• Әдәбият гүлзари
  • 22 Ақпан, 2018

Шеирийәт шәйдаси мәктәпкә кәлди

Учришиш/ Йеқинда Чонҗа йезисидики Илия Бәхтия намидики 3-уйғур оттура мәктивидә Дөләт рәһбириниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси асасида, яш шаирә Сабирәм Әнвәрова билән учришиш болуп өтти. Униңға мәзкүр билим дәргаһиниң шагиртлири, устазлар коллективи вә бир топ меһманлар қатнашти.Учришишта Меймангүл Сетиева йетәкчилигидики 4-«Ә» синипиниң оқуғучилири шаирәниң бирқатар шеирлирини ядқа ейтса, униң иҗадийитигә қизиққан оқуғучилар өзлирини қизиқтурған соалларға җавап алди. Әл-Фараби Тохтиев, Шадийәм Әйсаҗанова, Ирадә Түркистанова, Зарина Аппазова вә Нигара Тельманованиң ядқа ейтқан шеирлири көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурди. Шундақла бу чарә-тәдбирдә С.Әнвәрованиң дәсләпки топлими тонуштурулуп, муәллипниң бирқатар монолог һәм балиларға беғишланған шеирлири бойичә оқуғучилар тәрипидин тәйярланған сәһнилик көрүнүш көрситилди. Тәкитләш керәкки, бу күни мәхсус тәйярланған концертлиқ программа учришишни техиму җанландурди. Учришиш давамида Сабирәм Әнвәроваға мәктәп мәмурийити билән оқуғучиларға вә меһманларға миннәтдарлиғини йәткүзүп, өзиниң шаирә әмәс, пәқәт шеирийәтниң шәйдаси екәнлигини ейтип, «шаирә» дегән намға сазавәр болуш үчүн техи талай әмгәк қилиши керәклигини алаһидә қәйт қилди. Шундақла у учришиш тәшәббускарлири болған устазлар — Венерәм Җәлилова, Гүлвира Мәңсүрова вә Меймангүл Сетиева мәзкүр билим дәргаһида оқуватқан ини-сиңиллириниң келәчәктә егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. Ахирида меһманлардин Шәмахун Нурумов, Абдукерим Сәйдуллаев, Үсән Җәлилов вә Реһимҗан Масақов С.Әнвәрованиң уйғур әдәбиятиға чақниған юлтуз кәби кирип кәлгәнлигини тәкитләп, униң иҗадийитигә утуқ тилиди. Аблимит МӘРДАНОВ. Уйғур наһийәси.

359 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы