• Йеңилиқлар
  • 15 Ақпан, 2018

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

М.Е. Әбилқасымовани Қазақстан Җумһурийитиниң Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри лавазимиға тайинлаш тоғрилиқ Мадина Ерасыл қизи Әбилқасымова Қазақстан Җумһурийитиниң Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри болуп тайинлансун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ Астана, Ақорда, 2018-жил 9-февраль №635 Мадина Ерасыл қизи Әбилқасымова 1978-жили туғулди. Қазақ дөләт башқуруш академиясини, АҚШниң Колумбия университетини, Гарвард университетини тамамлиди, мутәхәс-сислиги бойичә хәлиқара ихтисатчи, хәлиқара мунасивәтләр магистри, дөләт башқуруш менеджери. «Болашақ» программисиниң учумкари. Әмгәк паалийитини Стратегиялик планлаш агентлиғиниң баш мутәхәссиси сүпитидә башлиди. 2002 – 2006-жилларда Ихтисат вә бюджетни планлаш министрлигиниң башқарма башлиғи, «Маркетинглиқ вә аналитикилиқ тәтқиқатлар мәркизи» акционерлиқ җәмийитиниң департамент мудири болуп ишлиди. Премьер-Министр Идариси Иҗтимаий-ихтисадий бөлүми башлиғиниң орунбасари, Президент Мәмурийити йенидики Стратегиялик тәтқиқатлар вә тәһлил мәркизи башлиғиниң орунбасари лавазимлирини егилиди. Ихтисадий тәрәққият вә сода вице-министри, ихтисат вә бюджетни планлаш вице-министри болуп тайинланди. 2014-жилниң август ейидин тартип – Қазақстан Җумһурийитиниң миллий ихтисат вице-министри.

439 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы