• Замандаш
  • 15 Ақпан, 2018

Көздә тутулған ишлар нурғун

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази»/ Атап ейтиш керәкки, өткән жили җумһурийитимиздә Ветеранлар кеңишиниң қурулғиниға 30 жил толди. Мошу вақит ичидә Ветеранлар кеңишиниң атқурған ишлири бебаһа. Бүгүнки күндә Нурвәг Сейитов рәһбәрлигидики Уйғур наһийәлик Ветеранлар кеңиши җәмийәтлик ишларға паал қатнишип, дөләт сәяситини жүргүзүшкә салмақлиқ үлүш қошуп кәлмәктә. ҚҖ Президенти Н.Ә. Назарбаевниң «Мәңгілік ел» идеясини тәшвиқат қилиш бойичә көплигән йезиларда турғунлар билән учришишлар өткүзүлди. Кеңәш рәисиниң ейтишичә, бийилқи жилғиму реҗилигән ишлар көп екән. Мәсилән, бу жили «Хәлиқ қәһримани» Мөрдүн Тейиповниң 100 жиллиғи, Социалистик Әмгәк Қәһримани Рәһиләм Сейитованиң 80 яшлиғи дағдуғилиқ нишанланмақчи. Әлвәттә, мошундақ нәтиҗилик ишларни уюштурушта кеңәш рәисиниң әмгиги зор. Өз вақтида 30 жилдин ошуқ вақит давамида икки колхозниң рәиси болған у бүгүнки күндә йеши сәксәндин алқисиму, хизмәттин қол үзмәй, наһийәлик Ветеранлар кеңишигә рәһбәрлик қиливатиду. Әлвәттә, униң әмгигиму мунасип баһаланмақта. Сөзүмгә дәлил, техи йеқиндила у Президентимиз Н.Ә. Назарбаевниң Пәхрий ярлиғиға муйәссәр болди. Дөләт рәһбириниң: «Дөләтлик вә җәмийәтлик хизмәттә сиңәргән әмгигиңиз, әлниң иҗтимаий-ихтисадий вә мәдәний риваҗлинишиға, хәлиқләр достлуғини, бирликни мустәһкәмләшкә қошқан үлүшиңиз үчүн...» дәп йезилған мундақ Пәхрий ярлиқ иккиниң биригә бериливәрмәйду. Биз мана мошундақ һөрмәткә сазавәр болған Нурвәг Сейитовни чин қәлбимиздин тәбрикләп, аиләвий бәхит вә ишида утуқ тиләймиз. сүрәттә: Уйғур наһийәсиниң һакими Ш.Нурахунов Н.Сейитовқа мукапат тапшуруватқан пәйт.

604 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы