәп. Йошуридиғини йоқки, сәясәт өзгирип, хусусийлаштуруш кәң овҗ алған заманда ата-бовилиримиз биләк күчи билән кәтмән чепип, маңлай тәри һесавиға бәрпа болған Қаратуруқниң йәрлири, салған имарәтлири пай һесавиға йеза турғунлириға, қисқиси, әвладиға бөлүп берилгән. Амма, пән-техника тәрәққий әткән заман болсиму, бу күнләрдә етизлиқларға пәрвиш ишлирини жүргүзүшкә һәркимниң күчи йәтмәй, көплигән терилғулуқ йәрләрни қарияғач билән җигдә, йолниң төвинидики сазлиқ участкиларни қомуч билән чөп бесип ятиду. Әң болмиғанда, явайи чиққан әшу чөпни болсиму чепип, жиғиштурувелиш үчүн техникиси барларни җәлип қилсаң, жиғилған чөп янар мейи билән әмгәк һәққигила кетип, йәр егисигә һәтта селиқ төләшкә йәтмәйдекән. Бүгүнки күнлүктә Қазақстан һөкүмити йеза егилиги үчүн молҗаланған йәрләрниң сүпитини бәлгүләш йолида аһалилиқ пунктларниң әтрапидики отлақларниң әһвалини ениқлаш ишлирини җиддий қолға алди. Бу иш бәш жил давамида жүргүзүлиду. Мошу вақит ичидә йеза егилиги йәрлирини үнүмлүк пайдилинишниң, иҗаригә бериш мәсилилириниң йеңи нормилири билән қаидилири, униңға қошумчилар ишлиниду. Йеза егилиги мәһсулатини ишләпчиқириш үчүн йәрни иҗаригә алғучиға төвәндики шәртләр қойилиду. Биринчидин, униң бизнес-плани – қанчилик көләмдә қәйәргә немә терип, немә өстүридиғанниң агротехникилиқ йол-йоруқлири ипадиләнгән шәрт-нормилири, нәччә адәм күчи сәрип қилинидиған технологиялик жәриянлар ениқ көрситилиши шәрт. Иккинчидин, йәр берилгәндин кейин бәш жил давамида һәр жили мониторинг жүргүзүлидиған болиду. Мундақ әтрап муһитниң топа-өсүмлүк қурулуминиң өзгирип турушини дайим назарәт қилип туруш иши мошу кәмгичә планлиқ асаста жүргүзүлмигән еди. Әндики мәхсәт шуниңдин ибарәтки, қанун бойичә бәш жил ичидә икки жил йәргә ишлимигән тәғдирдә йәр дөләт һесавиға қайтурулиду. Бир чағларда һәммә җәһәттин тәрәққий әткән егиликләр чечилип ятқини биз үчүн сир әмәс. Гайи йәрләрдә әһвални түзәш йолида ишлар қолға елинсиму, «Ялғуз атниң чеңи чиқмас...» дегинидәк болуватиду. Мундақ шараитта қолда бар техника, йәрләрни әқилгә мувапиқ бирләштүрүп, мустәһкәм бир егилик болуп ишлисәк болмасмеди? Әгәр мошундақ пәзиләтлик ишни башлап, күч чиқарсақ, бир әсирдин ошуқ вақит паравәнлик үчүн күрәшкән ата-бовилиримизниң роһлири хуш болуп, әвладини йеңи утуқларға дәвәт қилиши турған гәп әмәсму? Өзимизниң буғдийи, көмүқонақ, арпа, сулу, почиғи болса ненимиз бар, мәишәт орунлири болса әңнимиз пүтүн, әң есили келәчәк әвлат балилиримизниң иш билән тәминлинишигә зәмин яритилар еди. Әсли, йезидин шәһәргә озуқ-түлүк, нан мәһсулатлири тошулуши керәкти, һазир, әксичә, шәһәрдин нанни йезиға тошуватимиз. Өзимизниң беғида өсидиған лаза, помидор, тәрхәмәк, қисқиси, көктатниң һәммисини Алмутидики «дүң базардин» сетивелишқа адәтлинип, йәргә ишләштин қалдуқ. Мана қараңлара, бир әсирдин ошуқ вақит ичидә чоң бир мәлини қурған, тәр төкүп, биләк күчини сәрип қилған атилиримизниң әвлади йоқ әмәс. Һәммисини толуқ атимиғанниң өзидә Һашир Розиев, Авут Саттаров, Варис Абдуллаев, Сонур, Абдумеҗит Баратов, Таҗидин Қасимов, Турсун Тохтиевларниң әвлади – оғуллири алий билимлик йеза егилиги ишләпчиқиришиниң мутәхәссислири. Мән билидиған Абдурсул Надиров, Ғенахун Исламбақиев, Һашим Садиров, Илшат Һосманов бир чағларда наһийәниң башқуруш органлирида әмгәк қилған. Тәҗрибиси мол инсанлар. Разиев, Исламбақиев, Ремқулов, Үсәнов, Розиев, Семәтов, Мурадилов, Мәмәталиев, Тоқамов, Зулияров, Закиров, Һошуров вә башқиму исми аталмиған жутдашлиримизниң әвлади – балилирила әмәс, нәврилири бүгүнки күнлүктә мошу ишларниң бешида туралайдиған алий билимлик мутәхәссисләр. Немишкә турмасқа? Билим, әқил йетәрлик. Йәтмәйдиғини –хаһиш. Бир хошал боларлиқ һадисә, һазир Қаратуруқ йезисида кичик-кичик шәхсий тиҗарәтләр көпийиватиду. Униңға йол бойида сода орунлири, ашхана, техника җөндәш мәркәзлириниң ечилиши дәлил. Мошу йеқинда «Достлуқ» мәлисидики ташлинип кәткән дуканни кафе қилип ясапту» дегән хәвәрни аңлап, берип көрдүм. Әҗайип чирайлиқ бопту. Йерим жил илгири у бомба чүшкән имарәтни әслитәтти, һазир йеза һөснигә һөсүн қошуп туриду. Әнди уни ясап, пайдилинишқа ким күч чиқарди десәңлар, өзимизниң жутдиши, уссулчи, һели мәрһум Бүвинур Семәтова билән ишләмчан дехан Әхмәт Сонуровниң тиҗарәт билән шуғуллинип жүргән оғуллири екән. Мундақ тиҗарәтчи жигит, қизлиримиз азму? Бирла мисални әсләп кетәйли. Буниңдин чарәк әсир илгири, Қаратуруқ йезисида мечит селиш ишини Таҗидин бовайниң әвлади қолға еливеди, бир йәңдин қол чиқириши, жутларниң ярдими түпәйли арман әмәлгә ешип, һазир мечит хәлиқ хизмитидә. Йезиниң һөснигә һөсүн қошуп туриду. Таҗидин бовайниң һазир Алмутида яшаватқан кәнҗә оғли Бурхан Таҗидинов җәнубий пайтәхтниң Әвезов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси вәзиписини атқуруп, көзгә көрүнәрлик ишларни атқуруп кәлмәктә. Мошу йәрдә мән Таҗидин бовайниң кимлигини тонуштуруп өтәй. «У ғоҗа әвладидин. Қасимхан ғоҗиниң оғли. Буғралиқларни Жуқарқи Қаратуруққа башлап чиққан Мәмәттохти йүз бегиниң қизи Кәнҗихандан туғулған. Әхмәт Сонуровниңму бир учи йүзбегиниң әвладиға улашқан», дәйду жут мөтивәри Тохтахун ака Исламбақиев өтмүшни әсләп. Аңлидиңларғу? Буниңдин 135 жил илгири мәлиниң бәрпа болушини қолға кәлтүргән Мәмәттохти йүзбегиниң әвлади бар екәнғу? Өткән жили Варис Абдуллаевниң оғли Майдин Абдуллаев йеза йәрлирини кооперативлаштуруш мәсилисини көтирип, шәһәрдин алим, мутәхәссисләрни тәклип қилип, жиғин өткүзгини хелимизниң ядида. Физика-математика пәнлириниң доктори, йәр академиги Кәрим ака Худайбәрдиевниң өзи келип, «бүгүнки мону бош ятқан йәрләр ағриққа дучар болған. Уни давалишимиз керәк. Давалимисақ, әмгигимиз бекарға кетиду», дәп қахшиған. Амма бу гәпкә һечқайсимиз етивар бәрмидуқ. Аңлишимчә, өлүп кәткән ата-аниларниң намиға йезилған йәрләр техичила һөҗҗәтсиз турғидәк? Бош йәрләр йәнила шу бош бойи қалди... Пәқәт йезидила әмәс, униңдин учум болуп, шәһәр вә башқа жутларда туруватқан һәрбир адәм, җүмлидин аилиниң чоңи өз әвладиниң санини елип, тизимлап, һазирқи моҗут «Қаратуруқ» җәмийәтлик фондиға бирләшкини тоғримекин? Қолида барлар иттипақлишип, инвестицияни йеза тәрәққиятиға сәрип қилса? Биз, чәттә жүргәнләр, туғулған жутумизда әң болмиғанда мәдәний чарә-тәдбирләрни, спорт оюнлирини өткүзүшкә ярдәм қилсақ, күндин-күнгә азийип кетиватқан уйғур синиплириға балиларни топлашта чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп, өсүватқан яш әвлатни рәғбәтләндүрүшкә ат селишсақ, пайдимиз көпирәк болаттимекин? Елимиз Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» программилиқ көрсәтмисидиму туғулған жутқа мунасивәтлик бизниң алдимизға нәқ мошу мәхсәтләрни қойиватидиғу? Қаратуруқлуқ Мәшүр Розиев язғучи, җәмийәт әрбаби, Мәрийәм Семәтова, Гүльвира Разиева – Қазақстан хәлиқ артистлири, журналист-язғучилардин Шакир Турдиев, Қурван Җанбақиев, Алимҗан Бавдинов, Қасим Исмайилов қатарлиқ қәләм саһиблири йетилди. Роберт Турдиев хәлиқара дәриҗидики әлчиләр қатариға кирди. Алимлар Шеривахун Баратов, Шерип Надиров, Гегель Исқақов, Абит Надиров, Данахун Исламбақиев, Рәхмәтҗан Йүсүпов, тарихчи Марис Баратов илим-пәнни таллап, һәр саһа бойичә өз ишлириниң маһири аталди. Уйғур сәнъитини Реһангүл вә Маһигүл Мәхпирова, Бүвинур Семәтова, Алимҗан Абдуллаев туғ тутуп, Уйғур театри сәһнисидин көрүнди. Даңлиқ хирург Қасим Қадировниң изини бесип Шөһрәт Әхмәтов, Равиль Баратов невролог, Айдин Розахунов чиш дохтури, Бүвипатәм Закирова, Бүвимәрийәм Пәрһатова, Гүлмира Һаширова вә башқилар, кардиолог мутәхәссислигини егиләп, медицина саһасиниң маһирлири болуп йетилди. Әнди Ғазиһаҗимниң йолини тутуп устазлиқ кәспини таллиған яшлиримиз бүгүнки күнлүктә йүздин ашиду. Уйғур хәлқиниң әйнә шундақ даңлиқ адәмлири йетилгән Қаратуруқ жути билән һәрбиримиз һәқлиқ йосунда пәхирлинишимиз керәк. Авут МӘСИМОВ, язғучи.

652 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы