• Йеңилиқлар
  • 24 Тамыз, 2012

Йеңи мечит қәд көтәрди

Талғир наһийәсиниң Қизил Туғ-4 йезисида яшап, әмгәк қилған уруш вә әмгәк ветерани Молдахмет Мурзаевни мәзкүр тәвәдә тонумайдиғанлар аз. Көпчилик униң исмини мәзкүр йезини бәрпа қилған инсанларниң бири сүпитидә алаһидә һөрмәт билән тилға алиду. Буниңдин 30 жил муқәддәм һаяттин өткән Молдахмет ағиниң туғулғиниға  бийил топ-тоғра 100 жил болди. У Улуқ Вәтән урушидин кейинки қийин дәвирләрдә йезилиқ кеңәшниң рәиси сүпитидә, йезини иҗтимаий-ихтисадий җәһәттин тәрәққий әткүзүшкә көп күч чиқарған инсанларниң бири. Өткән әсирниң 60-жиллири — тарихий вәтинимиздин чиққан қериндашлиримизниң мәзкүр жутқа орунлишип,өй-маканлиқ болушиғиму  Молдахмет аға көп ярдәм қилған екән. Униң бу яхшилиғини жут чоңлири  һелиғичә мәмнунийәт билән тилға алиду. Молдахмет Мурзаевниң пәрзәнтлири, нәврә-чәврилири ата изи билән меңип, җәмийитимизниң һәрхил саһалирида үнүмлүк әмгәк қилмақта. Мошуниңдин үч жил илгири Молдахмет ағиниң нәврилири Қанат билән Бақитжан атимизниң нами өчмисун, дегән мәхсәттә Қизил Туғ-4 мәлисидә мечит қурулушини қолға алған еди. Бу тәшәббус жутдашлири вә башқиму меһир-сахавәтлик инсанлар тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болди. Бу җәһәттин Қазақстан хәлиқ артисти Айман Мусахоҗаева, Абләһәт вә Тәлъәт Ғуламовлар, Һаким Жолдасбеков, Гаухар Қанатбаева, Думан Рысбековниң исимлирини алаһидә мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду . Роза һейтиниң дәсләпки күни  әйнә шу инавәтлик шәхсниң намида аталған мәзкүр мечит жут әһли үчүн өз ишигини кәң ачти. Мечитниң ечилишиға беғишланған тәнтәнини Талғир наһийәлик баш мечитиниң мәтбуат кативи Қамнур Тәлим кириш сөзи билән ечип, сөз новитини Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң Алмута вилайитидики вәкили Әсет Аташовқа бәрди. У өз сөзидә көпчиликни Роза һейти мәйрими билән тәбрикләп, мечит селишта көп күч чиқарған һамийларға, Қанат билән Бақитжанни тәрбийиләп, қатарға қошқан Бибинур аниға  миннәтдарлиқ изһар қилди. Рәмизлик  лента қийилғандин кейин, көпчилик бу қутлуқ дәргаһқа қәдәм тәшрип қилди. У йәрдә Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң Алмута вилайитидики вәкили дуа-тәгбир оқуди. Кейин жут турғунлири әрваларниң роһиға атап берилгән нәзирдин еғиз тәгди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

Талғир наһийәси.

 

549 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы