• Һакимлар һесавити
  • 15 Ақпан, 2018

Бирлик бар йәрдә, Бәрикәт болиду

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази»/ Уйғур наһийәсиниң һакими Шөһрәт Нурахунов наһийәдики 14 йеза округида болуп, өткән жили атқурулған ишлар һәққидә һесават бәргән еди. Йеқинда у наһийә мәркизи Чонҗа йезисида әйнә шу һесават жиғинлириниң йәкүнини чиқарди. Униңға Алмута вилайити һакиминиң биринчи орунбасари Ләззәт Турлашов, наһийәдики дөләтлик мәһкимиләрниң рәһбәрлири, наһийәлик мәслиһәтниң депутатлири, йеза округлириниң һакимлири, мәктәп мудирлири вә наһийә турғунлири қатнашти. Уйғур наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан көпчиликни күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштуруп, сөзни наһийә һакими Ш.Нурахуновқа бәрди. Наһийә һакими хәлиқниң турмуш-тирикчилигигә, һәр саһалар бойичә йәткән утуқлар билән айрим камчилиқларғиму тохталди. 2017-жили наһийәдә Жуң вә терә ишләпчиқириш заводи 1131 тонна мәһсулат йетиштүрүп, 23 адәмни турақлиқ, 100 адәмни мәвсүмлүк иш билән тәминлигән. Униңдин ташқири наһийә мәркизидә 94 иш орни ечилған. Әнди келәчәктә Чонҗа йезисида йәл-йемиш мәһсулатлирини қайта ишләйдиған «Агропроцессинг» ширнә заводи ишқа қошулмақчи. Йеза егилиги саһаси бойичә, 2017-жили 1021 га бағ пәрвиш қилинип, униң ичидә 480 га йәрдә грек яңиғи, 323 га – өрүк, 95 га – алма (униң 70 гектари Апорт сорти), 47 га – шаптула, 30 га – қарөрүк, 24 га – алича вә 19 гектарда йәл-йемишниң башқа түрлири өстүрүлгән. 2018-жили наһийәдә йәнә 1000 гектар бағ бәрпа қилиш реҗиләнмәктә. Чарвичилиқ бойичә, өткән жили икки мал бодаш мәйдани ечилип, наһийәдә «Сыбаға» программиси бойичә план – 140, «Алтын асық» программиси бойичә – 101, «Құлан» программиси бойичә 105 пайизға орунланған. Булту наһийә мәркизидә иҗаригә берилидиған пәтирләрниң қурулуши аяқлишип, имтияз бойичә 10 аилә баш-паналиқ болған. Наһийәдә ичидиған су мәсилисиму аста-аста һәл болмақта. Өткән жили Ардолата вә Кепебулақ йезилириға су иншаәтлири тартилса, Қирғизсай йезисида иш 90 пайизға орунланған. Иш бар йәрдә камчилиқниң қатар жүридиғанлиғи чоқум. Өткән жили Чоң Дехан йезисиға су тартиш ишлириға 29,8 миллион тәңгә бөлүнсиму, буниңға җавапкәр «ШахСтройСервисСнаб» кампанияси ишниң ахирини чиқармиған. Медицина саһаси бойичә, 2017-жили 9 алий билимлик дохтур ишқа қобул қилинип, улар «Дипломмен ауылға» программиси билән ярдәм һәққи һәм несийә елиш имканийитигә егә болған. Шундақла 75,5 млн. тәңгигә медицинилиқ техника сетивелинған. Қирғизсай йезисида йеңи амбулатория ишқа қошулған. Мошу жили Довун йезисида йеңи медицинилиқ пункт, Кәтмән йезисида йеңи дохтурлуқ амбулаторияниң һули тиклинип, пайдилинишқа берилмәкчи. Новәттики натиқ Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Ы.Бектурсунов буниңдин 4-5 жил бурун паалийити тохтап қалған қуш фабрикисиға өз вақтида 9 млрд. субсидия берилип селинғанлиғини һәм миңдин ошуқ адәмниң иш билән тәминләнгәнлигини әскә алди. У мәзкүр қуш фабрикисини қайтидин тикләш, наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитов иҗаригә берилидиған қәвәтлик өйләрни көпләп селиш тәкливини бәрди. Наһийә һакиминиң һесават жиғинидики хуласә сөз Алмута вилайити һакиминиң биринчи орунбасари Ләззәт Турлашовқа берилди. Ләззәт Махатулы Уйғур наһийәсиниң бирлиги ярашқан, вилайәт бойичә башқиларға үлгә боларлиқ тәвәләрниң бири екәнлигини мәмнунийәт билән тилға алди вә «бирлик бар йәрдә, бәрикәт болиду» дегән нәқилни кәлтүрди.

180 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы